Даниял — «Худа мениң сот қилғучумдур»
Бәлтәшасар — «Бәл (бир мәбуд) униң һаятини қоғдисун».Һанания — «Пәрвәрдигар меһри-шәпқәтликтур»
Шадрак — «Аку (бир мәбуд)ниң буйруғи»
Мишаел — «Худаға ким охшиялисун?»
Мишак — «Аку (бир мәбуд)ға ким охшиялисун?»
Азария — «Пәрвәрдигар Ярдәмчимдур»
Әбәднего — «Него (нур чачидиған мәбуд)ниң қули»
■1:1 2Пад. 24:2, 3; 2Тар. 36:6
□1:2 «Худаниң өйи» — муқәддәс ибадәтхана, әлвәттә.
□1:3 «баш ағват ғоҗидари Ашпиназ» — «ағват» падиша сарайидики кенизәкләргә қарайдиған, пичилған әр киши. Уларниң башқа вәзипилири бар болуши мүмкин. Мүмкинчилиги йәнә барки, мошу йәрдә «баш ағват ғоҗидари» падишаларниң барлиқ әмәлдарларниң бешини көрситиду. Әгәр мошу тоғра болса «баш әмәлдар» дәп тәрҗимә қилишқа тоғра келиду.
□1:4 «йәнә келип калдийләрниң илим-пәнлирини һәм тилини үгинәләйдиған болуши керәк еди — «Калдийә» Бабил империйәсидики муһим бир наһийә еди, шу йәрдикиләр «алийҗанап кишиләр» дәп қарилатти. Бабил ордисиниң қаидә-йосунлириға асасән мунәҗҗимләр шу тәбиқидики адәмләрдин болуши керәк еди.
□1:7 «Ағват беши уларға йеңи исимлар, йәни Даниялға Бәлтәшасар, Һананияға Шадрак, Мишаелға Мишак, Азарияға Әбәднего дегән исимларни қойди» — бу қойған исмилар, асасән бутпәрәслик билән мунасивәтлик болуп, әсли вә йеңи исмилириниң мәнилири төвәндикидәк: — Даниял — «Худа мениң сот қилғучумдур» Бәлтәшасар — «Бәл (бир мәбуд) униң һаятини қоғдисун».Һанания — «Пәрвәрдигар меһри-шәпқәтликтур» Шадрак — «Аку (бир мәбуд)ниң буйруғи» Мишаел — «Худаға ким охшиялисун?» Мишак — «Аку (бир мәбуд)ға ким охшиялисун?» Азария — «Пәрвәрдигар Ярдәмчимдур» Әбәднего — «Него (нур чачидиған мәбуд)ниң қули»
□1:8 «Даниял падиша бәлгүлигән назу-немәтләр вә шаһанә шараплири билән өзини Худа алдида напак қилмаслиққа бәл бағлиди» — Даниял Йәһудий болғачқа, Муса пәйғәмбәргә берилгән «муқәддәс қанун»ға асасән, бәзи гөшләр, мәсилән чошқа, төгә, тошқан гөшини йейишкә болмайтти. Қан чиқармай боғуп өлтүргән болса, йейишкә болмайтти. Униң үстигә, Бабил ордисидикиләр йегән гөшләр вә ичкән шараплар мәбудларға беғишланған болуп, әшу мәбудларни мәдһийиләш үчүн йәп-ичиләтти.
■1:8 Лав. 15:1-35; 17:12; Қан. 14:3-21; 1Кор. 8:4, 8-10
□1:18 «Падиша бәлгүлигән муддәт тошқинида...» — йәни үч жил (5-айәтни көрүң).
□1:21 «Даниял Парс падишаси Қорәш тәхткә олтарған биринчи жилғичә ордида давамлиқ турди» — Парс падишаси Қорәш 66 жилдин кейин Бабил империйәсини истела қилди (миладийәдин илгәрки 539-жили).