□1:1 «Дариус падишаниң иккинчи жили, алтинчи айниң биринчи күни» — «Дариус падиша», йәни «Дариус Хиспастес» (миладийәдин илгәрки 521-485-жиллар). Бу күн миладийәдин илгәрки 520-жили, 29-авғуст еди. «Алтинчи ай» — Муқәддәс Китапта жил, айлар тилға елинғанда, Йәһудийларниң кона календари бойичә һесаплиниду («Тәбирләр»ниму көрүң). «алтинчи айниң биринчи күни» — һәр айниң биринчи күни һейт болатти, Йерусалимда бу сөзни аңлиған кишиләр бәлким аз болмиса керәк. «баш каһин Йәшуа» — «каһин» муқәддәс ибадәтханида пухралар үчүн мәхсус қурбанлиқни көйдүргүчи хадим.
□1:2 «Бу хәлиқ: «Вақти кәлмиди, Пәрвәрдигарниң өйини қуруш вақти техи кәлмиди» — дәйду» — муқәддәс ибадәтханини қайта қуруш хизмити 15 жил илгири башланған еди, бирақ хәлиқ башқа әлләрниң тәһдитигә учрап, қуруш хизмитидин қол тартқан еди («Әзра», 3-5-бапларни көрүң).
□1:4 «тахтайдин безәлгән өйлириңлар» — «тахтайдин безәлгән» дегән бу сөз Тәвратта пәқәт Сулайман қурған муқәддәс ибадәтханиниң безилиши вә «Йәһоаһаз падиша»ниң ордисиниң безилишини тәсвирләш үчүн бир қетим ишлитилгән. Шуниңдин көримизки, хәлиқләр бәлким муқәддәс ибадәтханини қурушқа 15 жил илгири тәйярлиған яғачни һазир өз өйлирини безәш үчүн ишләтмәктә. Шуңа уларниң икки гунайи бар еди: (1) Худаниң өйини қурушни кечиктүрүш; (2) Худаниң өйи үчүн тәйярлап қоюлған яғачни өз өйлири үчүн ишлитиш.
■1:6 Қан. 28:38; Мик. 6:14, 15.
□1:10 «Шуңа үстүңларда асманлар шәбнәмни бәрмәйду» — шәбнәм, болупму 8- вә 9-айда пишидиған мевә яки ашлиқни йегиләштин сақлашта муһим роль ойнайду.
□1:11 «Мән зиминға, таққа, зираәтләргә, ... қоллардики барлиқ әҗирләргә қурғақчилиқни чақирдим» — «қурғақчилиқ» ( ибраний тилида «хорәб») һәм «харабә» дегәнләр бир-биригә охшап кетидиған сөзләр — Худаниң өйи «харабә» болса, уларға «хорәб» (қурғақчилиқ) болиду.
□1:15 «Бу Дариус падишаниң иккинчи жили, алтинчи айниң жигирмә төртинчи күни еди» — Һагай бешарәт берип, хәлиқ Худаниң өйидә иш башлиғичә 23 күн өтти. Бу вақит һосул жиғидиған пәсил болғачқа, иш бәлким һосулни жиғип болғандин кейин башланған.