19
Әшәддий бузуқчилиқ
1 Исраилда техи падиша тикләнмигән шу күнләрдә, Әфраим тағлиқ райониниң чәт тәрипидә олтиришлиқ бир Лавий киши бар еди; у Йәһуда жутидики Бәйт-Ләһәмлик бир қизни кенизәкликкә алди.
■ 2 Лекин у кенизәк еригә вапасизлиқ қилип, униң йенидин чиқип, Йәһуда жутидики Бәйт-Ләһәмгә атисиниң өйигә берип, төрт айчә турди.
□ 3 У вақитта униң ери қопуп кенизигигә яхши гәпләрни қилип, көңлини елип яндуруп келишкә кенизигиниң йениға кәлди. У бир хизмәткарини вә икки ешәкни елип барди. Кенизәк ерини атисиниң өйигә елип кирди; атиси уни көрүп хуш болуп қарши алди. 4 Униң қейинатиси, йәни қизниң атиси уни тутуп қалди, у у йәрдә үч күнгичә йәп-ичип, униң билән йетип қопти. 5 Төртинчи күни Лавий киши сәһәр қопуп маңғили тәйярлинивиди, кенизигиниң атиси күйоғлиға: — Бир тоғрам нан йәп жүригиңни қувәтләндүрүп андин маңғин, — деди.
6 Шуниң билән улар иккиси олтирип биллә йәп-ичип тамақланди. Қизниң атиси у кишигә: — Сәндин өтүнәй, бу кечиму қонғин, көңлүң ечилсун, деди.
7 Бу киши маңғили қопувиди, лекин қейинатиси уни зорлап, йәнә елип қалди, у йәнә бир күн қонди. 8 Бәшинчи күни у сәһәр қопуп маңғили тәйярланди, лекин қизниң атиси униңға: — Авал жүригиңни қувәтләндүргин, деди. Шуниң билән улар иккиси күн егилгичә олтирип, биллә тамақланди.
9 Андин бу киши кенизиги вә хизмәткарини елип маңғили тәйярлинивиди, қейинатиси, йәни қизниң дадаси униңға: — Мана, кәч кирәй дәватиду, сәндин өтүнәй, бу йәрдә йәнә бир кечини өткүзүңлар; мана, күн мәғриққә егилипту, бу йәрдә қонғин, көңлүң ечилсун; андин әтә сәһәрдә йолға чиқип, өйүңләргә кетиңлар, — деди.
□ 10 Лекин у киши әнди йәнә бир кечә қонушқа унимай, қопуп йолға чиқип Йәбусниң, йәни Йерусалимниң удулиға кәлди. Униң билән биллә икки тоқуқлуқ ешәк вә кенизиги бар еди. 11 Улар Йәбусқа йеқин кәлгәндә күн олтирай дәп қалғачқа, хизмәткари ғоҗисиға: — Йәбусийларниң бу шәһиригә кирип, шу йәрдә қонайли, деди.
12 Лекин ғоҗиси униңға җавап берип: — Биз Исраиллар турмайдиған, ят әлләр туридиған шәһәргә кирмәйли, бәлки Гибеаһқа өтүп кетәйли, деди.
13 Андин у йәнә хизмәткариға: — Кәлгин, биз йеқиндики җайлардин биригә барайли, Гибеаһда яки Рамаһда қонайли, деди.
14 Шуниң билән улар меңип, Бинямин жутидики Гибеаһниң йениға йетип барғанда күн олтарған еди. 15 Улар Гибеаһқа кирип, у йәрдә қонмақчи болди; шәһәрниң чоң мәйданиға кирип олтиришти; лекин һеч ким уларни қондурушқа өйигә тәклип қилмиди.
16 Һалбуки, у кечиси қери бир адәм ишини түгитип, етизлиқтин йенип келиватқан еди. У әслидә Әфраим тағлиқ районилиқ адәм еди, у Гибеаһда мусапир болуп, олтирақлишип қалған еди; лекин у йәрдики хәлиқләр Биняминлардин еди.
17 У бешини көтирип қарап, бу йолучиниң шәһәрниң мәйданида олтарғинини көрүп униңдин: — Қәйәрдин кәлдиң? Қәйәргә барисән? — дәп сориди.
18 У җавап берип: — Биз Йәһуда жутидики Бәйт-Ләһәмдин Әфраим тағлиғиниң чәт яқилириға кетип баримиз; мән әсли шу җайдин болуп, Йәһуда жутидики Бәйт-Ләһәмгә барған едим; ишлирим Пәрвәрдигарниң өйигә мунасивәтлик еди; лекин бу йәрдә һеч ким мени өйигә тәклип қилмиди.
□ 19 Бизниң ешәклиримизгә беридиған саман вә боғузимиз бар, өзүм, дедәклири, шундақла кәминилириң билән болған жигиткиму нан вә шараплар бар, бизгә һеч немә кам әмәс, — деди.
20 Буни аңлап қери киши: — Теч-аман болғайсән; силәриң муһтаҗлириңларниң һәммиси мениң үстүмгә болсун, амма кочида ятмаңлар! — дәп,
21 уни өз өйигә елип берип, ешәклиригә йәм бәрди. Меһманлар путлирини жуюп, йәп-ичип ғизаланди.
22 Улар көңлидә хуш болуп турғинида, мана, шәһәрниң адәмлиридин бир нәччәйлән, йәни бир қанчә лүкчәк келип өйни қоршивелип, ишикни уруп-қеқип, өйниң егиси болған қери кишигә: — Сениң өйүңгә кәлгән шу кишини бизгә чиқирип бәргин, униң билән йеқинчилиқ қилимиз, — деди.
□ ■ 23 Буни аңлап өй егиси уларниң қешиға чиқип уларға: — Болмайду, әй бурадәрлирим, силәрдин өтүнүп қалай, мундақ рәзилликни қилмаңлар; бу киши мениң өйүмгә меһман болуп кәлгән екән, силәр бундақ ипласлиқ қилмаңлар.
24 Мана, мениң пак бир қизим бар, йәнә у кишиниң кенизиги бар. Мән уларни қешиңларға чиқирип берәй, силәр уларни аяқ асти қилсаңлар мәйли, нәзириңларға немә хуш яқса уларни шундақ қилиңлар, лекин бу кишигә мошундақ ипласлиқ ишни қилмаңлар, — деди.
□ 25 Лекин у адәмләр униңға қулақ салмиди; йолучи кенизигини уларниң алдиға сөрәп чиқирип бәрди. Улар униң билән биллә болуп кәчтин әтигәнгичә аяқ асти қилди; улар таң йоруғанда андин уни қоюп бәрди.
26 Чокан таң сәһәрдә қайтип келип, униң ғоҗиси қонған өйниң дәрвазисиниң босуғисиға кәлгәндә жиқилип қелип, таң атқичә шу йәрдә йетип қалди.
27 Әтигәндә униң ғоҗиси қопуп өйниң ишигини ечип, йолға чиқмақчи болуп тешиға чиқивиди, мана, униң кенизиги болған чокан өйниң дәрвазиси алдида қоллири босуғиниң үстигә қоюқлуқ һалда ятатти.
28 У униңға: — Қопқин, биз маңайли, деди. Лекин чокан һеч бир җавап бәрмиди. Шуниң билән у чоканни ешәккә артип, қозғилип өз өйигә жүрүп кәтти.
□ 29 Өз өйигә кәлгәндә, пичақни елип кенизигиниң җәситини сүйәклири бойичә он икки парчә қилип, пүткүл Исраил жутиниң чәт-яқилириғичә әвәтти.
30 Шундақ болдики, буни көргәнләрниң һәммиси: «Исраил Мисирдин чиққан күндин тартип бүгүнгичә бундақ иш болуп бақмиған еди яки көрүлүп бақмиған еди. Әнди бу ишни убдан ойлишип, қандақ қилиш керәклигини мәслиһәтлишәйли» — дейишти.