Самуил «1»
1
Дәрд-әләмдин болған тиләк
Әфраим тағлиғидики Раматаим-Зофимда Әлканаһ исимлиқ бир киши бар еди. У Әфраимлиқ болуп, Йәроһамниң оғли, Йәроһам Елихуниң оғли, Елиху Тохуниң оғли, Тоху Зуфниң оғли еди. 1Тар. 6:11, 12 Униң икки аяли бар еди. Бирисиниң исми Һаннаһ, йәнә бирисиниң исми Пәниннаһ еди. Пәниннаһниң балилири бар еди, лекин Һаннаһниң балиси йоқ еди. Бу адәм һәр жили өз шәһиридин самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигарға сәҗдә қилип қурбанлиқ сунғили Шилоһға баратти. У йәрдә Әлиниң Хофний вә Финиһас дегән икки оғли Пәрвәрдигарниң каһинлири болуп ишләйтти. Мис. 23:14; Қан. 16:16. Һәр қетим Әлканаһ қурбанлиқ қилған күнидә у қурбанлиқтин аяли Пәниннаһ вә униң һәр бир оғул-қизлириға өз үлүшини берәтти. Амма Һаннаһға болса у икки һәссилик үлүш берәтти; чүнки у Һаннаһни толиму сөйәтти. Лекин Пәрвәрдигар уни туғмас қилған еди. «Лекин Пәрвәрдигар уни туғмас қилған еди» — ибраний тилида: «Лекин Пәрвәрдигар униң балиятқусини етивәткән еди». Пәрвәрдигарниң уни туғмас қилғанлиғидин униң күндәш рәқиби Пәниннаһ Һаннаһни азаплаш үчүн униң билән қаттиқ қеришатти. Вә һәр жили, Һаннаһ һәр қетим Пәрвәрдигарниң өйигә чиққанда, Пәниннаһ униңға азар берәтти. Пәниннаһ шундақ қилғачқа, у жиғлап һеч немә йемәйтти. «Вә һәр жили, Һаннаһ һәр қетим Пәрвәрдигарниң өйигә чиққанда, Пәниннаһ униңға азар берәтти» — немишкә улар һәр қетим «Пәрвәрдигарниң өйигә чиққанда» шундақ болиду? — бизниңчә һәр қетим бир ибраний аилә Худаниң алдиға шундақ кәлгәндә, улар барлиқ балилири үчүн алаһидә тәшәккүр ейтиши мумким. Шу чағларда Пәниннаһ Һаннаһқа «Сән бир туғмас!» дәп әслитәтти.
Бәзи тәрҗимиләрдә мошу җүмлиниң бешида: «У (Әлканаһ) һәр жили Пәрвәрдигарниң өйигә чиққанда, Һаннаһ униңға һәмраһ болуп барғанда...» дейилиду.
Ахири униң ери Әлканаһ униңға: — И Һаннаһ, немишкә жиғлайсән? Немишкә бир нәрсә йемәйсән? Немишкә көңлүң азар йәйду? Мән өзүм саңа он оғулдин әвзәл әмәсму?! — деди. Рут 4:15.
Улар Шилоһда йәп-ичкәндин кейин (Әли дегән каһин шу чағда Пәрвәрдигарниң ибадәтханисиниң ишиги йенидики орундуқта олтиратти) Һаннаһ дәстихандин турди; 10  у қаттиқ азап ичидә Пәрвәрдигарға дуа қилип зар-зар жиғлайтти. 11 У қәсәм ичип: — И самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар, әгәр дедигиңниң дәрдигә йетип, мени яд етип дедигиңни унтумай, бәлки дедигиңгә бир оғул бала ата қилсаң, уни пүтүн өмриниң күнлиридә Сән Пәрвәрдигарға беғишлаймән; униң бешиға устира һеч қачан селинмайду, деди. «униң бешиға устира һеч қачан селинмайду» — Тәврат дәвридә бәзи кишиләр өзлирини Худаниң ибадитигә беғишлаш мәхситидә өзлирини «назарий» дәп атайтти; «назарий»лар (назарий болушқа қәсәм ичип бекитилгән мөһләттә) һарақ ичмәйтти, чачлирини һеч чүшүрмәйтти. «Чөл.» 6:1-22ни көрүң.   Һак. 13:5.
12  У Пәрвәрдигарниң алдида дуасини давам қиливатқанда, Әли униң ағзиға қарап турди; 13  чүнки Һаннаһ дуани ичидә қилғачқа ләвлири мидирлаватқини билән авази аңланмайтти. Шуңа Әли уни мәс болуп қапту, дәп ойлиди. 14  Әли униңға: — Қачанғичә мәс жүрисән? Шарабиңни өзүңдин нери қил, деди.
15  Лекин Һаннаһ җававән: — Ундақ әмәс, и ғоҗам! Көңли сунуқ бир мәзлуммән. Мән шарапму, һарақму ичмидим, бәлки җеним дәрдини Пәрвәрдигарниң алдида төктүм; Зәб. 61:9; 141:2 16  дедәклирини яман хотун дәп билмигәйла. Чүнки мениң зор дәрдим вә азаплиримдин бу күнгичә шундақ нида қиливатимән, деди. «дедәклирини яман хотун дәп билмигәйла...» — ибраний тилида «дедәклирини «Белиалниң қизи» дәп билмигәйла» дейилиду. «Белиал»ниң мәнаси «әрзимәс» дегәнлик болуп, бәлким Иблисни көрситиду.
17  Әли униңға җавап берип: — Теч-аман қайтқин; Исраилниң Худаси Өзидин тилигән илтиҗайиңни иҗабәт қилғай, деди.
18  Һаннаһ: — Дедәклири көз алдилирида илтипат тапқай, деди. У шуларни дәп чиқип, ғиза йеди вә шуниңдин кейин чирайида илгәркидәк ғәмкинлик көрүнмиди.
19  Улар әтиси таң сәһәрдә орнидин туруп Пәрвәрдигарниң һозурида сәҗдә қилип болуп, Рамаһдики өйигә йенип кәлди. Әлканаһ аяли Һаннаһға йеқинчилиқ қилди; Пәрвәрдигар уни әслигән еди. 20  Һаннаһ һамилдар болуп, вақти-саити тошуп, бир оғул туғди. У: «Мән уни Пәрвәрдигардин тиләп алдим» дәп, исмини Самуил қойди. ««Мән уни Пәрвәрдигардин тиләп алдим» дәп, исмини Самуил қойди» — ибраний тилида «Самуил» дегәнниң мәнаси «Худа аңлиди» яки «Худадин тилигән» дегәнгә йеқин келиду.
 
Һаннаһ Самуилни Пәрвәрдигарға атайду
21  Униң ери Әлканаһ өйидики һәммиси билән Пәрвәрдигарға атидиған һәр жиллиқ қурбанлиқни қилғили вә қилған қәсимини ада қилиш үчүн Шилоһға чиқти. 22  Лекин Һаннаһ биллә бармай еригә: — Бала әмчәктин айрилғандила андин мән униң Пәрвәрдигарниң алдида һазир болуши үчүн уни елип баримән; шуниң билән у у йәрдә мәңгү туриду, деди. 23  Ери Әлканаһ униңға: — Өзүңгә немә яхши көрүнсә, шуни қилғин. Уни әмчәктин айриғичә туруп турғин. Пәрвәрдигар Өз сөз-каламиға әмәл қилғай, деди. Аяли өйдә қелип балиси әмчәктин айрилғичә емитти. 24  Балиси әмчәктин айрилғандин кейин у уни елип, шундақла үч буқа, бир әфаһ ун вә бир тулум шарапни елип Пәрвәрдигарниң Шилоһдики өйигә апарди. Бала болса техи кичик еди. «бир әфаһ ун» — «әфаһ» ашлиқ-данларниң өлчәм бирлиги еди, тәхминән 27 литр. Буқа қурбанлиқ қилинғанда, униңға қошуп ундин «қошумчә ашлиқ һәдийә» қилинишиму керәк еди.   Луқа 2:41. 25  Улар бир буқини союп балини әлиниң қешиға елип кәлди. «Улар бир буқини союп балини әлиниң қешиға елип кәлди» — қалған икки буқа бәлким елиға Самуилни беқиш үчүн бәргән «беқиш һәққи» болуши мүмкин. Башқа бир еһтималлиқ барки, 24-айәтниң мәнаси: «...үч буқа» әмәс, бәлки «....үч яшлиқ бир буқа» болуши мүмкин. Бирақ бу айәтни шундақ чүшәнгән алимлар аз. 26 Шуниң билән Һаннаһ униңға: — И ғоҗам, өзлиридә һаят раст болғинидәк, бу йәрдә силиниң қашлирида туруп Пәрвәрдигарға нида қилған мәзлум мән болимән, деди. 27 Мән мошу оғул бала үчүн дуа қилдим вә мана, Пәрвәрдигар мениң тилигән илтиҗайимни иҗабәт қилди. 28  Әнди һазир мән уни Пәрвәрдигарға тапшуруп бәрдим. Өмриниң һәммә күнлиридә у Пәрвәрдигарға беғишланған болиду, деди. Шуниң билән улар у йәрдә Пәрвәрдигарға сәҗдә қилди. «...улар у йәрдә Пәрвәрдигарға сәҗдә қилди»«улар» бәзи кона көчүрмиләрдә «у у йәрдә Пәрвәрдигарға сәҗдә қилди» дейилиду (демәк, Самуилни көрситиду).
 
 

1:1 1Тар. 6:11, 12

1:3 Мис. 23:14; Қан. 16:16.

1:5 «Лекин Пәрвәрдигар уни туғмас қилған еди» — ибраний тилида: «Лекин Пәрвәрдигар униң балиятқусини етивәткән еди».

1:7 «Вә һәр жили, Һаннаһ һәр қетим Пәрвәрдигарниң өйигә чиққанда, Пәниннаһ униңға азар берәтти» — немишкә улар һәр қетим «Пәрвәрдигарниң өйигә чиққанда» шундақ болиду? — бизниңчә һәр қетим бир ибраний аилә Худаниң алдиға шундақ кәлгәндә, улар барлиқ балилири үчүн алаһидә тәшәккүр ейтиши мумким. Шу чағларда Пәниннаһ Һаннаһқа «Сән бир туғмас!» дәп әслитәтти. Бәзи тәрҗимиләрдә мошу җүмлиниң бешида: «У (Әлканаһ) һәр жили Пәрвәрдигарниң өйигә чиққанда, Һаннаһ униңға һәмраһ болуп барғанда...» дейилиду.

1:8 Рут 4:15.

1:11 «униң бешиға устира һеч қачан селинмайду» — Тәврат дәвридә бәзи кишиләр өзлирини Худаниң ибадитигә беғишлаш мәхситидә өзлирини «назарий» дәп атайтти; «назарий»лар (назарий болушқа қәсәм ичип бекитилгән мөһләттә) һарақ ичмәйтти, чачлирини һеч чүшүрмәйтти. «Чөл.» 6:1-22ни көрүң.

1:11 Һак. 13:5.

1:15 Зәб. 61:9; 141:2

1:16 «дедәклирини яман хотун дәп билмигәйла...» — ибраний тилида «дедәклирини «Белиалниң қизи» дәп билмигәйла» дейилиду. «Белиал»ниң мәнаси «әрзимәс» дегәнлик болуп, бәлким Иблисни көрситиду.

1:20 ««Мән уни Пәрвәрдигардин тиләп алдим» дәп, исмини Самуил қойди» — ибраний тилида «Самуил» дегәнниң мәнаси «Худа аңлиди» яки «Худадин тилигән» дегәнгә йеқин келиду.

1:24 «бир әфаһ ун» — «әфаһ» ашлиқ-данларниң өлчәм бирлиги еди, тәхминән 27 литр. Буқа қурбанлиқ қилинғанда, униңға қошуп ундин «қошумчә ашлиқ һәдийә» қилинишиму керәк еди.

1:24 Луқа 2:41.

1:25 «Улар бир буқини союп балини әлиниң қешиға елип кәлди» — қалған икки буқа бәлким елиға Самуилни беқиш үчүн бәргән «беқиш һәққи» болуши мүмкин. Башқа бир еһтималлиқ барки, 24-айәтниң мәнаси: «...үч буқа» әмәс, бәлки «....үч яшлиқ бир буқа» болуши мүмкин. Бирақ бу айәтни шундақ чүшәнгән алимлар аз.

1:28 «...улар у йәрдә Пәрвәрдигарға сәҗдә қилди» — «улар» бәзи кона көчүрмиләрдә «у у йәрдә Пәрвәрдигарға сәҗдә қилди» дейилиду (демәк, Самуилни көрситиду).