□59:1-3 «Давут Арам-Наһараим вә Арам-Зобаһдики Сурийәликләр билән җәң қилғанда, униң сәрдари болған Йоаб җәңгә қайта берип, «Шор вадиси»да Едомдикиләрдин он икки миң әскәрни қиличлиған чағда йезилған» — бу вақиә Тәврат, «2Сам.» 8-бапта баян қилиниду.
■59:1-3 2Сам. 8:3, 13; 1Тар. 18:3, 12; Зәб. 43:210-11; 73:1; 107:12; 143:10
□59:6 «Сән Өзүңдин әйминидиғанларға туғ тикләп бәргәнсән; у һәқиқәтни аян қилишқа көтирилиду» — толуқ айәтниң бир нәччә хил тәрҗимилири бар. Айәттики ибраний тилини чүшиниш тәс.
□59:8 «Худа Өз пак-муқәддәслигидә шундақ дегән...» — яки «Худа Өз муқәддәс җайида шундақ дегән...» «Мән Шәкәм диярини бөлүп беримән, Суккот вадисини (тәқсим қилишқа) өлчәймән» — Худаниң мошу сөзлири бәлким Йәшуа пәйғәмбәр арқилиқ, Қанаан (Пәләстин) зиминини Исраилларға бөлүп-бөлүп тәқсим қилғанлиғини көрситиду.
□59:9 «Әфраим болса бешимдики дубулғамдур» — ибраний тилида «Әфраим болса бешимдики қоғдиғучидур». «Йәһуда Мениң әмир-пәрман чиқарғучимдур» — башқа бир хил тәрҗимиси «Йәһуда Мениң шаһанә һасамдур».
□59:10 «Моаб Мениң жуюнуш җавурум» — бәлким Моабниң Худа вә Униң хәлқи үчүн мәйнәт хизмәт қилидиғанлиғини билдүриду. «Едомға чоруғумни ташлаймән» — аяқ кийимни мәлум йәр үстигә ташлаш әшу йәргә егә болғанлиқни билдүрүши мүмкин; яки болмиса, Едомниң өз егисиниң аяқлирини елип жиғиштуридиған қулдәк екәнлигини көрситишиму мүмкин. «Филистийә, Мениң сәвәвимдин тәнтәнә қилиңлар!» — Давут падишаниң дәвридә Филистийә Давутқа, шундақла Худаниң Өзигә бойсунуп, бәхитлик һаятқа егә болған («2Сам.» 1:8ни, шундақа «Яр.» 12:1-3нимй көрүң).