Һекмәт топлиғучи
1
«Һәммә иш бимәниликтур!»
Йерусалимда падиша болған, Давутниң оғли «Һекмәт топлиғучи»ниң сөзлири: — «Һекмәт топлиғучи» — язғучи өзиниң Сулайман екәнлигини көрситиду. Бу нуқта 16-айәт, 2:7-айәт қатарлиқларда испатлиниду. Китапниң нами әслий ибраний тилида «Қоһәләт» дейилиду, униң мәнаси: «топлиғучи» «рәтлигүчи» дегән мәнидә болуп, биз уни «һекмәт топлиғучи» (демәк, «ой-пикирләрни рәтлигүчи») дәп тәрҗимә қилдуқ. Бәзиләр уни йәнә «Тәлим бәргүчи», «Вәз ейтқучи» дәпму тәрҗимә қилиду.
«Бимәнилик үстигә бимәнилик!» — дәйду «Һекмәт топлиғучи» — «Бимәнилик үстигә бимәнилик! Һәммә иш бимәниликтур!» «Бимәнилик үстигә бимәнилик!» — ибраний тилида «бимәниликләрниң бимәнилиги!». Бу худди «Күйләрниң күй» «әң гөзәл күй» дейилгәнгә охшаштур, «бимәниликләрниң бимәнилиги» бәлким «һаятлиқ аләмдә «әң бимәнилик иштур!»» дегәнни билдүрүши мүмкин.   Зәб. 61:10; 143:4
Қуяш астида тартқан җапалиридин инсан немә пайдиға еришәр? «Қуяш астида» — бу «Һекмәт топлиғучи»дики ачқучлуқ сөздур. Язғучиниң баянлириниң көпинчиси «асмандин (Худадин) кәлгән вәһий» билән әмәс, бәлки «қуяш астида» яки «аптап асти»дики көзқараш билән ейтилған. У қәстән шундақ көз-қарашни сөзләйду. «Кириш сөз» вә «қошумчә сөз»имизниму көрүң.   Топ. 2:22; 3:9
Бир дәвир өтиду, йәнә бир дәвир келиду;
Бирақ йәр-зимин мәңгүгә давам қилиду; Зәб. 103:5
Күн чиқиду, күн патиду;
Вә чиқидиған җайға қарап йәнә алдирап маңиду.
Шамал җәнупқа қарап соқиду;
Андин бурулуп шималға қарап соқиду;
У айлинип-айлинип,
Һәрдайим өз айланма йолиға қайтиду.
Барлиқ дәриялар деңизға қарап ақиду, бирақ деңиз толмайду;
Дәриялар қайси җайға аққан болса,
Улар йәнә шу йәргә қайтиду. Аюп 38:8, 9, 10; Зәб. 103:8-10
Барлиқ ишлар җапаға толғандур;
Уни ейтип түгәткүчи адәм йоқтур;
Көз көрүштин,
Қулақ аңлаштин һәргиз тоймайду.
Болған ишлар йәнә болидиған ишлардур;
Қилған ишлар йәнә қилиниду;
Қуяш астида һеч қандақ йеңилиқ йоқтур. Топ. 3:15
10 «Мана, бу йеңи иш» дегили болидиған иш барму?
У бәрибир биздин бурунқи дәвирләрдә аллиқачан болуп өткән ишлардур.
11 Бурунқи ишлар һазир һеч әсләнмәйду;
Вә кәлгүсидә болидиған ишларму улардин кейин яшайдиғанларниң есигә һеч кәлмәйду. «... кәлгүсидә болидиған ишларму улардин кейин яшайдиғанларниң есигә һеч кәлмәйду» — демәк, йеңи дәвирдә «йеңи» дейилгән бир иш чиққан болса, шу иш әмәлийәттә бурунқи дәвирдләрдә мәвҗут болған иштур. Һазирқи дәвирдикиләр бурунқи дәвирләрни билмәйду яки унтуған, бу ишни «йеңи!» дәйду.
 
Сулайманниң тәҗрибиси
12 Мәнки һекмәт топлиғучи Йерусалимда Исраилға падиша болғанмән; 13 Мән даналиқ билән асманлар астида барлиқ қилинған ишларни қетирқинип издәшкә көңүл қойдум —
Хуласәм шуки, Худа инсан балилириниң өз-өзини бәнд қилип упритиш үчүн, уларға бу еғир җапани тәқдим қилған! 14 Мән қуяш астидики барлиқ қилинған ишларни көрүп чиқтим, —
Мана, һәммиси бимәнилик вә шамални қоғлиғандәк иштин ибарәттур.
15 Әгирни түз қилғили болмас;
Кәмни толуқ дәп саниғили болмас. «... толуқ дәп саниғили болмас» — демәк, тәминлигили болмас.
16 Мән өз көңлүмдә ойлинип: «Мана, мән улуқлинип, мәндин илгири Йерусалим үстигә барлиқ һөкүм сүргәнләрдин көп даналиққа ериштим; мениң көңлүм нурғун даналиқ вә билимгә еришти» — дедим.
17 Шуниң билән даналиқни билишкә, шуниңдәк тәлвилик вә әхмиқаниликни билип йетишкә көңүл қойдум; мошу ишниму шамал қоғлиғандәк иш дәп билип йәттим. 18 Чүнки даналиқниң көп болуши билән азап-оқубәтму көп болиду; билимини көпәйткүчиниң дәрд-әлимиму көпийду.
 
 

1:1 «Һекмәт топлиғучи» — язғучи өзиниң Сулайман екәнлигини көрситиду. Бу нуқта 16-айәт, 2:7-айәт қатарлиқларда испатлиниду. Китапниң нами әслий ибраний тилида «Қоһәләт» дейилиду, униң мәнаси: «топлиғучи» «рәтлигүчи» дегән мәнидә болуп, биз уни «һекмәт топлиғучи» (демәк, «ой-пикирләрни рәтлигүчи») дәп тәрҗимә қилдуқ. Бәзиләр уни йәнә «Тәлим бәргүчи», «Вәз ейтқучи» дәпму тәрҗимә қилиду.

1:2 «Бимәнилик үстигә бимәнилик!» — ибраний тилида «бимәниликләрниң бимәнилиги!». Бу худди «Күйләрниң күй» «әң гөзәл күй» дейилгәнгә охшаштур, «бимәниликләрниң бимәнилиги» бәлким «һаятлиқ аләмдә «әң бимәнилик иштур!»» дегәнни билдүрүши мүмкин.

1:2 Зәб. 61:10; 143:4

1:3 «Қуяш астида» — бу «Һекмәт топлиғучи»дики ачқучлуқ сөздур. Язғучиниң баянлириниң көпинчиси «асмандин (Худадин) кәлгән вәһий» билән әмәс, бәлки «қуяш астида» яки «аптап асти»дики көзқараш билән ейтилған. У қәстән шундақ көз-қарашни сөзләйду. «Кириш сөз» вә «қошумчә сөз»имизниму көрүң.

1:3 Топ. 2:22; 3:9

1:4 Зәб. 103:5

1:7 Аюп 38:8, 9, 10; Зәб. 103:8-10

1:9 Топ. 3:15

1:11 «... кәлгүсидә болидиған ишларму улардин кейин яшайдиғанларниң есигә һеч кәлмәйду» — демәк, йеңи дәвирдә «йеңи» дейилгән бир иш чиққан болса, шу иш әмәлийәттә бурунқи дәвирдләрдә мәвҗут болған иштур. Һазирқи дәвирдикиләр бурунқи дәвирләрни билмәйду яки унтуған, бу ишни «йеңи!» дәйду.

1:15 «... толуқ дәп саниғили болмас» — демәк, тәминлигили болмас.