2
Пәрвәрдигарниң Пәриштисиниң Исраилға тәнбиһ бериши
1 Пәрвәрдигарниң Пәриштиси Гилгалдин Бокимға келип: — Мән силәрни Мисирдин чиқирип, ата-бовилириңларға қәсәм қилип бәргән зиминға елип келип: «Мән силәр билән қилған әһдәмни әбәткичә бекар қилмаймән;
□ ■ 2 Лекин силәр бу зиминниң хәлқи билән һеч қандақ әһдә бағлимаңлар, бәлки уларниң қурбангаһлирини бузуп ташлишиңлар керәк» — дегән едим; лекин силәр Мениң авазимға қулақ салмидиңлар. Бу силәрниң немә қилғиниңлар?!
■ 3 Шуңа Мән
шу чағда силәргә: «
Шундақ қилсаңлар уларни силәрниң алдиңлардин қоғливәтмәймән; улар биқиниңларға янтақ болуп санҗилиду, уларниң илаһлири силәргә тор-қапқан болиду» — дәп агаһландурдум, — деди.
□ ■ 4 Пәрвәрдигарниң Пәриштиси барлиқ Исраилларға буларни дегәндә, улар үн селип жиғлап кетишти.
5 Шуниң билән бу җайниң нами «Боким» дәп қоюлди; улар шу йәрдә Пәрвәрдигарға атап қурбанлиқларни сунди.
□
Йәшуа пәйғәмбәрниң дәвридин кейин болған ишлар
6 Йәшуа хәлиқни тарқитиветивиди, Исраиллар һәр қайсиси өзлиригә мирас қилинған зиминни егиләш үчүн қайтип кетишти.
■ 7 Йәшуаниң пүткүл һаят күнлиридә, шундақла Йәшуадин кейин қалған, Пәрвәрдигарниң Исраил үчүн қилған һәммә карамәт әмәллирини убдан билгән ақсақалларниң пүткүл һаят күнлиридиму
Исраил хәлқи Пәрвәрдигарниң ибадитидә болуп турди.
8 Әнди Нунниң оғли, Пәрвәрдигарниң қули Йәшуа бир йүз он йешида вапат болди.
9 Улар уни елип берип, Әфраим тағлиқ районида, Гааш теғиниң шимал тәрипидики өз мирас үлүши болған Тимнат-Сераһ дегән җайда дәпнә қилди.
□ 10 Бу дәвирдикиләрниң һәммиси
өлүп өз ата-бовилириға қошулуп кәтти; улардин кейин Пәрвәрдигарниму тонумайдиған, шундақла униң Исраил үчүн қилған әмәллирини билмигән бир дәвир пәйда болди.
Исраилниң гунани үзлүксиз тәкрарлиши
11 Шуниңдин тартип Исраил Пәрвәрдигарниң нәзиридә рәзил болғанни қилип Баал-бутларниң ибадитигә киришти.
12 Улар өзлирини Мисир зиминидин чиқирип елип кәлгән ата-бовилириниң Худаси Пәрвәрдигарни ташлап, әтрапидики таипиләрниң илаһлиридин болған ят илаһларға әгишип, уларға баш уруп, Пәрвәрдигарниң ғәзивини қозғиди.
13 Улар Пәрвәрдигарни ташлап, Баал вә Ашәраһларниң қуллуғиға киришти.
□ 14 Буниң билән Пәрвәрдигарниң ғәзиви Исраилға тутишип, харап қилинсун дәп, у уларни талан-тараҗ қилғучиларниң қолиға ташлап бәрди, йәнә әтрапидики дүшмәнлириниң қолиға тапшуруп бәрди; шуниң билән улар дүшмәнлириниң алдида баш көтирәлмиди.
■ 15 Улар қәйәргә бармисун, Пәрвәрдигарниң қоли уларни апәт билән урди, худди Пәрвәрдигарниң дегинидәк, вә Пәрвәрдигарниң уларға қәсәм қилғинидәк, улар толиму азаплиқ һаләткә чүшүп қалди.
■ 16 Андин Пәрвәрдигар
уларниң арисидин батур һакимларни турғузди, улар
Исраилларни талан-тараҗ қилғучиларниң қолидин қутқузуп чиқти.
17 Шундақтиму, улар өз һакимлириға қулақ салмиди; әксичә улар ят илаһларға әгишип бузуқлуқ қилип, уларға баш уруп чоқунди; ата-бовилириниң маңған йолидин, йәни Пәрвәрдигарниң әмирлиригә итаәт қилиш йолидин тезла чиқип кәтти; улар һеч итаәт қилмиди. 18 Пәрвәрдигар қачаники улар үчүн батур һакимларни турғузса, Пәрвәрдигар һаман шу батур һаким билән биллә болатти, батур һакимниң һаят күнлиридә уларни дүшмәнлириниң қолидин қутқузуп чиқатти; чүнки уларни харлап әзгәнләр түпәйлидин көтирилгән аһ-зарларни аңлиған Пәрвәрдигар уларға ичини ағритатти.
19 Лекин батур һаким өлүп кетиши биләнла, улар арқисиға йенип, ят илаһларға әгишип, уларниң қуллуғиға кирип, уларға баш урушуп, өзлирини ата-бовилиридинму зиядә булғайтти; улар нә шу қилмишлиридин тохтимайтти, нә өз җаһил йолидин һеч янмайтти.
■ 20 Шуниң билән Пәрвәрдигарниң ғәзиви Исраилға қаттиқ туташти, У: — «Бу хәлиқ Мән уларниң ата-бовилириға тапилиған әһдәмни бузуп, авазимға қулақ салмиғини үчүн,
21 буниңдин кейин Мән Йәшуа өлгәндә бу жутта қалдурған таипиләрдин һеч бирини уларниң алдидин қоғливәтмәймән;
■ 22 буниңдики мәхсәт, Мән шулар арқилиқ Исраилниң уларниң ата-бовилири тутқандәк, Мән Пәрвәрдигарниң йолини тутуп маңидиған-маңмайдиғанлиғини синаймән» — деди.
23 Шуниң билән Пәрвәрдигар шу таипиләрни қалдуруп, уларни нә дәрһалла зиминидин мәһрум қилип қоғливәтмиди нә Йәшуаниң қолиғиму тапшуруп бәрмигән еди.
□