7
Худаниң Гидеонни икки қетим синиши вә хатирҗәм қилиши
Йәруббаал (йәни Гидеон) вә өзигә қошулған һәммә хәлиқ әтиси сәһәр қопуп, Һарод дегән булақниң йениға берип чедир тикти. Мидиянийларниң ләшкәргаһи болса униң шимал тәрипидә, Морәһ егизлигиниң йенидики җилғида еди. Әнди Пәрвәрдигар Гидеонға: — Саңа әгәшкән хәлиқниң сани интайин көп, шуңа Мән Мидиянийларни уларниң қолиға тапшуралмаймән. Болмиса Исраил: «Өзимизни өзимизниң қоли қутқузди» дәп махтинип кетиши мүмкин. Шуниң үчүн сән әнди хәлиққә: «Кимләр қорқуп титрәк басқан болса, улар Гилеад теғидин йенип кәтсун» дәп җакалиғин — деди.
Шуниң билән хәлиқниң арисидин жигирмә икки миң киши қайтип кетип, пәқәт он миңила қелип қалди. Қан. 20:8
Пәрвәрдигар Гидеонға йәнә: — Хәлиқниң сани йәнила интайин көп; әнди сән буларни суниң левигә елип кәлгин. У йәрдә Мән уларни сән үчүн синақтин өткүзәй; Мән кимни көрситип: «У сән билән барсун десәм», у сән билән барсун; лекин Мән кимни көрситип: «У сән билән бармисун» десәм, у сән билән бармисун, — деди.
Шуниң билән Гидеон хәлиқни суниң левигә елип кәлди. Пәрвәрдигар униңға: — Кимки ишт су ичкәндәк тили билән ялап су ичсә, уларни айрим бир тәрәптә турғузғин; һәм кимки тизлинип туруп су ичсә, уларниму айрим бир тәрәптә турғузғин, — деди.
Шундақ болдики, очумини ағзиға тәккүзүп ялап су ичкәнләрдин үч йүзи чиқти. Қалғанларниң һәммиси тизлинип туруп су ичти. Андин Пәрвәрдигар Гидеонға: — Мән мошу суни ялап ичкән үч йүз адәмниң қоли билән силәрни қутқузуп, Мидиянни сениң қолуңға тапшуримән; лекин қалған хәлиқ болса һәммиси өз җайиға йенип кәтсун, — деди. «Мән мошу суни ялап ичкән үч йүз адәмниң қоли билән силәрни қутқузуп, Мидиянни сениң қолуңға тапшуримән...» — бу синашниң әһмийити бәлким кимниң җәң тәрәпкә ойғақ туруватқанлиғини көрситиши мүмкин. Су ичкәндә тизлинип йүзини суға тиқип ичкәнләр хәтәргә анчә сәгәк болмиса керәк. Бу ишлар тоғрилиқ башқа хил чүшәнчләрму бар.
Шуниң билән бу үч йүз адәм озуқ-түлүк вә канайлирини қолиға елишти; Гидеон Исраилниң қалған барлиқ адәмлирини өз чедириға қайтуруветип, пәқәт шу үч йүз адәмни елип қалди. Әнди Мидиянийларниң ләшкәргаһи болса уларниң төвән тәрипидики җилғида еди.
Шу кечиси шундақ болдики, Пәрвәрдигар униңға: — Сән қопуп ләшкәргаһқа чүшкин, чүнки Мән уни сениң қолуңға тапшурдум; 10 әгәр сән чүшүштин қорқсаң, өз хизмәткариң Пураһни биллә елип ләшкәргаһқа чүшкин. 11 Сән уларниң немә дейишиватқинини аңлайсән, андин сән ләшкәргаһқа һуҗум қилип чүшүшкә җүръәт қилалайсән, деди.
Буни аңлап у хизмәткари Пураһни елип ләшкәргаһниң четидики әскәрләрниң йениға барди. «җүръәт қилалайсән» — ибраний тилида «қолуң күчләндүрүлиду». 12 Мана Мидиян, Амаләк вә барлиқ мәшриқтикиләр чекәткиләрдәк көп болуп, җилғиниң бойиға йейилған еди; уларниң төгилири көплигидин деңиз саһилидики қумдәк һәдди-һесапсиз еди. Һак. 6:3, 5, 33
13 Гидеон барғанда, мана, у йәрдә бириси һәмраһиға көргән чүшини сөзләп беривататти: — Мана, мән бир чүш көрдум, чүшүмдә мана, бир арпа тоғичи Мидиянниң ләшкәргаһиға домулап чүшүптудәк; у чедирға келип соқулуптидәк, шуниң билән чедир өрулүп, дүм көмтүрүлүп кетипту — дәвататти.
14 Униң һәмраһи җававән тәбир берип: — Буниң мәнаси шуки, у тоғач Йоашниң оғли, Исраиллиқ адәм Гидеонниң қиличидин башқа нәрсә әмәстур; Худа Мидиян вә униң барлиқ қошунини униң қолиға тапшурупту, деди.
15 Шундақ болдики, Гидеон бу чүшни вә униң берилгән тәбирини аңлап, сәҗдә қилди. Андин у Исраилниң ләшкәргаһиға йенип келип: — Қопуңлар, Пәрвәрдигар Мидиянниң ләшкәргаһини қолуңларға тапшурди, — деди.
 
Гидеонниң ғәлибә қилиши
16 Шуниң билән у бу үч йүз адәмни үч гуруппиға бөлүп, һәммисиниң қолиға бирдин канай билән бирдин қуруқ комзәкни бәрди; һәр бир комзәк ичидә бирдин мәшъәл қоюлди.
17 У уларға: — Силәр маңа қарап, мениң қилғинимдәк қилиңлар. Мана, мән ләшкәргаһниң қешиға барғанда, немә қилсам, силәрму шуни қилиңлар; 18 мән вә мән билән һәмраһ болуп маңған барлиқ адәмләр канай чалсақ, силәрму ләшкәргаһниң чөрисидә туруп канай челиңлар вә: «Пәрвәрдигар үчүн һәм Гидеон үчүн!» дәп товлаңлар, — деди.
19 Кейинки йерим кечилик күзәтниң башлинишида, күзәтчиләр йеңидин алмашқанда, Гидеон вә униң билән биллә болған йүз адәм ләшкәргаһниң қешиға кәлди; андин улар канай челип қоллиридики комзәкләрни чақти. 20 Шу һаман үч гуруппидикиләрниң һәммиси канай челип, комзәкләрни чеқип, сол қоллирида мәшъәлләрни тутуп, оң қоллирида канайларни елип: — Пәрвәрдигарға вә Гидеонға аталған қилич! — дәп товлашқиничә, 21 уларниң һәр бири ләшкәргаһниң әтрапида, өз җайида турушти; яв қошуни тәрәп-тәрәпкә петирап, вақирап-җақириған пети қачқили турди. 22 Бу үч йүз адәм канай чалғанда, Пәрвәрдигар пүткүл ләшкәргаһтики яв ләшкәрлирини бир-бирини қиличлашқа селип қойди, шуниң билән яв қошуни Зерәраһқа баридиған йолдики Бәйт-Шиттаһ тәрәпкә қачти; улар Таббатниң йенидики Абәл-Мәһолаһниң чегарисиғичә қачти. Зәб. 82:10-11
23 Андин Нафтали, Ашир вә пүткүл Манассәһниң қәбилилиридин Исраиллар чақирип келинди вә улар Мидиянийларни қоғлиди.
24 Шуниң билән Гидеон Әфраим пүткүл тағлиғини арилап келишкә әлчиләрни әвәтип Әфраимларға: — «Силәр чүшүп Мидиянийларға һуҗум қилиңлар, Бәйт-Бараһқичә, шундақла Иордан дәриясиғичә барлиқ еқин кечиклирини егиләп, уларни тосувелиңлар», деди. Шуниң билән Әфраимниң һәммә адәмлири жиғилип, Бәйт-Бараһқичә вә Иордан дәриясиғичә барлиқ еқин кечиклирини егилиди. 25 Улар Мидиянниң Орәб вә Зәәб дегән икки әмрини тутувалди; Орәбни улар «Орәб қорам теши» үстидә, Зәәбни «Зәәб шарап көлчиги»дә өлтүрди, Мидиянийларни қоғлап берип, Орәб вә Зәәбниң башлирини елип, Иордан дәриясиниң у тәрипигә Гидеонниң қешиға кәлди. Зәб. 82:12-13; Йәш. 10:26
 
 

7:3 Қан. 20:8

7:7 «Мән мошу суни ялап ичкән үч йүз адәмниң қоли билән силәрни қутқузуп, Мидиянни сениң қолуңға тапшуримән...» — бу синашниң әһмийити бәлким кимниң җәң тәрәпкә ойғақ туруватқанлиғини көрситиши мүмкин. Су ичкәндә тизлинип йүзини суға тиқип ичкәнләр хәтәргә анчә сәгәк болмиса керәк. Бу ишлар тоғрилиқ башқа хил чүшәнчләрму бар.

7:11 «җүръәт қилалайсән» — ибраний тилида «қолуң күчләндүрүлиду».

7:12 Һак. 6:3, 5, 33

7:22 Зәб. 82:10-11

7:25 Зәб. 82:12-13; Йәш. 10:26