6
Лавийларниң, җүмлидин баш каһинларниң нәсәбнамиси
1 Лавийниң оғуллири Гәршон, Коһат вә Мәрари.
2 Коһатниң оғли Амрам, Изһар, Һеброн вә Уззиәл еди.
3 Амрамниң пәрзәнтлири Һарун, Муса вә Мәрйәм еди. Һарунниң оғли Надаб, Абиһу, Әлиазар вә Итамар еди.
□ 4 Әлиазардин Финиһас, Финиһастин Абишуа, 5 Абишуадин Букки, Буккидин Уззи, 6 Уззидин Зәраһия, Зәраһиядин Мерайот, 7 Мерайоттин Амария, Амариядин Ахитуб, 8 Ахитубтин Задок, Задоктин Ахимааз, 9 Ахимааздин Азария, Азариядин Йоһанан, 10 Йоһанандин Азария (бу Азария Йерусалимда Сулайман салғузған муқәддәс өйдә каһинлиқ хизмитидә болған), 11 Азариядин Амария, Амариядин Ахитуб, 12 Ахитубтин Задок, Задоктин Шаллум, 13 Шаллумдин Һилқия, Һилқиядин Азария, 14 Азариядин Серая, Сераядин Йәһозадак төрәлди; 15 Пәрвәрдигар Небоқаднәсарниң вастиси билән Йәһудадикиләр билән Йерусалимдикиләрни сүргүн қилидиған чағда, бу Йәһозадакму сүргүн қилинған.
Лавийниң башқа әвлатлири
16 Лавийниң оғли Гәршом, Коһат вә Мәрари.
□ 17 Гәршомниң оғуллириниң исми Либни вә Шимәй еди. 18 Коһатниң оғуллири Амрам, Изһар, Һеброн вә Уззиәл еди. 19 Мәрариниң оғуллири Маһли вә Муши еди. Булар Лавийларға мәнсуп һәр қайси җәмәтләр ичидики аилиләр еди.
20 Гәршомниң әвлатлири төвәндикичә: Гәршомниң оғли Либни, Либниниң оғли Җаһат, Җаһатниң оғли Зиммаһ, 21 Зиммаһниң оғли Йоаһ, Йоаһниң оғли Иддо, Иддониң оғли Зәраһ, Зәраһниң оғли Йиятирай еди.
22 Гоһатниң әвлатлири төвәндикичә: Гоһатниң оғли Амминадаб, Амминадабниң оғли Кораһ, Кораһниң оғли Ассир, 23 Ассирниң оғли Әлканаһ, Әлканаһниң оғли Ебиасаф, Ебиасафниң оғли Ассир, 24 Ассирниң оғли Таһат, Таһатниң оғли Уриәл, Уриәлниң оғли Уззия, Уззияниң оғли Шаул еди.
25 Әлканаһниң оғуллири Амасай вә Ахимот,
□ 26 Ахимотниң оғли Әлканаһ, Әлканаһниң оғли Зофай, Зофайниң оғли Наһат,
□ 27 Наһатниң оғли Елиаб, Елиабниң оғли Йәроһам, Йәроһамниң оғли Әлканаһ еди.
□ 28 Самуилниң оғуллири төвәндикичә: тунҗа оғли Йоел, иккинчи оғли Абия еди.
29 Мәрариниң әвлатлири төвәндикичә: Мәрариниң оғли Маһли, Маһлиниң оғли Либни, Либниниң оғли Шимәй, Шимәйниң оғли Узза, 30 Уззаниң оғли Шимия, Шимияниң оғли Һаггия, Һаггияниң оғли Асая еди.
Давут нәғмә-нава ишлириға қойған мәхсус адәмләр
31 Давут әһдә сандуғи убдан орунлаштурулғандин кейин Пәрвәрдигарниң өйидә нәғмичилик ишлириға мәсъул болушқа төвәндики кишиләрни қойди.
□ 32 Улар таки Сулайман Йерусалимда Пәрвәрдигарниң өйини ясатқанға қәдәр, «җамаәт чедири»ниң алдида күй ейтиш хизмитини өтәп кәлди. Улар вәзиписини бәлгүләнгән тәртиви билән өтигән еди.
□ 33 Төвәндикиләр вәзипә өтигән адәмләр вә уларниң әвлатлири: — Коһатниң әвлатлири ичидә: — нәғмичи Һеман бар еди. Һеман Йоелниң оғли, Йоел Самуилниң оғли еди.
34 Самуил Әлканаһниң оғли, Әлканаһ Йәроһамниң оғли, Йәроһам Әлийәлниң оғли, Әлийәл Тоаһниң оғли,
35 Тоаһ Зуфниң оғли, Зуф Әлканаһниң оғли, Әлканаһ Маһатниң оғли, Маһат Амасайниң оғли,
36 Амасай Әлканаһниң оғли, Әлканаһ Йоелниң оғли, Йоел Азарияниң оғли, Азария Зәфанияниң оғли,
37 Зәфания Таһатниң оғли, Таһат Ассирниң оғли, Ассир Ебиасафниң оғли, Ебиасаф Кораһниң оғли,
38 Кораһ Изһарниң оғли, Изһар Коһатниң оғли, Коһат Лавийниң оғли, Лавий Исраилниң оғли еди.
39 Һеманниң оң тәрипидә хизмәттә турған қериндиши Асаф еди. Асаф болса Бәрәкияниң оғли, Бәрәкия Шимияниң оғли,
40 Шимия Микаилниң оғли, Микаил Баасияниң оғли, Баасия Малкияниң оғли,
□ 41 Малкия Етниниң оғли, Етни Зәраһниң оғли, Зәраһ Адаяниң оғли,
42 Адая Етанниң оғли, Етан Зиммаһниң оғли, Зиммаһ Шимәйниң оғли,
43 Шимәй Җаһатниң оғли, Җаһат Гәршомниң оғли, Гәршом Лавийниң оғли еди.
44 Һеман билән Асафниң сол тәрипидә хизмәттә турған қериндашлири Мәрариниң әвлатлиридин Етанлар еди. Етан болса Кишиниң оғли еди, Киши Абдиниң оғли, Абди Маллуқниң оғли, 45 Маллуқ Һашабияниң оғли, Һашабия Амазияниң оғли, Амазия Һилқияниң оғли, 46 Һилқия Амзиниң оғли, Амзи Баниниң оғли, Бани Шемәрниң оғли, 47 Шемәр Маһлиниң оғли, Маһли Мушиниң оғли, Муши Мәрариниң оғли, Мәрари Лавийниң оғли еди.
Һарун әвлатлириниң вәзипилири
48 Уларниң қалған Лавий қериндашлири болса һәммиси Худаниң өйи, йәни ибадәт чедиридики башқа хизмәтләрни беҗиришкә аталған еди.
49 Һарун вә униң әвлатлири болса Худаниң хизмәткари Мусаниң тапилиғинидәк көйдүрмә қурбанлиқ сунулидиған қурбангаһта қурбанлиқлар сунуп, хушбуйгаһда хушбуй йеқип, муқәддәсгаһдики барлиқ хизмәтләрни ада қилатти, шундақла Исраиллар үчүн кәчүрүм-кафарәт ишлирини қилатти.
□ 50 Һарунниң әвлатлири төвәндикичә: Һарунниң оғли Әлиазар, Әлиазарниң оғли Финиһас, Финиһасниң оғли Абишуя, 51 Абишуяниң оғли Букки, Буккиниң оғли Уззи, Уззиниң оғли Зәраһия, 52 Зәраһияниң оғли Мерайот, Мерайотниң оғли Амария, Амарияниң оғли Ахитуб, 53 Ахитубниң оғли Задок, Задокниң оғли Ахимааз еди.
Һарун әвлатлириниң шәһәрлири
54 Төвәндикиләр Һарунниң әвлатлириниң өз зимини ичидә макан тутуп олтарған йәрлири: — Коһат җәмәтиниң йәрлири болса (мошу йәрләр чәк ташлаш арқилиқ уларға тәқсим қилинған): —
□ 55 Йәһуда зиминидики Һеброн вә Һебронниң төрт әтрапидики етизлиқлири уларға тәқсим қилинған
56 (лекин бу шәһәрниң әтрапидики отлуқлар вә шәһәргә қарашлиқ йеза-кәнтләр болса Йәфуннәһниң оғли Каләбкә берилди).
57 Һарунниң әвлатлириға «панаһлиқ шәһири» Һеброн берилди; буниңдин башқа Либнаһ билән униңға тәвә етизлиқлар, Яттир, Ештемоа вә униңға тәвә етизлиқлар,
□ 58 Һилән вә униңға тәвә етизлиқлар, Дәбир вә униңға тәвә етизлиқлар,
□ 59 Ашан вә униңға тәвә етизлиқлар, Бәйт-Шәмәш вә униңға тәвә етизлиқларму тәқсим қилинған;
60 Йәнә Бинямин қәбилисидики зиминдин Геба вә униңға тәвә етизлиқлар, Алләмәт вә униңға тәвә етизлиқлар, Анатот вә униңға тәвә етизлиқлар бөлүп берилгән. Улар җәмәтлири бойичә еришкән шәһәр җәмий он үч болди.
61 Коһатниң башқа әвлатлириға болса ташланған чәккә чиққини бойичә, Манассәһ йерим қәбилисиниң зиминидин он шәһәр бөлүп берилди.
□ 62 Гәршомниң әвлатлириға, җәмәтигә қарап, Иссакар қәбилиси, Ашир қәбилиси, Нафтали қәбилиси вә Башан жутидики Манассәһ йерим қәбилисиниң зиминидин он үч шәһәр бөлүп берилди.
63 Мәрариниң әвлатлириға, җәмәтигә қарап, ташланған чәккә чиққини бойичә, Рубән қәбилиси, Гад қәбилиси вә Зәбулун қәбилисидин он икки шәһәр бөлүп берилди.
64 Исраиллар шундақ қилип бу шәһәрләрни вә уларға тәвә етизлиқларниң һәммисини Лавийларға бөлүп бәрди. 65 Улар ташланған чәккә чиққини бойичә, йәнә жуқурида нами аталған шәһәрләрни Йәһуда қәбилисидин, Шимеон қәбилисидин вә Бинямин қәбилисидин елип уларға бәрди.
66 Коһатниң әвлатлиридин болған бәзи җәмәтләргә Әфраим қәбилисиниң зимини тәвәсидики шәһәрләрдин бөлүп берилгәнлириму болди. 67 Исраиллар уларға йәнә икки «панаһлиқ шәһири», йәни Әфраим тағлиғиға җайлашқан Шәкәм вә униңға тәвә етизлиқларни вә Гәзәр вә униңға тәвә етизлиқларни бәрди; 68 Йәнә Йокмиям вә униңға тәвә етизлиқларни, Бәйт-Һорон вә униңға тәвә етизлиқларни, 69 Айҗалон вә униңға тәвә етизлиқларни, Гат-Риммон вә униңға тәвә етизлиқларни уларға бәрди. 70 Исраиллар йәнә Манассәһ йерим қәбилисидин Анер вә униңға тәвә етизлиқларни, Билеам вә униңға тәвә етизлиқларни Коһатниң қалған җәмәтлиригә бәрди.
71 Гәршомниң әвлатлириға Манассәһ йерим қәбилисидики җәмәтләрниң зиминидин Башандики Голан вә Голанға тәвә етизлиқлар, Аштарот вә униңға тәвә етизлиқлар берилди;
72 Иссакар қәбилисидин Кәдәш вә униңға тәвә етизлиқлар, Дабират вә униңға тәвә етизлиқлар,
□ 73 Рамот вә униңға тәвә етизлиқлар, Анәм вә униңға тәвә етизлиқлар берилди;
74 Ашир қәбилисидин уларға Машал вә униңға тәвә етизлиқлар, Абдон вә униңға тәвә етизлиқлар,
75 Хукок вә униңға тәвә етизлиқлар, Рәһоб вә униңға тәвә етизлиқлар берилди;
76 Нафтали қәбилисидин Галилийәдики Кәдәш вә униңға тәвә етизлиқлар, Һаммон вә униңға тәвә етизлиқлар, Кириатайим вә униңға тәвә етизлиқларму берилди.
77 Мәрариниң қалған әвлатлириға болса Зәбулун қәбилисидин Риммоно вә униңға тәвә етизлиқлар, Табор вә униңға тәвә етизлиқлар берилди;
□ 78 Йәнә Рубән қәбилисиниңкидин, Иордан дәриясиниң у тәрипидин, Йерихониң шәрқий удулидики, йәни Иордан дәриясиниң күнчиқиш бойидики йәрләрдин чөлдики Бәзәр вә униңға тәвә етизлиқлар, Яһзаһ вә униңға тәвә етизлиқлар,
79 Кәдәмот вә униңға тәвә етизлиқлар, Мефаат вә униңға тәвә етизлиқлар берилди;
80 Гад қәбилисидинму болса уларға Гилеадтики Рамот вә униңға тәвә етизлиқлар, Маһанаим вә униңға тәвә етизлиқлар,
81 Һәшбон вә униңға тәвә етизлиқлар, Яазәр вә униңға тәвә етизлиқлар берилди.