Лекин башқилар мошу айәт: «бәзиләр мени һейлигәрлик қилип, ялған сөзләп, силәрдин нәп үндүрүвалиду, дейишип жүриду» дәп тәрҗимә қилиду. 17 Әҗәба, мән силәргә әвәткән адәмләрниң бирәрси арқилиқ силәрдин нәп алдимму?! 18 Мән Титусни силәрниң йениңларға беришқа үндидим вә йәнә һелиқи қериндашниму униң билән биллә әвәттим. Титусниң силәрдин нәп елип баққан йери барму? Биз иккилән охшаш бир роһта жүриватмамдуқ? Бизниң басқан изимиз охшаш әмәсмикән?
□12:2 «Мәсиһдә болған бир адәмни тонуймән» — бу адәм дәл Павлусниң өзи болуп, у Худа униңға бәргән вәһий вә ғайипанә аламәтләр билән махтинишни қилчә халимиған болуп, өзини төвән тутушқа тиришип, өзи тоғрилиқ «мән» демәй, «үчинчи шәхстә» сөзләйду. «у он төрт жил илгири ... үчинчи қат асманға көтирилди» — Тәврат-инҗил бойичә, пәқәт үч асман бар. Биринчи «һава», иккинчи «аләм бошлуғи», үчинчиси Худаниң һозуриниң өзидур.
■12:2 Рос. 9:3; 22:17; 1Кор. 15:8.
□12:5 «өзүм һәққидә болса аҗизлиқмдин башқа бирәр иш билән махтанмаймән» — «аҗизлиқмдин» грек тилида «аҗизлиқлиримдин».
□12:6-7 «мошу вәһийләрниң зор улуқлуғи түпәйлидин көрәңләп кәтмәслигим үчүн әтлиримгә санҗилған бир тикән ... маңа тәқсим қилинған» — «тикән»ниң көчмә мәнаси бар, әлвәттә. «... мени уруп турсун дәп Шәйтанниң бир әлчиси маңа тәқсим қилинған» — грек тилида «Шәйтанниң бир пәриштиси». «әлчи» вә «пәриштә» дегәнләр әмәлийәттә бир гәп.
□12:10 «Чүнки қачан аҗиз болсам, шу чағда күчлүк болимән» — Павлус аҗиз болғинида Мәсиһкә техиму тайиниду, шуниң билән күчлүк болиду; һәммимизму шундақ болушимиз керәк.
□12:13 «Мениң бу адаләтсизлигимни әпу қилғайсиләр!» — «адаләтсизлик» интайин кинайилик, һәҗвий гәп, әлвәттә — бу сөз Павлусниң улардин һеч еқтисадий ярдәм тәләп қилмай, уларға хуш хәвәрни һәқсиз йәткүзгәнлигини көрситиду. Униң жуқурида әсләткинидәк, у Коринтта хуш хәвәрниң хизмитидә болғинида, башқа җамаәтләр униңға ярдәм пулини әвитип бәрди.
■12:13 1Кор. 9:12; 2Кор. 11:9.
□12:14 «Чүнки издигиним егилигиңлар әмәс, бәлки өзүңлардур» — «издигиним» — Инҗил, «Луқа» 19:10ни көрүң.
□12:16 «мән силәргә һеч жүк болған әмәсмән; бирақ һелигәрлик қилип, мән силәрни баблап қойдум!» — бизниңчә бу йәнә тапа-тәнә, интайин кинайилик гәп. Павлус Коринтлиқларни роһий җәһәттин қувәтлимәкчи болуп, өзи уларниң ейниға бармай (Коринтлиқлар бәлким униң ярдәм-хизмитини рәт қилған болатти), бәлки өзигә охшаш башқа көйүмчан қериндашларни өз орниға әвәтти (17-айәтни көрүң). Лекин башқилар мошу айәт: «бәзиләр мени һейлигәрлик қилип, ялған сөзләп, силәрдин нәп үндүрүвалиду, дейишип жүриду» дәп тәрҗимә қилиду.
□12:19 «...силәрниң етиқатиңларни қуруш үчүндур» — грек тилида: «...силәрни қуруш үчүндур». «Адәмни қуруш» тоғрилиқ «Римлиқларға»дики кириш сөзниму көрүң.
□12:21 «Худайим мени алдиңларда төвән қилип қоярмекин...» — «алдиңларда», башқа бир хил тәрҗимиси «силәр түпәйлидин». Бәлким иккила хил тәрҗимиси тоғридур. «... техи товва қилмиған нурғун адәмләрниң сәвәвидин Худайим мени алдиңларда төвән қилип қоярмекин, шуларниң қилмишлири түпәйлидин матәм тутмай туралмаймәнмекин, дәп әнсирәймән» — Павлус, Коринтлиқларниң техи қәтъийлик билән товва қилип бақмиған гуналири түпәйлидин йәнә хиҗил болуп қалимән, дәп әнсирәйду.