10
Йәһу Аһабниң җәмәтидикиләрни йоқитиду
1 Әнди Самарийәдә Аһабниң йәтмиш оғли бар еди. Йәһу хәтләрни йезип Самарийәгә, йәни Йизрәәлдики әмәлдар-ақсақалларға вә Аһабниң җәмәтидики пасибанларға әвәтти. Хәтләрдә мундақ дейилди: —
2 «Силәр билән биллә ғоҗаңларниң оғуллири, җәң һарвулири билән атлар, қорғанлиқ шәһәр вә савут-қуралларму бардур; шундақ болғандин кейин бу хәт силәргә тәккәндә, 3 өз ғоҗаңларниң оғуллиридин әң яхшисини таллап, өз атисиниң тәхтигә олтарғузуп, ғоҗаңларниң җәмәти үчүн соқушқа чиқиңлар!».
4 Лекин улар дәккә-дүккигә чүшүп интайин қорқушуп: Мана икки падиша униң алдида пут тирәп туралмиған йәрдә, биз қандақму пут тирәп туралаймиз? — дейишти.
5 Шуниң билән орда беши, шәһәр башлиғи, ақсақаллар билән пасибанлар Йәһуға хәвәр йәткүзүп: Биз сениң қуллириңмиз; сән һәр немә буйрусаң шуни қилимиз; һеч кимни падиша қилмаймиз. Саңа немә мувапиқ көрүнсә шуни қилғин, дәп ейтти.
6 Йәһу иккинчи хәтни йезип, хәттә: — «Әгәр мән тәрәптә болуп, мениң сөзлиримгә киришкә рази болсаңлар өз ғоҗаңларниң оғуллириниң башлирини елип, әтә мошу вақитта Йизрәәлгә, мениң қешимға уларни кәлтүрүңлар. Әнди падишаниң оғуллири йәтмиш киши болуп, өзлирини баққан шәһәрниң улуқлириниң қешида туратти.
□ 7 Хәт уларға тәккәндә улар шаһзадиләрни, йәтмишәйләнниң һәммисини өлтүрүп, башлирини севәтләргә селип, Йизрәәлгә Йәһуға әвәтти.
8 Бир хәвәрчи келип Йәһуға: Улар шаһзадиләрниң башлирини елип кәлди, дәп хәвәр бәргәндә, у: Уларни икки дога қилип, дәрвазиниң алдида әтә әтигәнгичә қоюңлар, деди.
9 Әтигәндә у чиқип, у йәрдә туруп пүткүл халайиққа: Силәр бегунасиләр; мана, мән өзүм ғоҗамға қәст қилип уни өлтүрдүм; лекин буларниң һәммисини ким чепип өлтүрди?
□ 10 Әнди шуни билиңларки, Пәрвәрдигарниң һеч сөзи, йәни Пәрвәрдигар Аһабниң җәмәти тоғрисида ейтқинидин һеч бир сөз йәрдә қалмайду. Чүнки Пәрвәрдигар Өз қули Илияс арқилиқ ейтқиниға әмәл қилди, — деди.
■ 11 Андин кейин Йәһу Йизрәәлдә Аһабниң җәмәтидин қалғанларниң һәммиси, униң тәрипидики барлиқ әрбаблар, дост-ағинилири вә каһинлирини һеч кимни қалдурмай өлтүрди.
12 Андин у орнидин туруп, Самарийәгә барди. Йолда кетиветип «падичиларға тәвә Бәйт-Әкәд»кә йәткәндә
□ 13 Йәһу Йәһуда падишаси Аһазияниң қериндашлири билән учрашти. У улардин: Силәр ким? — дәп сориди.
«Аһазияниң қериндашлири, падишаниң оғуллири вә ханишниң оғуллиридин һал сориғили баримиз, деди.
□ ■ 14 У: Уларни тирик тутуңлар! дәп буйруди. Андин адәмлири уларни тирик тутти, андин һәммисини Бәйт-Әкәдниң қудуғиниң йенида өлтүрүп, уларниң һеч бирини қоймиди. Улар җәмий қириқ икки адәм еди. 15 У у йәрдин кетип барғанда униң алдиға чиққан Рәкабниң оғли Йәһонадабқа йолуқти. У униңға салам қилип: Мениң көңлүм саңа садиқ болғандәк, сениң көңлүңму маңа садиқму? — деди.
Садиқ, деди Йәһонадаб.
Йәһу: — Ундақ болса қолуңни маңа бәргин, деди. У қолини беривиди, Йәһу уни җәң һарвусиға елип чиқип, өз йенида җай берип
□ 16 униңға: Мән билән берип, Пәрвәрдигарға болған қизғинлиғимни көргин, деди. Шуниң билән у уни җәң һарвусиға олтарғузуп һайдап маңди.
17 У Самарийәгә кәлгәндә Аһабниң җәмәтидин Самарийәдә қалғанларниң һәммисини қирип түгәткичә өлтүрди. Бу иш Пәрвәрдигарниң Илиясқа ейтқан сөзиниң әмәлгә ашурулуши еди.
■
Йәһуниң Баал дегән бутниң каһин-пәйғәмбәрлирини қәтл қилиши
18 Андин Йәһу һәммә халайиқни жиғдуруп, уларға мундақ деди: — Аһаб Баалниң хизмитини аз қилған, лекин Йәһу униң хизмитини көп қилиду. 19 Буниң үчүн Баалниң барлиқ пәйғәмбәрлирини, униң қуллуғида болғанларниң һәммиси билән барлиқ каһинлирини маңа чақириңлар; һеч ким қалмисун, чүнки Баалға чоң қурбанлиқ сунғум бар; һәр ким һазир болмиса җенидин мәһрум болиду, деди. Лекин Йәһу бу ишни баалпәрәсләрни йоқитиш үчүн һейлигәрлик билән қилди.
20 Шуниң билән Йәһу: Баалға хас бир һейт бекитиңлар, девиди, улар шундақ елан қилди.
21 Йәһу пүткүл Исраилға тәклип әвәткәндә, барлиқ баалпәрәсләр кәлди; улардин һеч бири кам қалмай кәлди. Улар Баалниң бутханисиға кирди; шуниң билән Баалниң бутханиси бу бешидин йәнә бир бешиғичә лиқ толди. 22 У мурасим кийими бегигә: Һәммә Баалпәрәсләргә ибадәт кийимлирини әчиқип бәр, девиди, у кийимләрни уларға әчиқип бәрди.
23 Йәһу билән Рәкабниң оғли Йәһонадаб Баалниң бутханисиға кирип баалпәрәсләргә: Тәкшүрүп беқиңлар, бу йәрдә Пәрвәрдигарниң бәндилиридин һеч бири болмисун, бәлки пәқәт баалпәрәсләр болсун, деди.
24 Улар тәшәккүр қурбанлиқлири билән көйдүрмә қурбанлиқларни өткүзгили кирди. Йәһу сәксән адимини тешида қоюп уларға: Мән силәрниң илкиңларға тапшурған бу адәмләрдин бириси қолуңлардин қечип кәтсә, җениниң орнида җан берисиләр, деди.
□ 25 Улар көйдүрмә қурбанлиқни өткүзүп болушиғила, Йәһу орда пасибанлири вә сәрдарларға: Кирип уларни қәтл қилип, һеч кимни чиққили қоймаңлар, дәп буйруди. Шуниң билән орда пасибанлири билән сәрдарлар уларни қилич биси билән қәтл қилип, өлүкләрни шу йәргә ташливәтти. Андин Баалниң бутханисиниң ичкиригә кирип 26 бут түврүкләрни Баалниң бутханисидин елип чиқип көйдүрүвәтти. 27 Улар йәнә Баалниң түврүк-һәйкилини чеқип, Баалниң бутханисини жиқитип уни бүгүнгә қәдәр һаҗәтханиға айландурди. 28 Йәһу шу йол билән Баални Исраил ичидин йоқ қилди.
Йәһуниң сәлтәнитиниң хуласиси
29 Йәһу Нибатниң оғли Йәробоамниң Исраилни гунаға путлаштурған гуналиридин, йәни Бәйт-Әл билән Дандики алтун мозай бутлиридин өзини жиғмиди.
■ 30 Пәрвәрдигар Йәһуға: Сән убдан қилдиң; Мениң нәзиримгә мувапиқ көрүнгинини ада қилип, Аһабниң җәмәтигә көңлүмдики һәммә нийәтни беҗа қилип пүткүзгиниң үчүн, сениң оғуллириң төртинчи нәслигичә Исраилниң тәхтидә олтириду, деди.
■ 31 Лекин Йәһу пүтүн қәлбидин Исраилниң Худаси Пәрвәрдигарниң муқәддәс қанунида меңишқа көңүл бөлмиди; у Исраилни гунаға путлаштурған Йәробоамниң гуналиридин нери турмиди.
32-33 Шу күнләрдә Пәрвәрдигар Исраилниң зиминини кесип-кесип азайтишқа башлиди. Чүнки Һазаәл Иордан дәриясиниң мәшриқ тәрипидин башлап Исраилниң чегаралиридин бөсүп өтүп уларға һуҗум қилди; у барлиқ Гилеад жутини, Арнон җилғисиниң йенидики Ароәрдин тартип Гилеадтин өтүп Башанғичә, Гад, Рубән вә Манассәһниң барлиқ жутлирини ишғал қилди.
34 Әнди Йәһуниң башқа әмәллири һәм қилғанлириниң һәммиси, җүмлидин сәлтәнитиниң һәммә қудрити «Исраил падишалириниң тарих-тәзкирилири» дегән китапта пүтүлгән әмәсмиди?
35 Йәһу өз ата-бовилири арисида ухлиди вә Самарийәдә дәпнә қилинди. Андин оғли Йәһоаһаз униң орнида падиша болди. 36 Йәһуниң Исраилниң үстидә Самарийәдә сәлтәнәт қилған вақти жигирмә сәккиз жил еди.