9
Шебаниң аял падишаси даналиқни издәп келиду
1Пад. 10:1-3
1 Шебаниң аял падишаси болса Сулайманниң даңқ-шөһритини аңлап, уни қийин чигиш-соаллар билән синиғили Йерусалимға кәлди. У хушбуй буюмлар, интайин тола алтун вә яқут-гөһәрләр артилған төгиләрни елип, чоң дәбдәбә билән кәлди. Сулайманниң қешиға кәлгәндә өз көңлигә пүккән һәммә иш тоғрилиқ униң билән сөзләшти. 2 Сулайман униң һәммә сориғанлириға җавап бәрди. Һеч немә Сулайманға қараңғу әмәс еди, бәлки һәммисидә униңға җавап бәрди.
3 Шебаниң аял падишаси Сулайманниң даналиғиға, ясиған орда-сарайға,
4 дәстихандики таамларға, әмәлдарларниң қатар-қатар олтиришлириға, хизмәткарлириниң қатар-қатар турушлириға, уларниң кийгән кийимлиригә, униң сақийлири вә уларниң кийгән кийимлиригә вә униң Пәрвәрдигарниң өйидә атап сунған көйдүрмә қурбанлиқлириға қарап, үни ичигә чүшүп кәтти.
□ 5 У падишаға: — Мән өз жутумда силиниң ишлири вә даналиқлири тоғрисида аңлиған хәвәр раст екән; 6 амма мән келип өз көзлирим билән көрмигичә бу сөзләргә ишәнмигән едим; вә мана, мән һәтта йериминиму аңлимиған екәнмән; силиниң даналиқлири билән бәрикәт-баяшатлиқлири мән аңлиған хәвәрдин зиядә екән. 7 Силиниң адәмлири немидегән бәхитлик-һә! Һемишә силиниң алдилирида туруп даналиқлирини аңлайдиған бу хизмәткарлири нәқәдәр бәхитликтур! 8 Силидин сөйүнгән, силини өзи үчүн Исраилниң тәхтигә олтарғузған Пәрвәрдигар Худалири мубарәктур! Худалири Исраилға бағлиған муһәббити үчүн, уларни мәңгү мәзмут турсун дәп У силини тоғра һөкүм вә адаләт сүргили улар үстигә падиша қилди, деди.
9 У падишаға бир йүз жигирмә талант алтун, интайин көп хушбуй буюмлар вә яқут-гөһәрләрни соға қилди. Шебаниң аял падишаси Сулайман падишаға сунған шунчә зор миқдардики хушбуй буюмлар шуниңдин кейин һеч көрүнгән әмәс
10 (Офирдин алтунларни әпкелидиған Һурамниң хизмәткарлири вә Сулайманниң хизмәткарлири йәнә интайин зор миқдардики сәндәл яғичини вә яқут-гөһәрләрниму елип кәлди.
11 Падиша сәндәл яғичидин Пәрвәрдигарниң өйи үчүн вә падишаниң ордиси үчүн пәләмпәйләр ясап һәм нәғмә-навачилар үчүн чилтарлар вә сазларни шуниңдин ясатти. Шундақ есил сәндәл яғичи Йәһуда зиминида бу вақитқичә һеч көрүлүп бақмиған еди).
□ 12 Сулайман падиша Шебаниң аял падишасиға униң өзигә қилған соғилиридин ашуруп соға тутти, аял падишаниң көңли тартқан һәммини — немә сориса, шуни бәрди; андин у хизмәткарлири билән йолға чиқип өз жутиға қайтип кәтти.
Сулайманниң байлиқлири
1Пад. 10:14-29
13 Сулайманға һәр жили кәлтүрүлгән алтунниң өзи алтә йүз атмиш алтә талант еди.
□ 14 Бу киримдин башқа, оқәтчи-тиҗарәтчиләр, барлиқ әрәб падишалар вә өз зиминидики әмәлдарларму алтун-күмүчләрни елип Сулайманға тапшуратти.
15 Сулайман падиша икки йүз чоң сипарни соқтурди вә һәр сипарға алтә йүз шәкәл алтун кәтти .
□ 16 Шундақла үч йүз қалқанни япилақланған алтундин ясиди; һәр бир қалқанни ясашқа үч йүз шәкәл алтун ишлитилди; падиша уларни «Ливан ормини сарийи»ға есип қойди.
□ 17 Падиша пил чишлиридин чоң бир тәхт ясап, уни сап алтун билән қаплатти. 18 Тәхтниң алтә қәвәтлик пәләмпийи бар еди, униң бир алтун путпәриси тәхт билән тутишип туратти; орундуқниң икки йенида таянғучиси бар еди, һәр бир таянғучниң йенида бирдин өрә турған ширниң һәйкили бар еди. 19 Алтә қәвәтлик пәләмпәйниң үстидә, оң вә сол тәрипидә өрә турған он икки ширниң һәйкили болуп, һәр бир басқучниң оң-сол тәрипидә бирдин бар еди; башқа һеч қандақ әлдә униңға охшаш ясалғини йоқ еди.
20 Сулайман падишаниң барлиқ җам-пиялилири алтундин ясалған; «Ливан ормини Сарайи»дики барлиқ қача-қучилар тавланған алтундин ясалған; Сулайманниң күнлиридә күмүч һеч немә һесаплинатти.
21 Чүнки падишаниң кемилири Һурамниң хизмәткарлири билән биллә Таршишқа берип туратти; «Таршиш кемә»ләр һәр үч жилда бир қетим келип алтун-күмүч, пил чишлири, маймунлар вә тозларни әкеләтти.
□ 22 Сулайман падиша йәр йүзидики барлиқ падишалардин байлиқта вә даналиқта үстүн еди.
23 Худаниң Сулайманниң көңлигә салған даналиқини аңлаш үчүн йәр йүзидики барлиқ падишалар униң билән дидарлишиш арзуси билән келәтти;
24 кәлгәнләрниң һәммиси өз соғитини елип келәтти; йәни күмүч қача-қучилар, алтун қача-қучилар, кийим-кечәкләр, дубулға-савутлар, тетитқулар, атлар вә қечирларни елип келәтти. Һәр жили улар бәлгүлик миқдарда шундақ қилатти.
□ 25 Вә Сулайманниң җәң һарвусиға қатидиған атлири үчүн төрт миң еғили бар еди, шуниңдәк он икки миң атлиқ әскири бар еди; у уларни «җәң һарвуси шәһәрлири»гә вә өзи туридиған Йерусалимға орунлаштурди.
□ 26 Сулайман
Әфрат дәриясидин Филистийә зиминиғичә таки Мисирниң чегарисиға қәдәр болған барлиқ падишалиқлар үстидин һөкүмранлиқ қилди.
27 Падиша Йерусалимда күмүчни таштәк көп, кедир дәрәқлирини җәнубий түзләңликтики үҗмә дәрәқлиригә охшаш нурғун қилди.
□ 28 Кишиләр атларни Мисирдин вә һәр қайси жутлардин Сулайманға йәткүзүп берип туратти.
29 Сулайманниң башқа әмәллири баштин ахириғичә «Натан пәйғәмбәрниң баянлири», «Шилоһлуқ Ахияһниң бишарити», шундақла Нибатниң оғли Йәробоам тоғрилиқ «Алдин көргүчи Иддо көргүн аламәт көрүнүшләр» дегән китапларға пүтүлгән әмәсмиди?
□ ■ 30 Сулайман Йерусалимда туруп пүтүн Исраилниң үстидин қириқ жил сәлтәнәт қилди.
31 Сулайман ата-бовилири арисида ухлиди; халайиқ уни атиси Давутниң шәһиридә дәпнә қилди; униң оғли Рәһобоам униң орниға падиша болди.
□