11
Давутниң Йәһудийәгә падиша болушқа мәсиһ қилинғанлиғи
2Сам. 5:1-10
1 У чағда барлиқ Исраил җамаити Һебронға келип Давутниң қешиға жиғилишип: «Қарисила, биз өзлириниң әт-сүйәклиридурмиз!
2 Бурун Саул бизниң үстимиздә сәлтәнәт қилғандиму Исраил хәлқигә җәңгә чиқип-киришкә йолбашчи болған өзлири едила. Өзлириниң Худалири болған Пәрвәрдигарму өзлиригә: — Сән Мениң хәлқим Исраилниң падичиси болуп уларни бақисән вә Исраилниң әмри болисән, дегән еди» — деди.
□ 3 Шуниң билән Исраил ақсақаллириниң һәммиси Һебронға келип падиша Давутниң қешиға келишти; Давут Һебронда Пәрвәрдигарниң алдида улар билән бир әһдә түзүшти. Андин улар Пәрвәрдигарниң Самуилниң вастиси билән ейтқини бойичә, Давутни Мәсиһ қилип, Исраилни идарә қилишқа падиша қилип тиклиди.
■
Давутниң Йерусалимни ишғал қилиши
4 Давут билән барлиқ Исраил хәлқи Йерусалимға кәлди (Йерусалим шу чағда «Йәбус» дәп атилатти, зиминдики аһалә болған Йәбусийлар шу йәрдә туратти).
5 Йәбус аһалиси Давутқа: «Сән бу йәргә һеч қачан кирәлмәйсән!» деди. Бирақ Давут Зион дегән қорғанни алди (шу йәр «Давутниң шәһири» дәпму атилиду).
□ 6 Давут: «Ким алди билән Йәбусийларға һуҗум қилса, шу киши йолбашчи вә сәрдар болиду» деди. Зәруияниң оғли Йоаб алди билән атлинип чиқип, йолбашчи болди.
7 Давут қорғанда туратти, шуңа кишиләр у қорғанни «Давут шәһири» дәп аташти.
8 Давут шәһәрни Миллодин башлап төрт әтрапидики сепилиғичә яңливаштин ясатти; шәһәрниң қалған қисмини Йоаб ясатти.
□ 9 Давут күндин күнгә қудрәт тапти, чүнки самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар униң билән биллә еди.
Давутниң палванлири
2Сам. 23:8-39
10 Төвәндикиләр Давутниң палванлири ичидә йолбашчилар еди; улар Пәрвәрдигарниң Исраилға ейтқан сөзи бойичә пүткүл Исраил билән бирлишип, Давутниң падишалиғини мустәһкәм қилип, бирликтә уни падиша қилишқа күчиди.
11 Төвәндикиләр Давутниң палванлириниң тизимлиги бойичә хатириләнгәндур: —
Һакмонийлардин болған Яшобиям йолбашчилар ичидә беши еди; у нәйзисини пиқиритип бир қетимдила үч йүз адәмни өлтүргән.
□ 12 Униңдин қалса Ахохий Додониң оғли Әлиазар болуп, у «үч палван»ниң бири еди;
13 Илгири Филистийләр Пас-Даммимда җәң қилишқа жиғилғанда, у Давут билән у йәрдә еди. У йәрдә арпа өсүп кәткән бир етизлиқ болуп, хәлиқ Филистийләрниң алдидин бәдәр қачқан еди;
14 улар болса етизлиқниң оттурисида турувелип, һәм етизлиқни қоғдиған, һәм Филистийләрни тар мар қилған; Пәрвәрдигар әнә шу йол билән уларни ғайәт зор ғәлибигә ериштүргән.
□ 15 Оттуз йолбашчи ичидин йәнә үчәйлән Қорам ташлиқтики Адулламниң ғариға чүшүп Давутниң йениға кәлди. Филистийләрниң қошуни болса «Рәфайим җилғиси»да баргаһ қурған еди. 16 Бу чағда Давут қорғанда, Филистийләрниң қаравулгаһи Бәйт-Ләһәмдә еди. 17 Давут уссап: «Аһ, бириси маңа Бәйт-Ләһәмниң дәрвазисиниң йенидики қудуқтин су әкилип бәргән болса яхши болатти!» девиди, 18 бу үч палван Филистийләрниң ләшкәргаһидин бөсүп өтүп, Бәйт-Ләһәмниң дәрвазисиниң йенидики қудуқтин су тартти вә Давутқа елип кәлди; лекин у униңдин ичкили унимиди, бәлки суни Пәрвәрдигарға атап төкүп: 19 «Худайим бу ишни мәндин нери қилсун! Мән һаятиниң хәвптә қелишиға қаримиған бу кишиләрниң қенини ичсәм қандақ болиду? Чүнки буни улар һаятиниң хәвптә қелишиға қаримай елип кәлгән!» деди. Шуңа Давут бу суни ичкили унимиди. Бу үч палван қилған ишлар дәл шулар еди.
20 Йоабниң иниси Абишай үчиниң беши еди; у үч йүз адәм билән қаршилишип нәйзисини пиқиритип уларни өлтүрди. Шуниң билән у бу «үч палван» ичидә нами чиққан еди.
□ 21 У мошу «үч палван» ичидә һәммидин бәк һөрмәткә сазавәр болған болсиму, лекин йәнила авалқи үчәйләнгә йәтмәйтти.
□ 22 Йәһояданиң оғли Беная Кабзәәлдин болуп, бир батур палван еди; у көп қалтис ишларни қилған. У Моабий Ариәлниң икки оғлини өлтүргән. Йәнә қар яққан бир күни азгалға чүшүп, бир ширни өлтүргән еди.
□ 23 У йәнә қолида бапкарниң оқидәк бир нәйзиси бар, бойиниң егизлиги бәш гәз келидиған бир Мисирлиқни қәтл қилди; у бир һаса билән униңға һуҗум қилип, униң нәйзисини қолидин тартивелип өз нәйзиси билән өлтүрди.
□ 24 Йәһояданиң оғли Беная мана бу ишларни қилған. Шуниң билән үч палван ичидә нам чиқарған еди.
□ 25 Мана, у һелиқи оттуз палвандинму бәкрәк шөһрәт қазанған болсиму, лекин алдинқи үч палванға йәтмәйтти. Давут уни өзиниң пасибан беги қилип тайинлиған.
26 Қошундики палванлар болса: —
Йоабниң иниси Асаһәл, Бәйт-Ләһәмлик Додониң оғли Әлһанан,
27 Һарорлуқ Шаммот, Пилонлуқ Һәләз,
28 Тәкоалиқ Иккәшниң оғли Ира, Анатотлуқ Абиезәр,
29 Хушатлиқ Сиббәкай, Ахоһлуқ Илай,
□ 30 Нитофатлиқ Маһарай, Нитофатлиқ Баанаһниң оғли Хәләб,
31 Бинямин әвлатлиридин Гибеаһлиқ Рибайниң оғли Иттай, Пиратонлуқ Беная,
32 Гааш вадилиридин кәлгән Хурай, Арбатлиқ Абийәл,
□ 33 Баһарумлуқ Азмавәт, Шалбонлуқ Еляһба,
34 Гизонлуқ Һашәмниң оғуллири, Һарарлиқ Шагиниң оғли Йонатан,
□ 35 Һарарлиқ Сакарниң оғли Аһиям, Урниң оғли Елифал,
36 Мәкәратлиқ Һәфәр, Пилонлуқ Ахияһ,
37 Кармәллик Һәзро, Әзбайниң оғли Наарай,
38 Натанниң иниси Йоел, Һагриниң оғли Мибһар,
39 Аммонлуқ Зәләк, Зәруияниң оғли Йоабниң ярақ көтәргүчиси болған Бәәротлуқ Наһарай,
40 Итрилиқ Ира, Итрилиқ Гарәб,
41 Һиттий Урия, Аһлайниң оғли Забад,
42 Рубән қәбилисидин Шизаниң оғли, Рубәнләр ичидә йолбашчи болған Адина вә униңға әгәшкән оттуз адәм,
43 Маакаһниң оғли Һанан, Митнилиқ Йошафат,
44 Аштаратлиқ Уззия, Ароәрлик Хотамниң оғли Шама билән Җәийәл,
45 Шимриниң оғли Йедияйәл билән униң иниси тизилиқ Йоха,
46 Маһавилиқ Әлийәл, Әлнаамниң оғуллири Йәрибай билән Йошавия, Моаблиқ Йитма,
□ 47 Әлийәл, Обәд вә Мәзобалиқ Яасийәлләрдин ибарәт еди.