3
Пәрвәрдигар Сулайманға даналиқ бериду
2Тар. 1:1-12
Сулайман Мисирниң падишаси Пирәвн билән иттипақ түзүп Пирәвнниң қизини хотунлуққа алди. Өз ордиси, Пәрвәрдигарниң өйи вә Йерусалимниң чөрисидики сепилни ясап пүткүзгичилик у уни «Давутниң шәһири»гә апирип турғузди. 1Пад. 7:8
Шу вақитларда Пәрвәрдигарниң нами үчүн бир ибадәтхана ясалмиғини үчүн хәлиқ «жуқури җайлар»да қурбанлиқлирини қилатти. «хәлиқ «жуқури җайлар»да қурбанлиқлирини қилатти» — «жуқури җайлар»: — Тәвраттики «Қан.» 12:5-14дә вә башқа мунасивәтлик йәрләрдә, Худа Исраилларға: — Бириси маңа атап қурбанлиқ қилса, пәқәт «Өзүм таллиған җай»да қурбанлиқ қилсун, дәп тапилайду. Исраилниң тарихида Худа мошундақ қурбанлиқ қилидиған бир нәччә җайни бекиткән еди (бир вақитта пәқәт бирла җайни бекитәтти). Бирақ Исраиллар бәлким өз қолайлиғини көзләп (вә бәлким бутпәрәсләрниң иш-һәрикәтлирини дорап) Худаниң әмрини нәзиридин сақит қилип тағ чоққилири қатарлиқ жуқури җайларда Худаға ибадәт қилип қурбанлиқ қилатти. Буниң шундақ бир хәтири бар едики, улар әтрапидики бутпәрәсләрниң тәсирини қобул қилип, шу йәрдә һәр хил бутларғиму чоқунуп, һәтта бутпәрәсләргә әгишип «инсан қурбанлиқ»ларниму қилиши мүмкин вә дәрвәқә көп вақитларда шундақ қилатти (мәсилән, «Әз.» 16:21, 20:26ни көрүң).   Қан. 12:5
Сулайман Пәрвәрдигарни сөйүп, атиси Давутниң бәлгүлигәнлиридә маңатти. Пәқәт «жуқури җайлар»да қурбанлиқ қилип хушбуй яқатти. «Сулайман Пәрвәрдигарни сөйүп, атиси Давутниң бәлгүлигәнлиридә маңатти; пәқәт «жуқури җайлар»да ... хушбуй яқатти» — «Давутниң бәлгүлигәнлири»: — шүбһисизки, Муса пәйғәмбәргә чүшүрүлгән барлиқ бәлгүлимиләрни өз ичигә алған. Уларниң ичидә, қурбанлиқ қилиш «жуқури җайлар»да әмәс, бәлки Пәрвәрдигар бекиткән җайдила болуши керәк, дәп бекитилгән («Қан.» 12:10-14).
Падиша қурбанлиқ қилғили Гибеонға барди; чүнки у йәр «улуқ жуқури җай» еди. Сулайман у йәрдики қурбангаһда бир миң көйдүрмә қурбанлиқ сунди. 2Тар. 1:3 Пәрвәрдигар Гибеонда Сулайманға кечиси чүшидә көрүнди. Худа униңға: — Мениң саңа немә беришимни лайиқ тапсаң, шуни тилигин, деди. 1Пад. 9:2
Сулайман җававән мундақ деди: — Қулуң атам Давут Сениң алдиңда һәқиқәт, һәққанийлиқ вә көңлиниң сәмимийлиги билән маңғанлиғи билән Сән униңға зор меһриванлиқни көрсәткән едиң; вә Сән шу зор меһриванлиқни давам қилип, бүгүнки күндикидәк өз тәхтидә олтарғили униңға бир оғул бәрдиң. Әнди и Пәрвәрдигар Худайим, қулуңни атам Давутниң орнида падиша қилдиң. Амма мән пәқәт бир гөдәк бала халас, чиқиш-киришниму билмәймән. 2Тар. 2:7 Өз қулуң Сән таллиған хәлқиң, көплүгидин санап болмайдиған һесапсиз улуқ бир хәлиқ арисида туриду. 2Тар. 1:9 Шуңа Өз қулуңға хәлқиңниң үстидә һөкүм қилишқа яхши-яманни пәриқ етидиған ойғақ бир қәлбни бәргәйсән; болмиса, ким бу улуқ хәлқиң үстигә һөкүм қилалисун? — деди.
10  Сулайманниң шуни тилигини Рәбни хуш қилди.
11  Худа униңға: — Сән шуни тилигиниң үчүн — Я өзүң үчүн узун өмүр тилимәй, я өзүң үчүн дөләт-байлиқ тилимәй, я дүшмәнлириңниң җанлирини тилимәй, бәлки тоғра һөкүм қилғили ойғақ болушқа өзүң үчүн әқил-парасәтни тилигиниң үчүн, 2Тар. 1:11 12  мана, сөзүң бойичә шундақ қилдим. Мана саңа шундақ дана вә йорутулған қәлбни бәрдимки, сәндин илгири саңа охшайдиғини болмиған, сәндин кейинму саңа охшайдиғини болмайду. Топ. 1:16 13  Мән сән тилимигән нәрсиниму, йәни дөләт-байлиқ вә шан-шөһрәтни саңа бәрдим. Шуниң билән барлиқ күнлириңдә падишаларниң арисида саңа охшаш болидиғини чиқмайду. Мат. 6:33; Әф. 3:20 14  Әгәр атаң Давут маңғандәк Мениң йоллиримда меңип, бәлгүлимилирим вә әмирлиримни тутсаң күнлириңни узартимән, деди.
15  Сулайман ойғанғанда, мана бу бир чүш еди. У Йерусалимға келип Пәрвәрдигарниң әһдә сандуғиниң алдиға келип, өрә туруп көйдүрмә қурбанлиқларни қилип, тәшәккүр қурбанлиқлирини өткүзүп, һәммә хизмәткарлириға зияпәт қилип бәрди.
 
Сулайманниң даналиғи аян болиду
16  Шуниңдин кейин икки паһишә аял падишаниң қешиға келип униң алдида турди.
17  Биринчи аял: — И ғоҗам! Мән вә бу хотун бир өйдә олтиримиз; у мән билән өйдә турғинида бир балини туғдум. 18  Мән балини туғуп үч күндин кейин у хотунму бир бала туғди. Биз иккилән у йәрдә олтардуқ; өйдә биздин башқа һеч ят адәм йоқ еди, ялғуз биз иккилән өйдә едуқ. 19  Шу кечидә бу хотунниң балиси өлди; чүнки у балисини бесип өлтүрүп қойған еди. 20  У йерим кечидә қопуп дедәклири ухлап қалғанда, йенимдин оғлумни елип өз қучиғиға селип, өзиниң өлгән оғлини мениң қучиғимға селип қоюпту. 21  Әтиси қопуп баламни емитәй десәм мана өлүк туриду. Лекин әтигәндә қарисам, у мән туққан бала әмәс еди, деди.
22  Иккинчи аял: — Яқ, ундақ әмәс. Тирик қалғини мениң оғлум, өлгини сениң оғлуң, деди. Лекин биринчи аял: — Яқ, өлгини сениң оғлуң, тирик қалғини мениң оғлум, деди. Улар шу һаләттә падишаниң алдида талишип туратти.
23  Падишаһ: — Бири: «Тирик қалғини мениң оғлум, өлгини сениң оғлуң» дәйду. Амма йәнә бири: «Яқ, өлгини сениң оғлуң, тирик қалғини мениң оғлум» дәйду, деди.
24  Падишаһ: Маңа бир қилич елип келиңлар, деди. Улар қилични падишаға елип кәлгәндә 25  падиша: Тирик балини оттуридин кесип икки парчә қилип йеримини биригә, йәнә бир йеримни иккинчисигә бериңлар, деди.
26  У вақитта тирик балиниң аниси өз балисиға ичини ағритип падишаға: — Аһ ғоҗам! Тирик балини униңға бәрсилә, һәргиз уни өлтүрмигәйлә! — дәп ялвурди. Лекин иккинчиси: — Уни нә мениңки нә сениңки қилмай, оттуридин кесиңлар, деди.
27  Падиша җававән: — Тирик балини униңға бериңлар, уни һеч өлтүрмәңлар; чүнки бу балиниң аниси шудур, деди.
28  Пүткүл Исраил падишаниң қилған һөкүми тоғрисида аңлиди вә улар падишадин қорқти, чүнки улар Худаниң адил һөкүмләрни чиқириш даналиқиниң униңда барлиғини көрди.
 
 

3:1 1Пад. 7:8

3:2 «хәлиқ «жуқури җайлар»да қурбанлиқлирини қилатти» — «жуқури җайлар»: — Тәвраттики «Қан.» 12:5-14дә вә башқа мунасивәтлик йәрләрдә, Худа Исраилларға: — Бириси маңа атап қурбанлиқ қилса, пәқәт «Өзүм таллиған җай»да қурбанлиқ қилсун, дәп тапилайду. Исраилниң тарихида Худа мошундақ қурбанлиқ қилидиған бир нәччә җайни бекиткән еди (бир вақитта пәқәт бирла җайни бекитәтти). Бирақ Исраиллар бәлким өз қолайлиғини көзләп (вә бәлким бутпәрәсләрниң иш-һәрикәтлирини дорап) Худаниң әмрини нәзиридин сақит қилип тағ чоққилири қатарлиқ жуқури җайларда Худаға ибадәт қилип қурбанлиқ қилатти. Буниң шундақ бир хәтири бар едики, улар әтрапидики бутпәрәсләрниң тәсирини қобул қилип, шу йәрдә һәр хил бутларғиму чоқунуп, һәтта бутпәрәсләргә әгишип «инсан қурбанлиқ»ларниму қилиши мүмкин вә дәрвәқә көп вақитларда шундақ қилатти (мәсилән, «Әз.» 16:21, 20:26ни көрүң).

3:2 Қан. 12:5

3:3 «Сулайман Пәрвәрдигарни сөйүп, атиси Давутниң бәлгүлигәнлиридә маңатти; пәқәт «жуқури җайлар»да ... хушбуй яқатти» — «Давутниң бәлгүлигәнлири»: — шүбһисизки, Муса пәйғәмбәргә чүшүрүлгән барлиқ бәлгүлимиләрни өз ичигә алған. Уларниң ичидә, қурбанлиқ қилиш «жуқури җайлар»да әмәс, бәлки Пәрвәрдигар бекиткән җайдила болуши керәк, дәп бекитилгән («Қан.» 12:10-14).

3:4 2Тар. 1:3

3:5 1Пад. 9:2

3:7 2Тар. 2:7

3:8 2Тар. 1:9

3:11 2Тар. 1:11

3:12 Топ. 1:16

3:13 Мат. 6:33; Әф. 3:20