Йәшуа
1
Пәрвәрдигарниң Йәшуа пәйғәмбәрни чақириши, униңға вәзипә тапшуруши
1 Вә Пәрвәрдигарниң қули болған Муса вапат болғандин кейин шундақ болдики, Пәрвәрдигар Мусаниң хизмәткари, Нунниң оғли Йәшуаға сөз қилип мундақ деди: —
□ ■ 2 Мениң қулум Муса вапат болди. Әнди сән қозғилип, бу хәлиқниң һәммисини башлап Иордан дәриясидин өтүп, Мән уларға, йәни Исраилларға тәқдим қилидиған зиминға киргин.
□ 3 Мән Мусаға ейтқинимдәк, путуңларниң тапини қәйәргә тәккән болса, шу җайни силәргә бәрдим;
■ 4 чегараңлар чөл-баявандин тартип Ливанғичә, Һиттийларниң зиминини өз ичигә елип, Әфрат дәриясидин күн петиштики Оттура Деңизғичә болиду.
□ 5 Сениң барлиқ һаят күнлириңдә һеч ким саңа қарши туралмайду. Мән Өзүм Муса билән биллә болғандәк сениң билән биллә болуп, сени һәргиз ташливәтмәймән.
■ 6 Сән җүръәтлик вә қәйсәр болғин; чүнки сән бу хәлиқни Мән ата-бовилириға беришкә қәсәм билән вәдә қилған зиминға мирасхор қилип егилитисән.
■ 7 Мениң қулум Муса саңа буйруған барлиқ қанунға әмәл қилишқа көңүл бөлүп, қәтъий җүръәтлик вә толиму қәйсәр болғин; сән қәйәргила барсаң ишлириң ғәлибилик болуши үчүн униңдин я оң я солға чәтнәп кәтмә;
□ ■ 8 бу қанун китавини өз ағзиңдин нери қилмай, униң ичидә пүтүлгәнниң һәммисини тутуп, уни кечә-күндүз зикир килип ойла; шундақ қилсаң йоллириңда ғәлибилик болуп, өзүң ронақ таписән.
□ ■ 9 Мана саңа: — Җүръәтлик вә қәйсәр бол, дәп буйруған едимғу? Шуңа һеч вәһимигә чүшмә, жүрәксиз болма; чүнки қәйәргә барсаң Пәрвәрдигар Худайиң сән билән биргидур.
Йәшуаниң хәлиқни Қанаанға кирип җәң қилишқа тәйярлиши
10 Шуниң билән Йәшуа хәлиқниң башлириға буйруп: —
11 Силәр чедиргаһтин өтүп хәлиққә: — Өзүңлар үчүн озуқ-түлүк тәйяр қилиңлар, чүнки үч күн тошқанда силәр Иордан дәриясидин өтүп Пәрвәрдигар Худайиңлар силәргә беридиған зиминни егиләш үчүн кирисиләр, — дәңлар, деди.
12 Йәшуа Рубәнләр билән Гадлар вә Манассәһниң йерим қәбилисигә сөз қилип: —
13 Худаниң қули болған Мусаниң силәргә буйруп: — Пәрвәрдигар Худайиңлар силәргә арамлиқ ата қилип бу зиминни силәргә бәргән, дәп ейтқинини есиңларда тутуңлар.
□ 14-15 Хотун бала-җақаңлар вә чарпайлириңлар Муса өзи силәргә тәқсим қилған, Иордан дәриясиниң бу тәрипидики зиминда қалсун, лекин араңларда қанчилик батур палван болсаңлар, силәр өз қериндашлириңларниң алдида сәптә туруп уларға ярдәм берип җәң қилиңлар; таки Пәрвәрдигар Худайиңлар қериндашлириңларға силәргә ата қилғиниға охшаш арам ата қилип, қериндашлириңларға у уларға мирас қилип беридиған зиминни егиләтгичә шундақ қилиңлар. Андин силәр тәвәлигиңлар болған зиминни, йәни Худаниң қули болған Муса силәргә тәқсим қилған, Иордан дәриясиниң күн чиқиш тәрипидики бу зиминни егиләш үчүн қайтип бериңлар, — деди.
□ 16 Улар Йәшуаға җавап берип: — Сән бизгә әмир қилғанниң һәммисигә әмәл қилимиз, сән бизни қәйәргә әвәтсәң, шу йәргә баримиз. 17 Биз һәммә ишта Мусаниң сөзигә қулақ салғинимиздәк саңа қулақ салимиз; бирдин-бир тилигимиз, Пәрвәрдигар Худайиң Муса билән биллә болғандәк сениң биләнму биллә болғай! 18 Кимки сениң әмриңгә итаәтсизлик қилип, сән бизгә буйруған һәр қандақ сөзлириңгә қулақ салмиса, өлтүрүлиду! Сән пәқәтла җүръәтлик вә қәйсәр болғин, — деди.