31
1 Бу ишларниң һәммиси түгигәндин кейин, бу йәрдә һазир болған Исраилларниң һәммиси Йәһуданиң һәр қайси шәһәрлиригә берип, у йәрләрдики «бут түврүк»ләрни чеқип, Ашәраһ бутлирини кесип ташливәтти; йәнә Йәһуда вә Бинямин зиминда, шундақла Әфраим вә Манассәһ зимининиң һәр қайси йәрлиридики «жуқури җайлар» вә қурбангаһларни, һәммисини бузуп йоқатқичә сөкүп ташлиди. Шуниңдин кейин Исраил хәлқиниң һәр қайсиси өз тәвәлигигә, өз шәһәрлиригә қайтип кетишти.
Муқәддәсханиниң ишлириниң тәртипкә селиниши
2 Һәзәкия каһинлар билән Лавийларни нөвәт-гуруппиларға бөлүп, каһинлар билән Лавийларниң һәр қайсисини өзигә хас хизмитигә бекитип, көйдүрмә қурбанлиқ вә енақлиқ қурбанлиқлири сунуп, Пәрвәрдигар өйиниң һойлилирида, ишик-дәрвазилири ичидә вәзипә өтәп, Пәрвәрдигарға тәшәккүр-мәдһийә оқуйдиған қилди.
3 Падиша йәнә өз мелидин бир үлүшни елип көйдүрмә қурбанлиқлар үчүн ишлитишкә буйруди; булар Пәрвәрдигарниң Тәврат қанунида пүтүлгини бойичә әтигәнлик вә кәчлик көйдүрмә қурбанлиқлар, шабат күни, йеңи ай вә һейт-байрам күнлиридики көйдүрмә қурбанлиқлар үчүн айрилди.
4 Падиша йәнә каһинлар билән Лавийларниң Пәрвәрдигарниң Тәврат қанунини чиң иҗра қилиши үчүн, тәқдим қилишқа тегишлик үлүшини уларға бериңлар, дәп Йерусалимда турушлуқ хәлиққә буйруди.
5 Бу буйруқ чиқирилиши биләнла, Исраиллар һосул-мәһсулатлириниң дәсләпки елинған қисми ашлиқ, йеңи шарап,
зәйтун мейи вә һәсәлләрни һәмдә етизлиқтин чиққан һәр хил мәһсулатларниң һосуллиридин әкилишти, йәнә һәр хил нәрсилириниң ондин бирини өшригә түркүмләп әкилишти.
6 Йәһуданиң һәр қайси шәһәрлиридә туруватқан Исраиллар билән Йәһудаларму қой-калилириниң ондин бирини өшригә вә Пәрвәрдигар Худасиға аталған муқәддәс буюмларниң ондин бирини өшригә әкилип, дога-дога догиливәтти.
□ 7 Үчинчи айдин башлап догилинип, йәттинчи айға кәлгәндә тохтиди.
8 Һәзәкия әмәлдарлар билән биллә келип, дога-дога болған бу мәһсулатларни көрүп Пәрвәрдигарға тәшәккүр-мәдһийә оқуди вә Униң хәлқи болған Исраилларға бәхит-саадәт тилиди.
□ 9 Һәзәкия каһинлар билән Лавийлардин бу дога-дога мәһсулатлар тоғрилиқ соривиди,
10 Задок җәмәтидин болған баш каһин Азария униңға җавап берип: — Хәлиқ Пәрвәрдигарниң өйигә һәдийә кәлтүргили башлиғандин буян тойғидәк йедуқ, йәнә нурғун ешип қалди. Чүнки Пәрвәрдигар Өз хәлқини бәрикәтлигән, шуңа ешип қалғиниму шунчә көп, деди.
11 Һәзәкия Пәрвәрдигарниң өйидә амбарларни тәйярлашни буйрувиди, улар шундақ қилди.
12 Улар сәмимий-садақәтлик билән һәдийәләрни, ондин бир өшрә вә Худаға алаһидә аталған нәрсиләрни амбарларға әкирди. Лавийлардин болған Конония баш амбарчи, иниси Шимәй муавин баш амбарчи болди.
13 Конония вә иниси Шимәйниң қол астида Йәһийәл, Азария, Нахат, Асаһәл, Йәримот, Йозабад, Әлийәл, Йисмақия, Маһат вә Бенаялар назарәт қилиш хизмитигә мәсъул болди; буларниң һәммисини Һәзәкия падиша билән Худаниң өйиниң башқурғучиси Азарияниң көрсәтмиси билән ишләйтти.
14 Шәрқий дәрвазиниң дәрвазивини Лавий Йимнаһниң оғли Корә Худаға халис қилинған һәдийә-соғатларға мәсъул еди; у Пәрвәрдигарға сунулған вә «әң муқәддәс» болған нәрсиләрни тәқсим қилатти.
□ 15 Едән, Минямин, Йәшуа, Шемая, Амария вә Шеканиялар униң қол астида болуп, улар каһинларниң һәр қайси шәһәрлиридә, чоң-кичиклигигә қаралмай, нөвәт бойичә өз қериндашлириға буларни үләштүрүп беришкә тайинланди;
16 Буниңдин башқа, улар нәсәбнамигә тизимланған үч яштин жуқури әркәкләрдин, һәр күни нөвити бойичә Пәрвәрдигарниң өйигә кирип, жүкләнгән вәзиписини орунлайдиғанларниң һәммисигиму тәқсим қилип берәтти.
□ 17 Улар нәсәби тизимланған җәмәтлири бойичә каһинларғиму һәмдә жигирмә яштин ашқан Лавийларға нөвити вә вәзиписигә қарап тәқсим қилип берәтти;
18 нәсәбнамидә «
Лавий җамаити»
дәп, пүтүлгинигә қарап буларниң барлиқ кичик балилириға, хотунлири вә оғул-қиз пәрзәнтлиригиму тәқсим қилип берәтти; чүнки улар садақәтлик билән өзлирини Худаға атап паклинип, муқәддәс болушқа беғишлиған еди.
19 Һәр қайси шәһәрләрниң әтраплирида олтирақлашқан, Һарунниң әвлатлири болған каһинларға болса, һәр бир шәһәрдә мәхсус тизимланған адәм қоюлған еди; улар каһинлар ичидики барлиқ әркәкләргә вә шундақла нәсәбнамидә пүтүлгән барлиқ Лавийларға тегишлик үлүшлирини берәтти.
20 Һәзәкия пүтүн Йәһуда зиминида шундақ қилди; у өз Худаси болған Пәрвәрдигар алдида яхши, дурус вә һәқ болғанни қилди. 21 Мәйли Пәрвәрдигарниң өйидики хизмәтләргә аит ишта болсун, мәйли Тәврат қануниға һәм әмирлиригә әмәл қилиш нийитидә Худасини издәштә болсун, у пүтүн қәлби билән қилди вә ронақ тапти.