12
Рәһобоам Пәрвәрдигарға йүз өрийду
1Пад. 14:21-31
Рәһобоамниң падишалиғи мустәһкәм болғанда, шундақла күчәйгәндә, шундақ болдики, у Пәрвәрдигарниң қанун-әһкамлирини тәрк қилди вә пүткүл Исраилларму униңға әгишип кәтти. Вә уларниң Пәрвәрдигарға вапасизлиқ қилғини түпәйлидин, Рәһобоам сәлтәнитиниң бәшинчи жилида шундақ болдики, Мисирниң падишаси Шишак Йерусалимға һуҗум қозғиди. Шишак бир миң икки йүз җәң һарвуси, атмиш миң атлиқ әскәрни башлап кәлди; у өзи билән биллә Мисирдин елип чиққан ләшкәрләр, җүмлидин Ливийәликләр, Суккийләр вә Ефиопийләр сан-санақсиз еди. У Йәһудаға тәвә болған қорғанлиқ шәһәрләрни ишғал қилди, андин Йерусалимға һуҗум қилишқа кәлди. Бу чағда Шишак сәвәвидин Йәһуда әмәлдарлири Йерусалимға жиғилишқан еди; Шимая пәйғәмбәр Рәһобоам вә әмәлдарларниң йениға келип уларға: — Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — «Силәр мениңдин ваз кәчкиниңлар үчүн, Мәнму силәрдин ваз кечип Шишакниң қолиға тапшурдум» дәйду, деди.
Шуни аңлап, Исраил әмәлдарлири билән падиша өзлирини төвән қилип: — Пәрвәрдигар адилдур, дейишти.
Пәрвәрдигар уларниң өзлирини төвән қилғанлиғини көрүп Пәрвәрдигарниң сөзи Шимаяға йетип келип: —«Улар өзлирини төвән қилған екән, Мән уларни һалак қилмай, бәлки уларға азғинә ниҗат көрситимән вә Мениң қайнап турған ғәзивим Шишакниң қоли билән Йерусалимға төкүлмәйду. «... уларға азғинә ниҗат көрситимән» — яки «...уларни бир аздин кейин қутқузимән» яки «...уларни вақтинчә қутқузимән». Һалбуки, уларниң Маңа беқиниш билән дуниядики падишалиқларға беқинишниң қандақ пәрқи барлиғини билип йетиши үчүн, улар Шишакқа беқинди болиду» — дейилди.
Шуниң билән Мисир падишаси Шишак Йерусалимға һуҗум қилип, Пәрвәрдигарниң өйидики ғәзнә-байлиқлар билән падишаниң ордисидики ғәзнә-байлиқларни елип кәтти. У һәммисини, җүмлидин Сулайман ясатқан алтун сипар-қалқанларни қоймай елип кәтти. 10 Уларниң орнида Рәһобоам падиша мистин бир мунчә сипар-қалқанлар яситип, уларни падиша ордисиниң кириш йолини сақлайдиған пасибан бәглириниң қолиға тапшурди. 11 Падиша һәр қетим Пәрвәрдигарниң өйигә киридиған чағда, пасибанлар у қалқанларни елип тутуп туратти, андин уларни йәнә пасибанханиға әкелип қоюшатти.
12 Шуниң билән падиша өзини төвән қилғандин кейин, Пәрвәрдигарниң ғәзиви униңдин йенип, уни тамамән йоқитивәтмиди; Йәһудадикиләр ичидиму аз-тола яхши ишлар тепилди. «Йәһудадикиләр ичидиму аз-тола яхши ишлар тепилди» — яки «Йәһудадикиләр азрақ яхшилиқни көрди».
13 Падиша Рәһобоам Йерусалимда аста-аста қудрәт тепип, өз сәлтәнитини сүрәтти. Рәһобоам тәхткә чиққан чеғида қириқ бир яшта еди; у Йерусалимда, йәни Пәрвәрдигар Өз намини тикләш үчүн пүткүл Исраил қәбилилири ичидин таллиған шәһәрдә он йәттә жил сәлтәнәт қилди; Рәһобоамниң анисиниң исми Наамаһ болуп, у Аммоний еди. 14 Рәһобоам көңлидә Пәрвәрдигарни издәшни нийәт қилмиғанлиғи түпәйлидин рәзиллик қилди.
15 Рәһобоамниң барлиқ қилған ишлири баштин-ахириғичә нәсәб хатирилиридики «Шимая пәйғәмбәрниң сөзлири» вә «Алдин көргүчи Иддониң сөзлири»дә пүтүлгән әмәсмиди? Рәһобоам билән Йәробоам оттурисида урушлар тохтимай болуп туратти. 16 Рәһобоам ата-бовилири арисида ухлиди, «Давутниң шәһири»гә дәпнә қилинди. Оғли Абия униң орниға падиша болди.
 
 

12:7 «... уларға азғинә ниҗат көрситимән» — яки «...уларни бир аздин кейин қутқузимән» яки «...уларни вақтинчә қутқузимән».

12:12 «Йәһудадикиләр ичидиму аз-тола яхши ишлар тепилди» — яки «Йәһудадикиләр азрақ яхшилиқни көрди».