127
127-күй •••• Худадин әйминидиған кишиниң бәхитлиги
«Жуқириға чиқиш нахшиси»
 
Пәрвәрдигардин қорқидиғанлар,
Униң йоллирида маңидиғанларниң һәр бири бәхитликтур!
Чүнки сән өз қолуңниң әҗрини йәйсән;
Бәхитлик болисән, ронақ таписән;
Аялиң болса өйүң ичидә мевилик үзүм телидәк болиду;
Балилириң дәстиханиңни чөридәп, зәйтун дәрәқлиридәк тизилип олтириду;
Мана, Пәрвәрдигардин қорқидиған киши шундақ бәхитни көриду.
Пәрвәрдигар саңа Зион теғидин бәхит ата қилғай;
Сән өмрүң бойичә Йерусалимниң аватлиғини көргәйсән;
Пәрзәнтлириңниң пәрзәнтлирини көргәйсән;
Исраилға арам-течлиқ болғай!