9
Абимәләкниң ака-укилирини өлтүрүши вә падиша болувелиши
1 Әнди Йәруббаалниң оғли Абимәләк Шәкәмдики анисиниң ака-укилириниң қешиға берип, улар вә анисиниң атисиниң пүткүл җәмәтидикиләргә: —
2 Силәр Шәкәмдики барлиқ адәмләрниң қулиқиға сөз қилип уларға: «Силәр үчүн йәтмиш киши, йәни Йәруббаалниң оғуллири үстүңләргә һөкүм сүргини яхшиму яки бирла адәмниң үстүңләрдин һөкүм сүргини яхшиму? Есиңларда болсунки, мән силәрниң қан-қериндишиңлармән» — дегән гепимни йәткүзүңлар, — деди.
□ 3 Шуниң билән униң анисиниң ака-укилири у тоғрилиқ бу гәпләрниң һәммисини Шәкәмдикиләрниң қулақлириға ейтти. Уларниң көңли Абимәләккә майил болуп: — У бизниң қериндишимиз екәнғу, дийишип, 4 Баал-Беритниң бутханисидин йәтмиш шәкәл күмүчни елип, униңға бәрди. Бу пул билән Абимәләк бир мунчә бекар тәләп лүкчәкләрни яллап, уларға баш болди. 5 Андин у Офраһқа, атисиниң өйигә берип өзиниң ака-укилири, йәни Йәруббаалниң оғуллири болуп җәмий йәтмиш адәмни бир ташниң үстидә өлтүрүвәтти. Лекин Йәруббаалниң кичик оғли Йотам йошурунивалғачқа, қутулуп қалди.
6 Андин пүткүл Шәкәмдикиләр вә Бәйт-Миллодикиләрниң һәммиси жиғилишип берип Абимәләкни Шәкәмдики дуб дәриғиниң түвидә падиша қилип тиклиди.
□ ■ 7 Бу хәвәр Йотамға йәткүзүлди; у берип Гәризим теғиниң чоққисиға чиқип, у йәрдә туруп жуқури авазда көпчиликкә товлап: — Әй Шәкәм чоңлири, мениң сөзүмгә қулақ селиңлар, андин Худаму силәргә қулақ салиду.
□ 8 Күнләрдин бир күни дәрәқләр өзлириниң үстигә һөкүм сүридиған бир дәрәқни мәсиһләп падиша тикләшкә издәп чиқип, зәйтун дәриғигә: — Үстимизгә падиша болуп бәргин, дәптикән.
9 Зәйтун дәриғи уларға җавап берип: — Худаға вә инсанларға болған һөрмәтни ипадиләйдиған мейимни ташлап, башқа дәрәқләрниң үстидә туруп пулаңлашқа кетәмдим? — дәпту.
10 Буни аңлап дәрәқләр әнҗир дәриғиниң қешиға берип: — Сән келип үстимизгә падиша болғин, дәп илтиҗа қипту; 11 Әнҗир дәриғи уларға җавап берип: — Мән өз ширнәм билән яхши мевәмни ташлап, башқа дәрәқләрниң үстидә туруп пулаңлашқа кетәмдим? — дәпту.
12 Шуниң билән дәрәқләр үзүм таллиғиниң қешиға берип: — Сән келип бизниң үстимизгә падиша болғин, дәпту, 13 үзүм тели уларға җавап берип: — Мән Худа билән адәмләрни хуш қилидиған йеңи шарапни ташлап, башқа дәрәқләрниң үстидә туруп пулаңлашқа кетәмдим? — дәпту.
14 Андин дәрәқләрниң һәммиси азғанниң қешиға берип: — Сән келип бизниң үстимизгә падиша болғин, дәпту;
15 азған уларға җавап берип: — Әгәр силәр мени сәмимий нийитиңлар билән үстүңләргә падиша қилишни халисаңлар, келип мениң сайәмниң астида панаһлиниңлар; болмиса, азғандин бир от чиқиду вә Ливанниң кедир дәрәқлирини йәп кетиду! — дәпту.
□ 16 Әгәр силәрниң Абимәләкни падиша қилғиниңлар раст сәмимий вә дурус нийәт билән болған болса, Йәруббаал вә униң аилисидикиләргә яхшилиқ қилған, униң қилған әмәллири бойичә униңға қайтурған болсаңлар —
□ 17 (чүнки атам силәр үчүн җәң қилип, өз җенини хәтәргә тәвәккул қилип силәрни Мидиянниң қолидин қутқузди!
18 Лекин силәр бүгүн атамниң җәмәтигә қарши қозғилип, униң оғуллирини, җәмий йәтмиш адәмни бир ташниң үстидә өлтүрүп, униң дедигиниң оғли Абимәләкни туққиниңлар болғини үчүн Шәкәм хәлқиниң үстигә падиша қилип тикләпсиләр!)
19 — әнди әгәр силәр Йәруббаал вә җәмәтигә сәмимий вә дурус муамилә қилған болсаңлар, силәр Абимәләктин хошаллиқ тапқайсиләр, уму силәрдин хошаллиқ тапқай!
20 Лекин болмиса, Абимәләктин от чиқип, Шәкәмдикиләр вә Бәйт-Миллониң хәлқини йәп кәтсун; шундақла, Шәкәмдикиләр вә Бәйт-Миллониң хәлқидин от чиқип, Абимәләкни йәп кәтсун! — деди.
21 Йотам қериндиши Абимәләктин қорқуп, қечип Бәәр дегән җайға берип, у йәрдә олтирақлишип қалди.
22 Абимәләк Исраилға үч жил сәлтәнәт қилди.
23 Худа Абимәләк билән Шәкәмниң адәмлири оттурисиға бир яман роһ әвәтти; шуниң билән Шәкәмдикиләр Абимәләккә асийлиқ қилишқа қозғалди.
□ 24 Буниң мәхсити, Йәруббаалниң йәтмиш оғлиға қилинған зораванлиқ вә қан қәризни уларни өлтүргән қериндиши Абимәләкниң бойниға чүшүрүш, шундақла өз ака-укилирини өлтүрүшкә уни қоллап-қувәтлигән Шәкәмдики кишиләрниң бешиға чүшүрүштин ибарәт еди.
25 Шәкәмдики кишиләр Абимәләкни тутмақчи болуп, тағларниң чоққилириға пайлақчиларни бөктүрмә қилип турғузди; улар у йәрдин өткән йолучиларниң һәммисини булаң-талаң қилди. Бу иш Абимәләккә йәткүзүлди.
26 Әбәдниң оғли Гаал өз ака-укилири билән Шәкәмгә көчүп келивиди, Шәкәмдики кишиләр униңға ишәш бағлап уни өз яр-йөлиги қилди.
27 Шундақ қилип улар шәһәрдин етизлиққа чиқип, үзүмзарларниң үзүмлирини үзүп сиқип, шарап ясап, шатлиқ қилип өз бутиниң ибадәтханисиға кирип, йәп-ичишип Абимәләкниң үстидин ләнәт оқуғили турди.
□ 28 Әбәдниң оғли Гаал: — Абимәләк дегән ким еди? Шәкәм дегән немә еди, биз немә дәп униңға хизмәт қилғидәкмиз?! У Йәруббаалниң оғли әмәсму? Зәбул униң назатәтчиси әмәсму? Силәр Шәкәмниң атиси Һаморниң адәмлириниң хизмитидә болсаңлар болиду! Биз немишкә Абимәләкниң хизмитидә болидикәнмиз?
□ 29 Кашки бу хәлиқ мениң қол астимда болса еди! У чағда мән Абимәләкни һайдивтәттим! Мән Абимәләккә: — Өз қошуниңни көпәйтип, җәңгә чиққин! — дегән болаттим.
30 Әнди шәһәр башлиғи Зәбул Әбәдниң оғли Гаалниң бу сөзлирини аңлиғинида, аччиғи келип,
31 әлчиләрни Абимәләкниң қешиға йошурунчә әвәтип: «Мана, Гаалниң оғли қериндашлири билән Шәкәмгә келиватиду; мана, шәһәрни силигә қарши чиқишқа қутритиватиду.
□ 32 Шуңа сили адәмлирини елип бүгүн кечә
шәһәр әтрапидики етизлиққа берип марап олтарғайла;
33 әтә күн чиққан һаман қозғилип шәһәргә һуҗум қилғайла; у вә униң адәмлири силигә қарши чиққанда, сили әһвалға қарап униңға тақабил турғайла, — деди.
34 Буни аңлап, Абимәләк һәммә адәмлирини елип, кечиси чиқип, төрт топқа бөлүнүп, йошурунуп Шәкәмгә һуҗум қилишқа марап олтарди.
35 Әбәдниң оғли Гаал сиртқа чиқип шәһәрниң дәрвазисида өрә турғанда, Абимәләк өз адәмлири билән йошурунған җайдин чиқти. 36 Гаал хәлиқни көрүп Зәбулға: — Мана тағ чоққилиридин адәмләр чүшүватиду, деди. Лекин Зәбул униңға җававән: — Тағларниң көләңгиси саңа адәмләрдәк көрүниду, — деди.
37 Гаал йәнә сөз қилип: Мана, бир топ адәмләр дөңләрдин чүшүп келиватиду, йәнә бир топ адәмләр «Палчиларниң дуб дәриғи»ниң йоли билән келиватиду, — деди.
38 Андин Зәбул униңға: — Сениң: «Абимәләк дегән ким еди, биз униң хизмитидә болаттуқму?» дәп чоң гәп қилған ағзиң һазир қени? Мана булар сән көзгә илмиған хәлиқ әмәсму? Әнди чиқип улар билән соқушуп баққин! — деди.
39 Шуниң билән Гаал Шәкәмдикиләр билән чиқип Абимәләк билән соқушушқа башлиди. 40 Лекин Абимәләк уни мәғлуп қилип қоғлиди; у униң алдидин қачти, шундақла нурғун яриланған адәмләр шәһәрниң дәрвазисиғичә йетишип кәткән еди. 41 Андин Абимәләк Арумаһда туруп қалди. Зәбул болса Гаал вә униң қериндашлирини қоғлап, уларниң Шәкәмдә турушиға йол қоймиди. 42 Әтиси Гаалдикиләр далаға чиқти; бу хәвәр Абимәләккә йәткәндә 43 у хәлқини елип, уларни үч топқа бөлүп, далада йошурунуп марап турди; у қарап турувиди, Шәкәм хәлқи шәһәрдин чиқти. У қопуп уларға һуҗум қилди. 44 Абимәләк вә униң билән болған биринчи топ атлинип шәһәрниң дәрвазисиниң алдиға бесип берип, у йәрдә турди; қалған икки топ етилип берип далада турған адәмләргә һуҗум қилип уларни қиривәтти. 45 Шу тәриқидә Абимәләк пүтүн бир күн шәһәргә һуҗум қилип, уни елип, униңда туруватқан хәлиқни өлтүрүп, шәһәрни ханивәйран қилип үстигә тузларни чечивәтти.
46 Шәкәм мунаридики адәмләрниң һәммиси буни аңлап, Берит дегән бутниң ибадәтханисидики қорғанға киривалди.
□ 47 Шәкәм мунаридики адәмләр бир йәргә жиғиливапту, дегән хәвәр Абимәләккә йәтти.
48 Шуниң билән Абимәләк адәмлирини елип Залмон теғиға чиқти; у қолиға палтини елип дәрәқниң бир шехини кесип елип, өшнисигә қоюп, андин өзи билән болған хәлиққә: — Мениң немә қилғинимни көрдүңлар, әнди силәрму тездин шундақ қилиңлар, — деди.
49 Буни аңлап хәлиқниң һәр бири Абимәләктәк бирдин шахни кесип елип, униңға әгишип берип, шахларни қорғанниң йениға догилап, от қоюп қорған вә униңда болғанларни көйдүрүвәтти. Буниң билән Шәкәмниң мунаридики һәммә адәмләр, җәмий миңчә әр-аял өлди.
50 Андин Абимәләк Тәбәзгә берип, у йәрдә баргаһ қуруп Тәбәзкә қоршап, һуҗум қилип уни ишғал қилди.
51 Лекин шәһәрниң оттурисида мустәһкәм бир мунар бар еди; барлиқ әр-аял, җүмлидин шәһәрниң һәммә чоңлири у йәргә қечип берип, дәрвазини ичидин тақап, мунарниң үстигә чиқивалди.
52 Абимәләк мунарға һуҗум қилип, униңға от қоюшқа мунарниң дәрвазисиға йеқинлашқанда,
53 бир аял ярғунчақниң үстүнки тешини Абимәләкниң бешиға етип униң баш сүңикини сундуривәтти.
■ 54 Андин Абимәләк дәрһал өз яриғини көтәргүчи жигитни чақирип униңға: — Қиличиңни суғуруп мени өлтүрүвәткин; болмиса, хәлиқ мениң тоғрамда: «Бир аял киши уни өлтүрүветипту» дейишиду, — деди. Буни аңлап жигит уни санҗип өлтүрүвәтти.
55 Андин Исраилниң адәмлири Абимәләкниң өлгинини көрүп, уларниң һәммиси өз җайлириға қайтип кетишти. 56 Шундақ қилип Худа Абимәләкниң өзиниң йәтмиш ака-укисини өлтүрүп, атисиға қилған рәзиллигини униң өз бешиға яндурди; 57 шуниңдәк Худа Шәкәмниң адәмлири қилған барлиқ яманлиқлириниму уларниң бешиға яндуруп чүшүрди. Буниң билән Йәруббаалниң оғли Йотам ейтқан ләнәт уларниң үстигә кәлди.