Маркус
1
«Маркус баян қилған хуш хәвәр» •••• Чөмүлдүргүчи Йәһяниң тәлим бериши
Мат. 3:1-12; Луқа 3:1-9, 15-17; Юһ. 1:19-28
Худаниң оғли Әйса Мәсиһниң хуш хәвириниң башлиниши: «Әйса Мәсиһниң хуш хәвири» — өзи елип кәлгән, өзи тоғрилиқ хуш хәвәрдур. «хуш хәвириниң башлиниши» — Маркус Әйса Мәсиһ тоғрилиқ бу хуш хәвәрниң өзи Худа аләмни яратқинидәк йеңи бир башлиниш кәлди, дәп көрсәтмәкчи болуши мүмкин («Яр.» 1:1). Йәшая пәйғәмбәрниң язмисида хатириләнгәндәк: —
 
«Мана, алдиңда әлчимни әвәтимән.
У сениң йолуңни алдин-ала тәйярлайду. «Мана, алдиңда әлчимни әвәтимән. У сениң йолуңни алдин-ала тәйярлайду» — сөзлигүчи Худа Өзи, әлвәттә. Мошу сөзләр авал «Мис.» 23:20 һәм «Мал.» 3:1дә көрүниду.   Мис. 23:20; Мал. 3:1; Мат. 11:10; Луқа 7:27.
Аңлаңлар, далада бирисиниң товлиған авазини!
У: «Пәрвәрдигарниң йолини тәйярлаңлар,
Униң үчүн чиғир йоллирини түптүз қилиңлар!» — дәйду». «Аңлаңлар, далада бирисиниң товлиған авазини! У: «Пәрвәрдигарниң йолини тәйярлаңлар, Униң үчүн чиғир йоллирини түптүз қилиңлар!» — «Йәш.» 40:3.   Йәш. 40:3; Мат. 3:3; Луқа 3:4; Юһ. 1:23.
 
Кишиләрни чөмүлдүрүш елип баридиған Йәһя пәйғәмбәр чөл-баяванда пәйда болуп, гуналарға кәчүрүм елип келидиған, товва қилишни билдүридиған суға «чөмүлдүрүш»ни җакалашқа башлиди. «Йәһя чөл-баяванда пәйда болуп...» — әрәбчә «Йәһя» дегән исим ибраний тилида вә грек тилида учрайдиған «Юһанна» дегән исимдур; мәнаси, «Пәрвәрдигарниң меһри-шәпқити»дур. ««гуналарға кәчәрүм елип келидиған, товва қилишни билдүридиған «чөмүлдүрүш»» — «чөмүлдүрүш» болса, суға чөмүлдүрүшни көрситиду. Башқичә ейтқанда, «яман йоллириңлардин йенип, товва қилиңлар! Товва қилғанлиғиңларни билдүрүш үчүн суға чөмүлдүрүшни қобул қилиңлар. Шундақ қилғанда, Худа силәрни кәчүрүм қилиду!» — Дегәндәк.   Мат. 3:1; Луқа 3:3; Юһ. 3:23.
Пүтүн Йәһудийә өлкисидикиләр вә пүткүл Йерусалим шәһиридикиләр униң алдиға чиқип, гуналирини иқрар қилиши билән униң тәрипидин Иордан дәриясида чөмүлдүрүлди. Мат. 3:5; Луқа 3:7. Йәһя болса төгә жуңидин қилинған кийим кийгән, белигә көн тасма бағлиған еди; йемәклиги чекәткә билән явайи һәрә һәсили еди. 2Пад. 1:8; Лав. 11:22; Мат. 3:4. У мундақ дәп җакалайтти:
— Мәндин қудрәтлик болған бири мәндин кейин келиду. Мән һәтта еңишип кәшлириниң боқучини йешишкиму лайиқ әмәсмән! Мат. 3:11; Луқа 3:16; Юһ. 1:27. Мән силәрни суғила чөмүлдүримән, лекин у силәрни Муқәддәс Роһқа чөмүлдүриду. Йәш. 44:3; Йо. 2:28,29; Мат. 3:11; Рос. 1:5; 2:4; 11:15,16; 19:4.
 
Мәсиһниң чөмүлдүрүлүши вә синилиши
Мат. 3:13-17; Луқа 3:21-22
Шу күнләрдә шундақ болдики, Әйса Галилийә өлкисиниң Насарәт шәһиридин келип, Йәһя тәрипидин Иордан дәриясида чөмүлдүрүлди. 10 У судин чиққандила, асманларниң йерилип, Роһниң кәптәр қияпитидә чүшүп, өз үстигә қонуватқанлиғини көрди. «Роһниң кәптәр қияпитидә чүшүп, өз үстигә қонуватқанлиғини көрди» — «Роһ» Худаниң Роһи, Муқәддәс Роһни көрситиду. «кәптәр қияпитидә» — яки «пахтәк қияпитидә». Грек тилида бу қуш «перистера» дәп атилиду. «перистера» грек тилида һәм кәптәрни һәм пахтәкниму көрситиду.   Мат. 3:16; Луқа 3:21; Юһ. 1:32. 11 Шуниң билән асманлардин: «Сән Мениң сөйүмлүк Оғлум, Мән сәндин толуқ хурсәнмән!» дегән бир аваз аңланди. Зәб. 2:7; Йәш. 42:1; Мат. 3:17; 17:5; Мар. 9:7; Луқа 3:22; 9:35; Кол. 1:13; 2Пет. 1:17.
12 Вә Роһ дәрһал уни чөл-баяванға сүйләп чиқарди. «Вә Роһ дәрһал уни чөл-баяванға сүйләп чиқарди» — «Роһ» — Худаниң Роһи, Муқәддәс Роһни көрситиду. «....Роһ дәрһал уни чөл-баяванға сүйләп чиқарди» — грек тилида «...Роһ дәрһал уни чөл-баяванға иштирип чиқарди» дейилиду.   Мат. 4:1; Луқа 4:1. 13 У чөлдә қириқ күн туруп, Шәйтан тәрипидин синилип туратти. У шу йәрдә явайи һайванлар билән биллә еди; шу күнләрдә пәриштиләр униң хизмитини қилди. «У чөлдә қириқ күн туруп, Шәйтан тәрипидин синилип туратти» — бу айәткә қариғанда, у чөл-баяванда қириқ күн турғанда, Шәйтанниң синақлири тохтимай давамлаштурулған еди. «Матта» вә «Луқа»да хатириләнгән синақлар бу қириқ күнниң ахирида кәлгән болуп, синақлар әвҗигә чиққан еди.
 
Әйсаниң төрт белиқчини чақириши
Мат. 4:12-22; Луқа 4:14-15; 5:1-11
14-15 Әнди Йәһя соланғандин кейин, Әйса Галилийә өлкисигә берип: «Вақит-саити тошти, Худаниң падишалиғи йеқинлашти! Товва қилиңлар, хуш хәвәргә ишиниңлар!» дәп Худаниң падишалиғиниң хуш хәвирини җакалашқа башлиди. «Худаниң падишалиғиниң хуш хәвири» — яки «Худаниң хуш хәвири».   Мат. 4:12; Луқа 4:14; Юһ. 4:43.
16  Шу күнләрдә у Галилийә деңизи бойида кетиветип, Симон билән иниси Андриясни көрди. Улар белиқчи болуп, деңизға тор ташлавататти. «Улар белиқчи болуп, деңизға тор ташлавататти» — мошу хил тор адәттә кеминиң кәйнидин тартилатти.   Мат. 4:18. 17 Әйса уларға:
— Мениң кәйнимдин меңиңлар, мән силәрни адәм тутқучи белиқчи қилимән! — деди. «мән силәрни адәм тутқучи белиқчи қилимән!» — «адәмни тутқучи» мошу йәрдә «тутуш» зиян йәткүзүш яки улардин пайдилиниш үчүн әмәс, бәлки уларни Шәйтанниң илкидин елип қутқузушни көрситиду.   Йәр. 16:16; Әз. 47:10. 18 Улар шуан торлирини ташлап, униңға әгишип маңди. Мат. 19:27; Мар. 10:28; Луқа 5:11; 18:28. 19 У шу йәрдин бир аз өтүп Зәбәдийниң оғли Яқупни иниси Юһанна билән көрди. Бу иккиси кемидә туруп торлирини оңшавататти. Мат. 4:21. 20 У шуан уларниму чақирди. Улар атиси Зәбәдийни мәдикарлар билән биллә кемидә қалдуруп, өзлири униң билән маңди.
 
Әйсаниң җин чаплашқан адәмни азат қилиши
Луқа 4:31-37
21 Улар КәпәрНаһум шәһиригә кирди. Шабат күни у удул синагогқа кирип, тәлим беришкә башлиди. «У удул синагогқа кирип, тәлим беришкә башлиди» — «синагог»лар — Йәһудийларниң ибабәт қилишқа жиғилидиған җайлири. «Тәбирләр»ни көрүң.   Мат. 4:13; Луқа 4:31. 22 Халайиқ униң тәлимигә һәйрануһәс болушти. Чүнки униң тәлимлири Тәврат устазлириниңкигә охшимайтти, бәлки толиму нопузлуқ еди. Мат. 7:28; Луқа 4:32.
23 Синагогта напак роһ чаплашқан бир адәм бар еди. У: «напак роһ» — җинни көрситиду, әлвәттә. Амма бундақ ибарә җинларниң әйни напаклиғини тәкитләйду.   Луқа 4:33.
24 — И Насарәтлик Әйса, биз билән кариң болмисун! Сән бизни йоқатқили кәлдиңму? Мән сениң кимлигиңни билимән, сән Худаниң Муқәддәс болғучисисән! — дәп товлайтти.
25 Лекин Әйса җинға тәнбиһ берип: — Ағзиңни юм, бу адәмдин чиқ! — деди.
26 Напак роһ һелиқи адәмниң тенини тартиштуруп, қаттиқ вақириғиничә униңдин чиқип кәтти.
27 Халайиқ һәммиси буниңдин интайин һәйран болуп, өз ара ғул-ғула қилишип:
— Бу қандақ иш? Йеңи бир тәлимғу! Чүнки у һоқуқ билән һәтта напак роһларғиму буйруқ қилалайдикән, уларму униң сөзигә бойсунидикән, — дейишти. 28 Буниңдин униң шөһрити шу һаман пүтүн Галилийә өлкисиниң әтрапиға пур кәтти.
 
Әйсаниң Симонниң өйидә бемарларни сақайтиши
Мат. 8:14-17; Луқа 4:38-41
29 Улар синагогдин чиқипла, Яқуп вә Юһанна билән Симон вә Андриясниң өйигә барди. Мат. 8:14; Луқа 4:38. 30 Амма Симонниң қейинаниси қизитма ичидә йетип қалған еди. Улар дәрһал униң әһвалини Әйсаға ейтти. 31 У аялниң қешиға берип, қолидин тутуп, йөләп өрә турғузди. Униң қизитмиси дәрһал янди вә у уларни күтүшкә киришти.
32 Кәчқурун күн патқанда, кишиләр барлиқ ағриқларни вә җин чаплашқанларни униң алдиға елип келишти. «Қәчқурун күн патқанда, кишиләр барлиқ ағриқларни вә җин чаплашқанларни униң алдиға елип келишти» — шу күни «шабат күни» (дәм елиш күни) болуп, хәлиқ бемарларни Әйсаниң алдиға көтирип апириш үчүн кәчқурунғичә күткән еди. Ибранийларға нисбәтән «йеңи бир күн» кәчқурунда башлиниду.   Мат. 8:16; Луқа 4:40. 33 Пүтүн шәһәрдикиләр ишик алдиға топлашқан еди. 34 Шуниң билән у һәр түрлүк кесәлләргә гириптар болған нурғун кишиләрни сақайтти вә нурғун җинларни кишиләрдин һайдивәтти. Лекин у җинларниң гәп қилишқа йол қоймиди, чүнки улар униң ким екәнлигини билишәтти.
 
Дуа қилиш, тәлим бериш
Луқа 4:42-44
35 Әтиси әтигән таң техи атмастинла, у орнидин туруп, шәһәрдин чиқип, хилвәт бир җайға берип дуа-тилавәт қилди. Мат. 14:23; Луқа 4:42. 36 Симон билән униң һәмраһлири уни издәп чиқти. 37 Уни тапқанда:
— Һәммә адәм сени издишиватиду! — дейишти. 38 У уларға:
— Башқа йәрләргә, әтраптики йезиларғиму сөз-каламни җакалишим үчүн барайли. Чүнки мән дәл мошу иш үчүн келишим, — деди. «Чүнки мән дәл мошу иш үчүн келишим» — грек тилида «чүнки мән дәл мошу иш үчүн чиқишим».   Йәш. 61:1; Луқа 4:18;43. 39 Шундақ қилип, у пүткүл Галилийә өлкисини айлинип, синагоглирида сөз-каламни җакалайтти һәмдә җинларни кишиләрдин һайдиветәтти.
 
Әйсаниң мохо кесәлни сақайтиши
Мат. 8:1-4; Луқа 5:12-16
40 Мохо кесили бар бир киши униң алдиға келип йелинип, тизлинип туруп:
— Әгәр халисиңиз, мени кесилимдин пак қилалайсиз! — дәп өтүнди. «мохо кесили бар бир киши» — «мохо кесили» бир хил қорқунучлуқ терә кесили болуп, Йәһудийлар бу хил кесәлгә гириптар болғанларни напак дәп қарап уларға қәтъий йеқинлашмайтти.   Мат. 8:2; Луқа 5:12.
41 Әйса ичи ағриғач қолини созуп униңға тәккүзүп туруп:
— Халаймән, пак қилинғин! — девиди, 42 шу сөз биләнла мохо кесили дәрһал бемардин кетип, у пак қилинди. 43 У униңға:
— Һазир бу ишни һеч кимгә ейтма, бәлки удул берип мәсъул каһинға өзүңни көрситип, каһинларда гувалиқ болуш үчүн, Муса бу кесәлдин пакланғанларға әмир қилған қурбанлиқларни сунғин, — дәп уни қаттиқ агаһландуруп йолға салди. «Муса бу кесәлдин пакланғанларға әмир қилған қурбанлиқларни сунғин» — Муса пәйғәмбәр Тәврат қанунида шундақ әмирни көрсәткән: — Бир мохо кесили сақайтилған болса, у муқәддәс ибадәтханиға берип, өзиниң сақайтилғанлиғини каһинға көрситип, андин мохо кесилидин сақайғанлар қилишқа тегишлик қурбанлиқларни сунуши керәк еди. Шүбһисизки, Муса пәйғәмбәрдин башлап Мәсиһ Әйса кәлгичә, бу мурасим һеч өткүзүлүп баққан әмәс еди. «Лав.» 14-бапни көрүң.   Лав. 13:2; 14:1.
45 Бирақ у адәм чиқип, бу ишни көп йәрләрдә җар селип, кәң йейивәтти. Шуниң билән Әйса һеч қандақ шәһәргә очуқ-ашкарә кирәлмәй, бәлки шәһәрләр сиртидики хилвәт җайларда турушқа мәҗбур болди; халайиқ һәр тәрәптин униң йениға топлишатти.
 
 

1:1 «Әйса Мәсиһниң хуш хәвири» — өзи елип кәлгән, өзи тоғрилиқ хуш хәвәрдур. «хуш хәвириниң башлиниши» — Маркус Әйса Мәсиһ тоғрилиқ бу хуш хәвәрниң өзи Худа аләмни яратқинидәк йеңи бир башлиниш кәлди, дәп көрсәтмәкчи болуши мүмкин («Яр.» 1:1).

1:2 «Мана, алдиңда әлчимни әвәтимән. У сениң йолуңни алдин-ала тәйярлайду» — сөзлигүчи Худа Өзи, әлвәттә. Мошу сөзләр авал «Мис.» 23:20 һәм «Мал.» 3:1дә көрүниду.

1:2 Мис. 23:20; Мал. 3:1; Мат. 11:10; Луқа 7:27.

1:3 «Аңлаңлар, далада бирисиниң товлиған авазини! У: «Пәрвәрдигарниң йолини тәйярлаңлар, Униң үчүн чиғир йоллирини түптүз қилиңлар!» — «Йәш.» 40:3.

1:3 Йәш. 40:3; Мат. 3:3; Луқа 3:4; Юһ. 1:23.

1:4 «Йәһя чөл-баяванда пәйда болуп...» — әрәбчә «Йәһя» дегән исим ибраний тилида вә грек тилида учрайдиған «Юһанна» дегән исимдур; мәнаси, «Пәрвәрдигарниң меһри-шәпқити»дур. ««гуналарға кәчәрүм елип келидиған, товва қилишни билдүридиған «чөмүлдүрүш»» — «чөмүлдүрүш» болса, суға чөмүлдүрүшни көрситиду. Башқичә ейтқанда, «яман йоллириңлардин йенип, товва қилиңлар! Товва қилғанлиғиңларни билдүрүш үчүн суға чөмүлдүрүшни қобул қилиңлар. Шундақ қилғанда, Худа силәрни кәчүрүм қилиду!» — Дегәндәк.

1:4 Мат. 3:1; Луқа 3:3; Юһ. 3:23.

1:5 Мат. 3:5; Луқа 3:7.

1:6 2Пад. 1:8; Лав. 11:22; Мат. 3:4.

1:7 Мат. 3:11; Луқа 3:16; Юһ. 1:27.

1:8 Йәш. 44:3; Йо. 2:28,29; Мат. 3:11; Рос. 1:5; 2:4; 11:15,16; 19:4.

1:10 «Роһниң кәптәр қияпитидә чүшүп, өз үстигә қонуватқанлиғини көрди» — «Роһ» Худаниң Роһи, Муқәддәс Роһни көрситиду. «кәптәр қияпитидә» — яки «пахтәк қияпитидә». Грек тилида бу қуш «перистера» дәп атилиду. «перистера» грек тилида һәм кәптәрни һәм пахтәкниму көрситиду.

1:10 Мат. 3:16; Луқа 3:21; Юһ. 1:32.

1:11 Зәб. 2:7; Йәш. 42:1; Мат. 3:17; 17:5; Мар. 9:7; Луқа 3:22; 9:35; Кол. 1:13; 2Пет. 1:17.

1:12 «Вә Роһ дәрһал уни чөл-баяванға сүйләп чиқарди» — «Роһ» — Худаниң Роһи, Муқәддәс Роһни көрситиду. «....Роһ дәрһал уни чөл-баяванға сүйләп чиқарди» — грек тилида «...Роһ дәрһал уни чөл-баяванға иштирип чиқарди» дейилиду.

1:12 Мат. 4:1; Луқа 4:1.

1:13 «У чөлдә қириқ күн туруп, Шәйтан тәрипидин синилип туратти» — бу айәткә қариғанда, у чөл-баяванда қириқ күн турғанда, Шәйтанниң синақлири тохтимай давамлаштурулған еди. «Матта» вә «Луқа»да хатириләнгән синақлар бу қириқ күнниң ахирида кәлгән болуп, синақлар әвҗигә чиққан еди.

1:14-15 «Худаниң падишалиғиниң хуш хәвири» — яки «Худаниң хуш хәвири».

1:14-15 Мат. 4:12; Луқа 4:14; Юһ. 4:43.

1:16 «Улар белиқчи болуп, деңизға тор ташлавататти» — мошу хил тор адәттә кеминиң кәйнидин тартилатти.

1:16 Мат. 4:18.

1:17 «мән силәрни адәм тутқучи белиқчи қилимән!» — «адәмни тутқучи» мошу йәрдә «тутуш» зиян йәткүзүш яки улардин пайдилиниш үчүн әмәс, бәлки уларни Шәйтанниң илкидин елип қутқузушни көрситиду.

1:17 Йәр. 16:16; Әз. 47:10.

1:18 Мат. 19:27; Мар. 10:28; Луқа 5:11; 18:28.

1:19 Мат. 4:21.

1:21 «У удул синагогқа кирип, тәлим беришкә башлиди» — «синагог»лар — Йәһудийларниң ибабәт қилишқа жиғилидиған җайлири. «Тәбирләр»ни көрүң.

1:21 Мат. 4:13; Луқа 4:31.

1:22 Мат. 7:28; Луқа 4:32.

1:23 «напак роһ» — җинни көрситиду, әлвәттә. Амма бундақ ибарә җинларниң әйни напаклиғини тәкитләйду.

1:23 Луқа 4:33.

1:29 Мат. 8:14; Луқа 4:38.

1:32 «Қәчқурун күн патқанда, кишиләр барлиқ ағриқларни вә җин чаплашқанларни униң алдиға елип келишти» — шу күни «шабат күни» (дәм елиш күни) болуп, хәлиқ бемарларни Әйсаниң алдиға көтирип апириш үчүн кәчқурунғичә күткән еди. Ибранийларға нисбәтән «йеңи бир күн» кәчқурунда башлиниду.

1:32 Мат. 8:16; Луқа 4:40.

1:35 Мат. 14:23; Луқа 4:42.

1:38 «Чүнки мән дәл мошу иш үчүн келишим» — грек тилида «чүнки мән дәл мошу иш үчүн чиқишим».

1:38 Йәш. 61:1; Луқа 4:18;43.

1:40 «мохо кесили бар бир киши» — «мохо кесили» бир хил қорқунучлуқ терә кесили болуп, Йәһудийлар бу хил кесәлгә гириптар болғанларни напак дәп қарап уларға қәтъий йеқинлашмайтти.

1:40 Мат. 8:2; Луқа 5:12.

1:43 «Муса бу кесәлдин пакланғанларға әмир қилған қурбанлиқларни сунғин» — Муса пәйғәмбәр Тәврат қанунида шундақ әмирни көрсәткән: — Бир мохо кесили сақайтилған болса, у муқәддәс ибадәтханиға берип, өзиниң сақайтилғанлиғини каһинға көрситип, андин мохо кесилидин сақайғанлар қилишқа тегишлик қурбанлиқларни сунуши керәк еди. Шүбһисизки, Муса пәйғәмбәрдин башлап Мәсиһ Әйса кәлгичә, бу мурасим һеч өткүзүлүп баққан әмәс еди. «Лав.» 14-бапни көрүң.

1:43 Лав. 13:2; 14:1.