22
Давут Мизпаһ вә Адулламға бариду
Давут у йәрдин кетип Адулламдики ғарға қачти. Униң қериндашлири билән атисиниң пүткүл җәмәти буни аңлап униң қешиға барди. Езилгән, қәриздар болған вә дәрдмәнләрниң һәммиси жиғилип униң йениға кәлди вә у уларниң сәрдари болди. Униңға қошулған адәмләр болса төрт йүзчә еди.
Давут у йәрдин чиқип Моабдики Мизпаһқа берип Моабниң падишасидин: — Худаниң мени немә қилидиғинини билгичә, ата-анамниң бу йәргә келип араңларда турушиға йол қойғайла, дәп тәләп қилди. «Моабдики Мизпаһ» — яки «Моабдики Мизпәһ». Давут атиси вә анисини Моабниң падишасиниң қешиға елип кәлди. Давут қорғанда турған пүткүл күнләрдә ата-аниси униң билән биллә турди.
Амма Гад пәйғәмбәр Давутқа: — Қорғанда турмай, бу йәрдин чиқип, Йәһуда зиминиға барғин, деди. Шуниң билән Давут у йәрдин айрилип, Һәрәт орманлиғиға барди.
 
Саул Нобдики каһинларни өлтүриду
Саул Давутниң нәдә туруватқанлиғидин хәвәр тапти. Саул бу вақитта Рамаһдики Гибеаһда егиз бир җайда жулғун дәриғиниң түвидә олтиратти. Униң қолида нәйзиси бар еди, барлиқ хизмәткарлири чөрисидә туратти. Саул чөрисидә турған хизмәткарлириға: — И Биняминлиқлар, қулақ селиңлар! Йәссәниң оғли һәр бириңларға етизлар билән үзүмзарларни тәқсим қилип берәмду? Һәммиңларни миң беши вә йүз беши қиламду? Силәр һәммиңлар маңа қәст қилдиңлар, өз оғлумниң Йәссәниң оғли билән әһдә қилишқинини һеч ким маңа уқтурмиди. Һеч қайсиңлар маңа ич ағритмидиңлар яки өз оғлумниң мениң хизмәткаримни маңа йошурун һуҗум қилишқа қутратқинидин маңа хәвәр бәрмидиңлар, деди.
Андин Саулниң хизмәткарлириниң ичигә киривалған Доәг: — «Мән Йәссәниң оғлиниң Нобқа Ахитубниң оғли Ахимәләкниң қешиға кәлгинини көрдүм, 10 — Ахимәләк униң үчүн Пәрвәрдигардин йол сориди вә униңға озуқ-түлүк билән Филистий Голиатниң қиличини бәрди» — деди.
11  Падиша адәм әвәтип Ахитубниң оғли каһин Ахимәләкни, шундақла униң атисиниң пүткүл җәмәтини, йәни Нобдики каһинларниму чақиртип кәлди. Уларниң һәммиси падишаниң қешиға кәлди.
12  Саул: — И Ахитубниң оғли аңлиғин, деди. У: — И ғоҗам, мана мән, деди.
13  Саул униңға: — Немишкә силәр, сән билән Йәссәниң оғли, маңа қәст қилисиләр? Сән униңға нан вә қилич берип, униң үчүн Худадин йол соридиңғу? Мана әнди у бүгүнкидәк маңа һуҗум қилмақчи болуп пайлап жүрмәктә! — деди.
14  Ахимәләк падишаға җавап берип: — Силиниң барлиқ хизмәткарлириниң арисида Давутдәк садиқ ким бар? У падишаниң күйоғли, силиниң мәхпий мәслиһәтлиригә иштирак қилғучи вә ордилири ичидә иззәтлик әмәсмиди? 15  Мән пәқәт униң үчүн Худадин йол сорашни бүгүнла башлидимму? Асийлиқ қилиш мәндин нери болсун! Падиша өз қулини вә атамниң пүткүл җәмәтини әйипкә буйрумиғайла, чүнки қуллириниң бу иштин қилчә хәвири йоқ, деди. «чүнки қуллириниң бу иштин қилчә хәвири йоқ» — ибраний тилида «чүнки қуллириниң бу иштин азму, җиқму хәвири йоқ».
16  Лекин падиша: — И Ахимәләк, сән өлисән, сән вә атаңниң пүткүл җәмәти чоқум өлисиләр, деди. 17  Падиша өз чөрисидики чапармәнлиригә: — Маң, Пәрвәрдигарниң каһинлирини өлтүрүңлар! Чүнки улар һәм Давутқа һәмдәм болди һәм униң қачқинини билип туруп маңа хәвәр бәрмиди, деди. Лекин падишаниң қол астидикилири Пәрвәрдигарниң каһинлирини өлтүрүшкә қол көтәргили унимиди.
18  Әнди падиша Доәгкә: — Сән берип каһинларни өлтүрүвәткин, деди. Едомлуқ Доәг берип каһинларни өлтүрди; бу күни у канаптин тоқулған әфод кийгән сәксән бәш адәмни өлтүрди.
19  Андин у каһинларниң шәһири Нобда олтарғучиларни қирди, йәни әр вә аяллар, балилар вә бовақлар, кала, ешәк, қойлар — һәммисини қиличлиди. 20  Амма Ахитубниң оғли Ахимәләкниң Абиятар дегән бир оғли қутулуп Давутниң қешиға қечип кәлди. 21  Абиятар Давутқа Саул Пәрвәрдигарниң каһинлирини өлтүрди, дәп хәвәр бәрди.
22  Давут Абиятарға: — У күни Доәгниң у йәрдә екәнлигини көрүп, униң җәзмән Саулға хәвәр беридиғинини билгән едим. Мән атаңниң пүткүл җәмәтиниң өлтүрүлүшигә замин болдум, деди. 23  Мән билән биллә турғин, һеч қорқмиғин. Чүнки мениң җенимни алмақчи болғанлар сениң җениңниму һәм алмақчи. Мениң қешимда бехәтәр турисән, деди.
 
 

22:3 «Моабдики Мизпаһ» — яки «Моабдики Мизпәһ».

22:15 «чүнки қуллириниң бу иштин қилчә хәвири йоқ» — ибраний тилида «чүнки қуллириниң бу иштин азму, җиқму хәвири йоқ».