Мисирдин чиқиш
1
Исраилларниң Мисирда тартқан азаплири
1 Вә төвәндикиләр Исраил
билән биллә Мисирға барған оғуллириниң исимлири (улар һәр қайсиси өз бала-җақилирини елип, Яқуп билән биллә Мисирға барған еди): —
□ ■ 2 Рубән, Шимеон, Лавий, Йәһуда,
3 Иссакар, Зәбулун, Бинямин,
4 Дан, Нафтали, Гад вә Ашир.
5 Әнди Яқупниң пуштидин болғанлар җәмий болуп йәтмиш адәм еди. Бу вақитта Йүсүп Мисирда еди.
■ 6 Кейин Йүсүп, униң барлиқ қериндашлири һәмдә барлиқ замандашлири өлүп түгиди.
7 Шундақтиму, Исраиллар көп туғулуп, тез көпийип, интайин күчәйди; улар зиминға бир кәлди.
■ 8 У вақитларда Йүсүпни билмәйдиған йеңи бир падиша Мисирда тәхткә чиқти.
□ ■ 9 У хәлқигә: Мана, Исраилларниң хәлқи биздин зиядә көпийип һәмдә биздинму күчлинип кәтти.
10 Әнди биз уларға нисбәтән ақиланә иш тутайли; болмиса, улар техиму көпийип кетиду, мабада уруш партлап қалса, шундақ болидуки, улар дүшмәнлиримиз тәрәпкә өтүп, бизгә һуҗум қилип, жуттин чиқип кетиши мүмкин, — деди.
■ 11 Шуниң билән улар уларни қаттиқ әмгәкләр билән харлаш үчүн иш башлирини тайинлап назарәтчиликкә қойди. Шуниң билән Исраиллар Пирәвн үчүн Питом билән Раамсәс дегән маддий әшя сақлайдиған шәһәрләрни ясап бәрди.
□ 12 Лекин уларни
қанчә әзгәнсери, булар шунчә көпийип һәммә йәрни қаплиди; буниң билән мисирлиқлар Исраилларға өч болуп кәтти.
□ ■ 13 Шуниң билән мисирлиқлар Исраилларға зулум қилип, уларни техиму қаттиқ ишлитип еғир ишларға салди.
14 Мисирлиқлар уларни лайчилиқ, хиш-кесәк қуюш вә етизларниң һәр хил әмгәклиригә селип, ишниң қаттиқлиғи билән уларниң турмушиға қаттиқ еғирчилиқ салди; уларни немә әмгәккә салмисун, интайин җапалиқ еди.
15 Мисир падишаси икки ибраний туғут анисиға сөз қилип (уларниң бириниң исми Шифраһ, йәнә бириниң исми Пуаһ еди):
□ 16 — силәр қачанлиги ибраний хотунларни туғдурсаңлар, туққанда убдан қараңлар; бовақ оғул болса, өлтүрүветиңлар; қиз болса, тирик қоюңлар, — деди.
□ 17 Лекин туғут анилири Худадин қорқуп, Мисирниң падишаси уларға ейтқандәк қилмай, бәлки оғул бовақларни тирик қойди.
18 Шуңа Мисирниң падишаси туғут анилирини чақиртип улардин: — Бу немә қилғиниңлар?! Оғул балиларни немишкә тирик қойдуңлар? — дәп сориди.
19 Туғут анилири Пирәвнгә җавап берип: — Ибраний аяллар мисирлиқ аялларға охшимайду. Улар күчлүк, сағлам-тимән болғини үчүн туғут анилири уларниң қешиға йетип барғичә, өзлири туғуп болиду, — деди.
20 Нәтиҗидә, Худа туғут анилириға илтипат көрсәтти; Исраил хәлқи давамлиқ көпийип, техиму күчәйди. 21 Шундақ болдики, туғут анилири Худадин қорқидиған ихласмән болғанлиғи үчүн Худа уларни аилилик болушқа муйәссәр қилди.
22 Буниң билән Пирәвн барлиқ пухралириға: — Исраиллардин йеңи туғулған оғул балиларниң һәммисини дәрияға ташлаңлар, лекин қиз балиларниң һәммисини тирик қалдуруңлар, дәп әмир қилди.
□ ■