14
«Роһий илтипатлар»дин қандақ пайдилиниш керәк
1 Меһир-муһәббәткә интилип уни қоғлишиңлар вә һәм роһий илтипатларға, болупму бешарәт беришкә интизар болуңлар.
□ 2 Чүнки намәлум тилда сөзләйдиған киши адәмләргә әмәс, бәлки Худаға сөзләйду; аңлиғучилардин һеч ким уни чүшәнмәйду, амма у Роһта сирлиқ ишларни ейтип бериду.
3 Лекин бешарәт беридиған киши болса адәмләрниң етиқатини қурушқа, уларни риғбәтләндүрүшкә вә тәсәлли беришкә сөзләйду.
4 Намәлум тилда сөзлигүчи өз роһини қуриду; амма бешарәт бәргүчи җамаәтниң
етиқатини қуриду.
□ 5 Әндиликтә мән силәрниң һәммиңларниң намәлум тилларда сөзлийәлишиңларни үмүт қилимән, лекин бешарәт беришиңларни техиму үмүт қилимән. Намәлум тилда сөзлигүчи сөзини тәрҗимә қилмиса, җамаәтниң етиқат қурулушида бешарәт бәргүчи униңдин улуқ болиду.
6 Қериндашлар, мән йениңларға келип, намәлум тиллардила сөзлигиним билән мәлум вәһий, билим, бешарәт яки тәлимни йәткүзмисәм, мән силәргә немә пайда тәккүзимән?
□ 7 Һәтта аваз чиқиралайдиған җансиз нәрсиләр, мәйли нәй болсун, чилтар болсун шундақ; уларниң аһаңлириниң бир-биридин пәрқи болмиса, уларда челинған пәдә қандақму пәриқ етилсун?
8 Җәң канийиму бәлгүлик бир аһаңда челинмиса, ким җәңгә һазирлансун?
9 Шуниңдәк силәр тилда ениқ чүшинәлигидәк сөз қилмисаңлар, немә демәкчи болғиниңларни ким чүшинәләйду? Силәр һаваға гәп қилғандәк болисиләр.
10 Җаһанда, шүбһисизки, хилму-хил тил-авазлар бар вә уларниң һеч қайсиси мәнасиз әмәс;
11 әгәр әнди мән мәлум аваз-тилниң мәнасини билмисәм, мән сөзлигүчигә нисбәтән ят вә у маңа нисбәтән ят болиду.
12 Әһвал силәрдиму шундақ. Шуңа, силәр роһий илтипатларға қизғинлиқ билән интилгән екәнсиләр, җамаәтниң етиқатини қуридиған илтипатларға бай болушқа интилиңлар.
13 Шуңа, намәлум тилда сөзләйдиған киши сөзлигәнлирини тәрҗимә қилип берәләйдиған болсам дәп дуа қилсун.
14 Чүнки намәлум тилда дуа қилғинимда, роһум дуа қилиду, лекин әқил-идракимдин болса мевә чиқмайду.
15 Ундақта қандақ қилиш керәк? Мән бәзидә роһум билән дуа қилимән, һәм бәзидә әқил-идраким биләнму дуа қилимән; мән бәзидә роһум билән мәдһийә нахшилирини ейтимән, һәм бәзидә әқил-идраким биләнму мәдһийә нахшилирини ейтимән;
■ 16 болмиса, пәқәт роһуң биләнла мәдһийә оқусаң, ишләткән
тилиңни билмигәнләрниң қатарида олтарғучи тәшәккүруңгә қандақму «Амин» дейәлисун? Чүнки у ейтқиниңни чүшәнмәйду.
17 Сән дәрһәқиқәт тәшәккүрни яхши ейтисән, амма йениңдики аңлиғучиниң етиқати қурулғини йоқ.
18 Мән бундақ намәлум тилларда шәхсән һәммиңлардин көп сөзләйдиғанлиғим үчүн Худаға тәшәккүр ейтимән;
19 һалбуки, җамаәттә болғанда, намәлум тилда түмән еғиз сөзлигинимдин көрә, башқиларға тәлим-тәрбийә берәлигидәк чүшинишлик сөздин бәш еғизла сөзләлисәм дәймән.
□ 20 Қериндашлар, әқил-һошуңларда бала болмаңлар; яманлиқ җәһәтидә бовақ болуңлар, амма әқил-һошуңларда пишқәдәм болуңлар.
■ 21 Тәвратта: «Чәт тиллиқларниң сөзи вә ят адәмләрниң ләвлири арқилиқ Мән мошу хәлиққә гәп қилимән; лекин шундақ болсиму улар йәнила Маңа қулақ салмайду — дәйду Пәрвәрдигар» дәп пүтүлгәндур.
□ ■ 22 Шуңа «намәлум тиллар» болса бир аламәт бәлгүдур; етиқатчиларға әмәс, бәлки етиқатсизларға аламәт бәлгүдур; вәһий-бешарәтләр болса, етиқатсизлар үчүн әмәс, бәлки етиқатчилар үчүн болиду.
23 Шуниң үчүн пүткүл җамаәт бир йәрдә җәм болғанда, һәммиси өз алдиға бундақ намәлум тилларда сөзләвәрсә вә садда яки етиқатсиз кишиләр кирип қалса, улар һәммиңларни сараң болуп қапсиләр дейишмәмду?
24 Амма һәммиңлар вәһий-бешарәт йәткүзсәңлар, етиқатсиз яки садда киши араңларға кирип қалса, һәммиңлар тәрипидин униң гуналириға тәнбиһ берилиду, һәммиңлар тәрипидин униң гунакар екәнлиги көрситилиду;
□ 25 қәлбидики сирлар ашкарә қилинғанда, у өзини йәргә ташлап: — «Худа һәқиқәтән араңлардидур» дәп Худаға сәҗдә қилиду.
Җамаәт әмәл қилишқа тегишлик қаидиләр
26 Әнди қериндашлар, қандақ қилишимиз керәк? Силәр бир йәргә җәм болғиниңларда, һәр бириңларда
бир илтипат болиду; бирисидә мәдһийә нахшиси, бирисидә тәлим, бирисидә намәлум тил, бирисидә вәһий, бирисидә намәлум тилниң йешими болиду. Һәммә ишлар етиқатниң қурулуши үчүн болсун.
27 Намәлум тилда сөзлигүчиләр болуп қалса, иккиси яки әң көп болғанда үчи нөвәт билән сөзлисун вә бириси уларниң ейтқанлирини өрисун.
28 Амма
җамаәттә өригүчи болмиса, у сүкүт қилсун; өз-өзигә вә Худаға ейтсун.
29 Вәһий-бешарәт йәткүзгүчиләр болса, икки-үчи сөзлисун; қалғанлар гәплириниң вәзнини дитлап турсун;
30 Амма олтарғанлар арисидин башқа бир кишигә мәлум бир вәһий берилсә, сөзләватқан киши сөзини тохтитип нөвәтни униңға бәрсун.
31 Чүнки һәммиңлар бир-бирләп вәһий-бешарәт йәткүзсәңлар болиду; шуниң билән һәммәйлән үгиниду, һәммәйлән риғбәтлиниду.
32 Пәйғәмбәрләрниң өз роһлири пәйғәмбәрләрниң өзлиригә итаәт қилиду.
□ 33 Чүнки Худа қалаймиқанчилиқ туғдурғучи әмәс, бәлки тинич-хатирҗәмлик бәргүчидур. Барлиқ муқәддәс бәндиләрниң җамаәтлиридә шундақ тәртип бар.
34 Араңлардики аяллар җамаәтләрдә сүкүттә олтарсун; уларниң сөзлишигә рухсәт қилинмиған; Тәврат қанунида бәлгүләнгәндәк, улар
тәртипкә бойсунсун.
□ ■ 35 Амма улар мәлум ишни билмәкчи болса, өйидә өз әрлиридин сорисун; аялниң җамаәттә сөзлиши уятлиқ иштур.
□ 36 Худаниң сөз-калами силәрдин башланғанму?! Яки ялғуз силәргила йетип кәлгәнму?!
37 Бириси өзини вәһий-бешарәтчи яки роһий киши дәп саниса, у силәргә һазир язған бу сөзүмниң һәқиқәтән Рәбниң әмри екәнлигини етирап қилсун.
38 Бириси буни етирап қилишни халимиса, у етирап қилинмайду.
□ 39 Шуниң үчүн, и қериндашлар, вәһий-бешарәтләрни йәткүзүшкә тәлмүрүп интилиңлар, шундақла намәлум тилларда сөзләшни чәклимәңлар.
40 Хуласә қилип ейтқанда, һәр бир иш чирайлиқ, тәртиплик қилинсун.