3
3-мунаҗат — Җаза вә үмүт •••• Азап тартқучи дәрд-әләм төкиду
1 |א| (Аләф) Мән униң ғәзәп тайиғини йәп җәбир-зулум көргән адәмдурмән.
□ 2 Мени У һайдивәтти,
Нурға әмәс, бәлки қараңғулуққа маңдурди;
3 Бәрһәқ, У күн бойи қолини маңа қайта-қайта һуҗум қилдурди;
4 |ב| (Бәт) Әтлиримни вә терилиримни қақшал қиливәтти,
Сүйәклиримни сундурувәтти.
5 У маңа муһасирә қурди,
Өт сүйи вә җапа билән мени қапсивалди.
6 У мени өлгили узун болғанлардәк қап қараңғу җайларда турушқа мәҗбур қилди.
7 |ג| (Гимәл) У мени чиқалмайдиған қилип читлап қоршивалди;
Зәнҗиримни еғир қилди.
8 Мән вақирап нида қилсамму,
У дуайимни һеч иштимиди.
9 У йоллиримни җипсилашқан таш там билән тосувалди,
Чиғир йоллиримни әгир-тоқай қиливәтти.
10 |ד| (Даләт) У маңа пайлап ятқан ейиқтәк,
Пистирмида ятқан ширдәктур.
11 Мени йоллиримдин бурап тетма-титма қилди;
Мени түгәштүрди.
12 У оқясини керип,
Мени оқиниң қариси қилди.
13 |ה| (Хе) Оқденидики оқларни бөрәклиримгә санҗитқузди.
□ 14 Мән өз хәлқимгә рәсва объекти,
Күн бойи уларниң мәсқирә нахшисиниң нишани болдум.
15 У маңа зәрдабни тойғичә жутқузуп,
Кәкрә сүйини тойғичә ичкүзди.
16 |ו| (Вав) У чишлиримни шеғил ташлар билән чеқивәтти,
Мени күлләрдә түгүлдүрди;
17 Җеним тинич-хатирҗәмликтин жирақлаштурулди;
Арамбәхшниң немә екәнлигини унтуп кәттим.
□ 18 Мән: «Дәрманим қалмиди, Пәрвәрдигардин үмүтүм қалмиди» — дедим.
19 |ז| (Заин) Мениң хар қилинғанлиримни, сәргәдан болғанлиримни,
Әмән вә өт сүйини
йәп-ичкинимни есиңгә кәлтүргәйсән!
□ 20 Җеним буларни һәрдайим әсләватиду,
Йәргә кирип кәткидәк болмақта.
21 Лекин шуни көңлүмгә кәлтүрүп әсләймәнки,
Шуниң билән үмүт қайтидин яниду, —
■ 22 |ח| (Хәт) Мана, Пәрвәрдигарниң өзгәрмәс меһриванлиқлири! Шуңа биз түгәшмидуқ;
Чүнки Униң рәһимдиллиқлириниң айиғи йоқтур;
□ ■ 23 Улар һәр сәһәрдә йеңилиниду;
Сениң һәқиқәт-садиқлиғиң толиму молдур!
■ 24 Өз-өзүмгә: «Пәрвәрдигар мениң несивәмдур;
Шуңа мән Униңға үмүт бағлаймән» — дәймән.
■ 25 |ט| (Тәт) Пәрвәрдигар Өзини күткәнләргә,
Өзини издигән җан егисигә меһривандур;
26 Пәрвәрдигарниң ниҗатини күтүш,
Уни сүкүт ичидә күтүш яхшидур.
□ 27 Адәмниң яш вақтида боюнтуруқни көтириши яхшидур.
□ 28 |י| (Йод) У йеганә болуп сүкүт қилип олтарсун;
Чүнки Рәб буни униңға жүклиди.
29 Йүзини топа-тупраққа тәккүзсун,
— Еһтимал, үмүт болуп қалар?
□ ■ 30 Мәңзини урғучиға тутуп бәрсун;
Тил-аһанәтләрни тойғичә ишитсун!
31 |כ| (Каф) Чүнки Рәб әбәдил-әбәд инсандин ваз кәчмәйду;
32 Азар бәргән болсиму,
Өзгәрмәс меһриванлиқлириниң моллуғи билән ичини ағритиду;
33 Чүнки У инсан балилирини хар қилишни яки азаплашни халиған әмәстур.
34 |ל| (Ламәд) Йәр йүзидики барлиқ әсирләрни аяқ астида янҗишқа,
35 Һәммидин Алий Болғучиниң алдида адәмни өз һәққидин мәһрум қилишқа,
36 Инсанға өз дәвасида увал қилишқа, — Рәб буларниң һәммисигә гувачи әмәсму?
37 |מ| (Мәм) Рәб уни буйрумиған болса,
Ким дегинини әмәлгә ашуралисун?
■ 38 Күлпәтләр болсун, бәхит-саадәт болсун, һәммиси Һәммидин Алий Болғучиниң ағзидин кәлгән әмәсму?
■ 39 Әнди тирик бир инсан немә дәп ағриниду,
Адәм балиси гуналириниң җазасидин немә дәп вайсайду?
□ 40 |נ| (Нун) Йоллиримизни тәкшүрүп синап биләйли,
Пәрвәрдигарниң йениға йәнә қайтайли;
41 Қоллиримизни көңлимиз билән биллә әрштики Тәңригә көтирәйли!
42 Биз итаәтсизлик қилип сәндин йүз өридуқ;
Сән кәчүрүм қилмидиң.
43 |ס| (Самәқ) Сән өзүңни ғәзәп билән қаплап, бизни қоғлидиң;
Сән өлтүрдүң, һеч рәһим қилмидиң.
44 Сән Өзүңни булут билән қаплиғансәнки,
Дуа-тилавәт униңдин һеч өтәлмәс.
45 Сән бизни хәлиқләр арисида дашқал вә ниҗасәт қилдиң.
46 |פ| (Пе) Барлиқ дүшмәнлиримиз бизгә қарап ағзини йоған ечип мазақ қилди;
47 Үстимизгә чүшти алақзадилик вә ора-қапқан,
Вәйранчилиқ һәм һалакәт.
48 Хәлқимниң қизи набут болғини үчүн,
Көзүмдин яшлар өстәң болуп ақмақта.
49 |ע| (Айин) Көзүм яшларни үзүлмәй төкүватиду,
Улар һеч тохталмайду,
50 Таки Пәрвәрдигар асманлардин төвәнгә нәзәр селип һалимизға қариғичә.
51 Мениң көзүм Роһумға азап йәткүзмәктә,
Шәһиримниң барлиқ қизлириниң Һали түпәйлидин.
52 |צ| (Тсадә) Маңа сәвәпсиз дүшмән болғанлар,
Мени қуштәк һәдәп овлап кәлди.
53 Улар орида җенимни үзмәкчи болуп,
Үстүмгә ташни чөриди.
54 Сулар бешимдин тешип ақти;
Мән: «Үзүп ташландим!» — дедим.
□ 55 |ק| (Коф) Һаңниң түвлиридин намиңни чақирип нида қилдим, и Пәрвәрдигар;
56 Сән авазимни аңлидиң;
Қутулдурушқа нидайимға қулиқиңни юпурувалмиғин!
57 Саңа нида қилған күнидә маңа йеқин кәлдиң,
«Қорқма» — дедиң.
58 |ר| (Рәш) И рәб, җенимниң дәвасини өзүң соридиң;
Сән маңа һәмҗәмәт болуп һаятимни қутқуздуң.
59 И Пәрвәрдигар, маңа болған уваллиқни көрдүңсән;
Мән үчүн һөкүм чиқарғайсән;
60 Сән уларниң маңа қилған барлиқ өчмәнликлирини,
Барлиқ қәстлирини көрдуңсән.
61 |ש| (Шийн) И Пәрвәрдигар, уларниң аһанәтлирини,
Мени барлиқ қәстлигәнлирини аңлидиңсән,
62 Маңа қарши турғанларниң шивирлашлирини,
Уларниң күн бойи кәйнимдин кусур-кусур қилишқанлирини аңлидиңсән.
63 Олтарғанлирида, турғанлирида уларға қариғайсән!
Мән уларниң мәсқирә нахшиси болдум.
64 |ת| (Тав) Уларниң қоллири қилғанлири бойичә, и Пәрвәрдигар, бешиға җаза яндурғайсән;
65 Уларниң көңүллирини каҗ қилғайсән!
Бу сениң уларға чүшидиған ләнитиң болиду!
66 Ғәзәп билән уларни қоғлиғайсән,
Уларни Пәрвәрдигарниң асманлири астидин йоқатқайсән!