14
Шимшонниң Филистий бир қизни әмригә алмақчи болуши
1 Бир вақитта, Шимшон Тимнаһқа чүшүп, у йәрдә бир қизни көрди; у Филистий қизлиридин бири еди.
□ 2 У шу йәрдин чиқип ата-анисиниң йениға қайтип: — Мән Тимнаһда Филистий қизлиридин бирини көрдүм, уни маңа хотунлуққа елип бериңлар, — деди.
3 Бирақ ата-аниси униңға: — Қериндашлириңниң қизлириниң ичидә яки бизниң пүткүл қовмимизниң арисидин саңа бир қиз чиқмасму? Немишкә хәтнисиз болған Филистийләрниң қешиға берип, улардин хотун алмақчи болисән? — деди; амма Шимшон атисиға: — Уни маңа елип бәргин, чүнки у маңа бәк яқти, — деди.
□ 4 Униң ата-аниси бу ишниң Пәрвәрдигар тәрипидин болғинини билмиди. Чүнки Филистийләр шу чағда Исраил үстидин һөкүм сүрүп турған болғачқа, У Филистийләргә тақабил турушқа пурсәт яратмақчи еди.
□ 5 Әнди Шимшон ата-аниси билән Тимнаһқа чүшти; улар Тимнаһдики үзүмзарлиқларға йетип кәлгәндә, мана бир яш шир һөкиригән пети униңға етилди.
6 Шуан Пәрвәрдигарниң Роһи униң үстигә чүшүп, у қолида һеч немә болмиған һаләттә ширни тутуп, уни оғлақни житқандәк житип титма-титма қиливәтти. Лекин у бу ишни ата-анисиға демиди.
□ 7 Андин у
Тимнаһқа чүшүп, у қиз билән параңлашти, у қиз Шимшонға бәк ярап кәтти.
8 Бирмәзгилдин кейин у қизни елип келиш үчүн қайта барғанда, ширниң өлүгини көрүп бақай дәп йолдин бурулуп қаривиди, мана ширниң искилитиниң ичидә бир топ һәсәл һәрилири билән һәсәл туратти.
9 У һәсәлдин очумиға елип йәп маңди; ата-анисиниң йениға кәлгәндә, уларғиму бәрди, уларму йеди, лекин өзиниң һәсәлни ширниң искилитиниң ичидин елип кәлгинини уларға демиди.
10 Униң атиси
униңға һәмраһ болуп чүшүп қизниң өйигә кәлди, у йәрдә Шимшон бир зияпәт бәрди, чүнки бурундинла той қилидиған жигитләр шундақ қилидиған рәсм-қаидә бар еди.
11 Улар Шимшонни көрүп, униңға һәмраһ болушқа оттуз жигитни тепип кәлди; улар униңға һәмраһ болди.
□ 12 Шимшон уларға: — Мән силәрдин бир тепишмақ сорай, әгәр силәр зиярәт қилинидиған йәттә күн ичидә униң мәнасини маңа дәп берәлисәңлар, мән силәргә оттуз данә канап көйнәк билән оттуз жүрүш егин беримән;
13 әгәр уни йешип берәлмисәңлар, силәр маңа оттуз данә канап көйнәк билән оттуз жүрүш егин бериңлар, — деди. Улар униңға: — Мақул, ундақ болса тепишмиқиңни ейтқин, қени аңлайли, — деди.
14 У уларға: — Йейилидиғини йегүчиниң ичидин чиқти; татлиқ күчтүңгүрниң ичидин чиқти,
бу немә? — деди. Улар үч күнгичә бу тепишмақни тапалмиди.
15 Йәттинчи күни шундақ болдики, улар Шимшонниң аялиниң қешиға берип: — Сән ериңни алдап-сийлап, тепишмақниң мәнасини бизгә ейтип беришкә мақул қилғин; болмиса сени атаңниң өйи билән қошуп көйдүрүветимиз. Силәр бизни йоқсул қилишқа бу йәргә чақирғанму?! — деди.
□ 16 Шимшонниң аяли униң алдида жиғлап туруп: — Сән маңа өч, мени пәқәт сөймәйсән; сән мениң қовмимниң балилиридин бир тепишмақни соридиң, амма маңа мәнасини ейтип бәрмидиң, дәп жиғлиғили турди. Шимшон униңға җававән: — Мана, мән уни ата-анамғиму дәп бәрмигән турсам, саңа дәп берәмдим? — деди.
17 Зияпәт өткүзүлгән йәттә күнидә у ериниң алдида жиғлапла жүрди. Шундақ болдики, йәттинчи күни болғанда аяли уни қистап турувалғачқа, униңға тепишмақниң мәнасини ейтип бәрди. Андин аял берип өз хәлқиниң адәмлиригә тепишмақниң мәнасини дәп бәрди.
□ 18 Шуниң билән йәттинчи күни күн патмаста, шәһәрниң адәмлири униңға җавап берип: — Һәсәлдинму татлиғи барму? Ширдинму күчтүңгүри барму? — деди.
У уларға җавап берип: — Әгәр силәр мениң иниким билән йәр ағдурмиған болсаңлар, тепишмиқимни һәргиз тапалмайттиңлар! — деди.
19 У вақитта Пәрвәрдигарниң Роһи униң үстигә чүшти; у Ашкелонға чүшүп, Ашкелондикиләрдин оттуз кишини өлтүрүп, улардин олҗа елип, олҗидин егинләрни елип келип, тепишмақниң мәнасини йешип бәргәнләргә бәрди. Шуниңдәк Шимшонниң ғәзиви келип, ата-анисиниң өйигә йенип кәтти.
□ 20 Андин Шимшонниң аяли Шимшонниң һәмраһлиридин қолдаш болған жигиткә тәвә қилинди.
□