17
Йәһошафат Йәһудаға сәлтәнәт қилиду
Оғли Йәһошафат Асаниң орниға падиша болди; у Исраил падишалиғиға тақабил туруш үчүн өзини күчәйтти. У һәрбий күчлирини Йәһуданиң һәммә қорғанлиқ шәһәрлиригә орунлаштурди һәмдә Йәһуда зиминиға вә атиси Аса ишғал қилған Әфраимдики һәр қайси шәһәрләргә мудапиә күчлирини турғузди. Пәрвәрдигар Йәһошафат билән биллә болди, чүнки у атиси Давутниң башта жүргүзгән йоллирида меңип Баал бутлирини издимиди, бәлки атисиниң Худасинила издәп, Униң әмирлиридә меңип, Исраилларниң қилмишлирини доримиди. Шуңа, Пәрвәрдигар униң падишалиқтики һөкүмранлиғини мустәһкәмлиди; пүткүл Йәһудадикиләр униңға салам-соғиларни сунуп турди; шуниң билән униң мал-мүлки наһайити көп, шан-шөһрити наһайити жуқури болди. У Пәрвәрдигарниң йоллирида маңғачқа, ғәйрәтлик болди; униң үстигә у Йәһуда зиминидин «жуқури җайлар»ни вә Ашәраһ бутлирини йоқатти. Униң сәлтәнитиниң үчинчи жили өзиниң әмәлдарлиридин Бән-Һайил, Обадия, Зәкәрия, Нәтанәл, Микаяларни Йәһуданиң шәһәрлиридә хәлиққә тәлим беришкә әвәтти. «Микаялар» — яки «Микалар». Улар билән биллә барғанлардин йәнә Шемая, Нәтания, Зәбадия, Асаһәл, Шәмирамот, Йонатан, Адония, Тобия, Тоб-Адония қатарлиқ бир қанчә Лавийлар, шундақла йәнә Әлишама билән Йәһорам дегән икки каһинму бар еди. Улар Пәрвәрдигарниң Тәврат қануни китавини алғач берип, Йәһуда зиминидики барлиқ шәһәрләрни арилап жүрүп хәлиқ арисида тәлим берәтти.
10 Йәһуданиң әтрапидики мәмликәтләрниң һәммисини Пәрвәрдигарниң қорқунучи басти вә улар Йәһошафат билән уруш қилишқа петиналмайтти. 11 Филистийләрдин бәзилири Йәһошафатқа соға-саламлар вә күмүч олпанлирини тапшурди; Әрәбләрму падилиридин униңға йәттә миң йәттә йүз қочқар, йәттә миң йәттә йүз текә соға қилди. 12 Йәһошафат барғансери карамәт қудрәт тепип, Йәһудада бир нәччә қорған вә амбар шәһири бена қилди. 13 У Йәһуданиң һәр қайси шәһәрлиридә нурғун маддий әшя записи тәйярлиди; Йерусалимдиму униң зәбәрдәс батур җәңчилири бар еди. 14 Җәмәтлири бойичә уларниң сани төвәндикичә: —
Йәһуда қәбилисидики миңбашлири ичидә Аднаһ сәрдар болуп, батур җәңчиләрдин үч йүз миңға башламчилиқ қилатти; 15 Аднаһниң қол астида Йәһоһанан сәрдар болуп, икки йүз сәксән миң адәмгә башламчилиқ қилатти; «Йәһоһанан» — яки «Йоһанан». 16 Йәһоһананниң қол астида Зикриниң оғли Амасия бар еди; у Пәрвәрдигарға өзини ативәткән адәм болуп, икки йүз миң батур җәңчигә башламчилиқ қилатти. 17 Бинямин қәбилиси ичидә Елияда дегән батур бир җәңчи болуп, оқя вә қалқан билән қуралланған икки йүз миң батур җәңчигә башламчилиқ қилатти; 18 Елияданиң қол астида Йәһозабад болуп, җәңгә тәйяр қошундин бир йүз сәксән миң адәмгә башламчилиқ қилатти. 19 Буларниң һәммиси падишаниң хизмитидә һазир туратти; падишаниң йәнә пүтүн Йәһуда зиминидики қорғанлиқ шәһәрләргә орунлаштурулған адәмлири болса, уларниң сиртида еди. «буларниң һәммиси» — бәлким 14-18-айәттики йолбашчилар вә 18-айәттики «җәңгә тәйяр туридиғанлар»ни көрситиду.
 
 

17:7 «Микаялар» — яки «Микалар».

17:15 «Йәһоһанан» — яки «Йоһанан».

17:19 «буларниң һәммиси» — бәлким 14-18-айәттики йолбашчилар вә 18-айәттики «җәңгә тәйяр туридиғанлар»ни көрситиду.