19
Һәзәкия Худадин йол сорайду
2Тар. 32:20-21; Йәш. 37:1-38
Шундақ болдики, Һәзәкия буни аңлиғанда, кийим-кечәклирини житип, өзини бөз билән қаплап Пәрвәрдигарниң ибадәтханисиға кирди. У Һилқияниң оғли, ордини башқуридиған Елиаким, орда диванбеги Шәбна вә каһинларниң ақсақаллирини бөз қапланған пети Амозниң оғли Йәшая пәйғәмбәргә әвәтти. Йәш. 1:1
Улар униңға: —
Һәзәкия мундақ дәйду: —
«Балилар туғулай дәп қалғанда аниниң туққидәк һали қалмиғандәк, мошу күн аваричилик, рәсва қилинидиған, мазақ қилинидиған бир күнидур. Өз ғоҗайини болған Асурийә падишаси тирик Худани мазақ қилишқа әвәткән Раб-Шакәһниң мошу барлиқ гәплирини Пәрвәрдигар Худайиң нәзиригә елип тиңшиса, буларни аңлиған Пәрвәрдигар Худайиң шу гәпләр үчүн униң дәккисини берәрмекин? Шуңа қелип қалған қалдиси үчүн авазиңни көтирип, бир дуайиңни бәрсәң» — деди.
Шу гәпләр билән Һәзәкияниң хизмәткарлири Йәшаяниң алдиға кәлди. Йәшая уларға: —
«Ғоҗайиниңларға: — Пәрвәрдигар мундақ деди: —
«Асурийә падишасиниң чапармәнлириниң сән аңлиған әшу Маңа күпүрлүк қилғучи гәплиридин қорқма; Мана, Мән униңға бир роһни киргүзимән; шуниң билән у бир иғвани аңлап, өз жутиға қайтиду. Мән уни өз зиминида турғузуп қилич билән өлтүргүзимән» — дәңлар» — деди. «... Мән униңға бир роһни киргүзимән; шуниң билән у бир иғвани аңлап, өз жутиға қайтиду. Мән уни өз зиминида турғузуп қилич билән өлтүргүзимән» — Йәшаяниң мошу вәһийини диққәт билән оқусиңиз, у Һәзәкияниң (6-айәттики) тәливи бойичә дуа қилмай, бәлки беваситә хәвәрчиләргә җавап бәрди. Чүнки у аллибурун Асурийә тоғрилиқ нурғун бешарәтләрни қилған. Худа мошу пәйт-әһвал тоғрилиқ Исраилға уқтурған (мәсилән, «Йәш.» 10:5-21, 14:24-25ни көрүң). Бирақ Һәзәкия вә ордисидикиләр мошуларни вә униңдин башқа көргән карамәт мөҗизиләрни («Йәш.» 38-бапниму көрүң) пүтүнләй унтуп қалған охшайду.
Раб-Шакәһ өзи кәлгән йоли билән қайтип маңғанда, Асурийә падишасиниң Лақиш шәһиридин чекингәнлигини аңлап, Либнаһ шәһиригә қарши җәң қиливатқан падишаниң йениға кәлди. Чүнки падиша: «Мана, Ефиопийә падишаси Тирһакаһ сизгә қарши җәң қилмақчи болуп йолға чиқти» дегән хәвәрни аңлиған еди. Лекин у йәнә Һәзәкияға әлчиләрни мундақ хәт билән әвәтти: — «Ефиопийә падишаси Тирһакаһ сизгә қарши җәң қилмақчи болуп йолға чиқти» — бу иш әмәлийәт әмәс, һәмдә шу чағда мүмкин болмиған еди. Бирақ Худа Өзи әвәткүзгән «алдамчи роһ»ниң тәсири билән уни ишәндүргән.
10 «Силәр Йәһуда падишаси Һәзәкияға мундақ дәңарисалдилар: —
«Сән тайинидиған Худайиңниң саңа: «Йерусалим Асурийә падишасиниң қолиға тапшурулмайду» дегинигә алданма; 11 мана, сән Асурийә падишалириниң һәммә әл-жутларни немә қилғанлирини, уларни өз илаһ-бутлириға атап һалак қилғанлиғини аңлиғансән; әнди өзүң қутқузуламсән? «өз илаһ-бутлириға атап һалак қилиш» — бу дегәнлик ибраний тилида пәқәт бир сөз биләнла, йәни ««һарам» қилиш» яки ««һәрәм» қилиш» биләнла ипадилиниду. 12 Ата-бовилирим һалак қилған әлләрниң өз илаһ-бутлири уларни қутқузғанму? Гозан, Һаран, Рәзәф шәһиридикиләрничу, Телассарда турған Едәнләрничу? 13 Хамат падишаси, Арпад падишаси, Сәфарваим, Хена һәм Ивваһ шәһәрлириниң падишалири қени?»». «Хамат, Арпад, Сәфарваим, Хена вә Ивваһ» — мошу шәһәрләрниң бәзилириниң нәдә екәнлигини хәритидин көргили болиду, бәзилири бизгә бүгүнгә қәдәр намәлум.
14 Шуниң билән Һәзәкия хәтни әкәлгүчиләрниң қолидин елип оқуп чиқти. Андин у Пәрвәрдигарниң өйигә кирип, Пәрвәрдигарниң алдиға хәтни йейип қойди. 15 Вә Һәзәкия Пәрвәрдигарға дуа қилип мундақ деди: —
«И керублар оттурисида турған Пәрвәрдигар, Исраилниң Худаси: —
Сән Өзүңдурсән, җаһандики барлиқ әл-жутларниң үстидики Худа пәқәт Өзүңдурсән; асман-зиминни Яратқучисән. «керублар оттурисида турған» — муқәддәс ибадәтханидики әң ичкири өй, йәни «әң муқәддәс җай» дегән өйдә, Худаниң «рәһим көрситидиған орун-тәхти» («кафарәт тәхти») («рәһимгаһ») бар еди. Мошу орунда Худа Исраилниң алаһидә қурбанлиқлириниң қанлирини қобул қилатти. Орниниң икки тәрипиниң һәр биридә алтундин ясалған, тәхткә қаритилған бирдин «керуб» бар еди. Мусаниң дәвридин тартип Худаниң парлақ шан-шәриви сирлиқ һалда шу тәхтниң үстидә, йәни «керублар оттурисида» турған еди.
Керублар болса интайин күчлүк бир хил пәриштиләр болуп, Худаниң чиқарған һөкүм-җазалирини беҗириду.
«Керублар оттурисида турған» дегини, сән бизгә йеқинлашқан һәм бизгә рәһим көрсәтмәкчи болған Худасән» дегәнликтур.
16 И Пәрвәрдигар, қулиқиңни төвән қилип аңлиғайсән; көзүңни ачқайсән, и Пәрвәрдигар, көргәйсән; Сәннахерибниң адәм әвәтип мәңгү һаят Худани һақарәтләп ейтқан гәплирини аңлиғайсән! 17 И Пәрвәрдигар, Асурийә падишалири һәқиқәтән һәммә жутларни, шуларға беқинди болған жутларниму харабә қилип, «шуларға беқинди болған жутлар» — мошу ибарини сөзмусөз тәрҗимә қилғанда «беқинди» дегән сөз йоқ. Биз шәрһләш үчүн уни қоштуқ. 18 уларниң илаһ-бутлирини отқа ташливәткән; чүнки уларниң илаһлири илаһ әмәс, бәлки инсан қоли билән ясалғанлири, яғач вә таш, халас; шуңа асурийлар уларни һалак қилди. 19 Әнди, и Пәрвәрдигар Худайимиз, җаһандики барлиқ әл-жутларға Сениң, пәқәт Сениңла Пәрвәрдигар екәнлигиңни билдүрүш үчүн, бизни униң қолидин қутқузғайсән!».
20 Шуниң билән Амозниң оғли Йәшая Һәзәкияға сөз әвәтип мундақ деди: —
— Исраилниң Худаси Пәрвәрдигар мундақ дәйду: —
«Сениң Маңа Сәннахериб тоғрилиқ қилған дуайиңни аңлидим. 21 Пәрвәрдигарниң униңға қарита дегән сөзи шудурки: —
«Пак қиз, йәни Зионниң қизи сени кәмситиду,
Сени мазақ қилип күлиду;
Йерусалимниң қизи кәйниңгә қарап бешини чайқайду;
22 сән кимни мазақ қилип күпүрлүк қилдиң?
Сән кимгә қарши авазиңни көтирип,
Нәзириңни үстүн қилдиң?
Исраилдики Муқәддәс Болғучиға қарши! «күпүрлүк» — ким өзини Худаниң орнида қоюп, «һәммә ишни қилалаймән» десә, күпүрлүк қилған болиду, шундақла һаман бир күни жиқитилиду.
23 Әлчилириң арқилиқ сән Рәбни мазақ қилип; —
«Мән нурғунлиған җәң һарвулирим билән тағ чоққисиға,
Ливан тағ бағрилириға йетип кәлдимки,
Униң егиз кедир дәрәқлирини, есил қариғайлирини кесиветимән;
Мән униң әң чәт туралғусиға,
Униң әң бүк-барақсан орманзарлиғиға кирип житимән. «Униң әң бүк-барақсан орманзарлиғи» — бу айәттики «бүк-барақсан» дегән сөз ибраний тилида «кармәл» дегән сөз билән ипадилиниду. Кармәл болса Исраилниң әң мунбәт вә чирайлиқ җайи еди. Шуниң билән падишаниң «униң «Кармәл» орманзарлиғиға киримән» дегини «униң (Ливанниң) әң чирайлиқ җайиға (һеч тосалғусиз) баримән» дегәндәк по атидиған мәнини ипадиләйтти. Ливанда «Кармәл» дегән җай йоқ.
24 Өзүм қудуқ колап яқа жутниң сүйини ичтим;
Путумниң учидила мән Мисирниң барлиқ дәрия-өстәңлирини қурутивәттим — дедиң. «... Путумниң учидила мән Мисирниң барлиқ дәрия-өстәңлирини қурутивәттим» — жуқуриқи 22-айәттә падиша өзиниң тәс ишларни қилалайдиғанлиғини, мәсилән Ливан районидики әң жуқури тағларға чиқалайдиғанлиғини (көчмә мәнаси, бәлким алийҗанап, күчлүк падишалардин үстүнлүккә еришидиғанлиғини көрситиду), әң есил нәрсиләргә еришидиғанлиғини тәсвирләйду. Мошу 24-айәттики «путум... қурутивәттим» дегини, деханниң пути биләнла топини иштирип ериқни тосуп, суни қурутивәткинидәк, «Мән халисамла наһайити асанла һәр қандақ ишни қилалаймән, һәтта Нил дәриясиниму қурутиветәләймән» дегән мәнмәнликни билдүрмәкчи.
25 — Сән шуни аңлап бақмиғанмидиң?
Узундин буян Мән шуни бекиткәнмәнки,
Қедимдин тартип шәкилләндүргәнмәнки,
Һазир уни әмәлгә ашурдумки,
Мана, сән қәлъә-қорғанлиқ шәһәрләрни харабиләргә айландурдуң;
26 Шуниң билән у йәрдә туруватқанлар күчсизлинип,
Йәргә қаритип қоюлди, шәрмәндә қилинди;
Улар өсиватқан от-чөптәк,
Юмран көк чөпләрдәк,
Өгүздики от-чөпләр өсмәй қуруп кәткәндәк болди. «өгүздики от-чөпләр...» — бу дегәнликниң башқа хил тәрҗимилирини учритиш мүмкин.
27 Бирақ сениң олтарғиниңни, орнуңдин турғиниңни, чиқип-киргиниңни вә Маңа қарши ғалҗирлишип кәткиниңни билимән;
28 Сениң Маңа қарши ғалҗирлишип кәткәнлигиңниң, һакавурлишип кәткәнлигиңниң қулиқимға йәткәнлиги түпәйлидин,
Мән қармиғимни бурниңдин өткүзимән,
Жүгинимни ағзиңға салимән,
Вә өзүң кәлгән йол билән сени қайтуримән. «Мән қармиғимни бурниңдин өткүзимән, жүгинимни ағзиңға салимән...» — Асурийә падишалири мошундақ рәһимсиз йол билән әсирләрни ялап маңатти.
29 И Һәзәкия, шу иш саңа аламәт бешарәт болидуки,
Мошу жили өзлүгидин өскән,
Иккинчи жили шулардин чиққанларму силәрниң рисқиңлар болиду;
Үчинчи жили болса терийсиләр, орисиләр, үзүм көчәтлирини тикисиләр;
Улардин чиққан мевиләрни йәйсиләр. «Мошу жили өзлүгидин өскән, иккинчи жили шулардин чиққанларму силәрниң рисқиңлар болиду; үчинчи жили болса терийсиләр, орисиләр, үзүм көчәтлирини тикисиләр; улардин чиққан мевиләрни йәйсиләр» — мошу мөҗизә ишәш-етиқатни күчәйтиш үчүн һәм хәлиқни қутқузуш үчүн берилгән. Уруш вақтида териқчилиқ қилиш мүмкин әмәс; Асурийә қошуни кәткәндин кейинки жилидиму, қошунидин қелип қалғанлири паракәндичилик қилиши мүмкин еди. Шуңа мөҗизә үчинчи жилғичә созулиду.
«Үзүм көчәтлирини тикисиләр... мевисини йәйсиләр» дегән вәдә, течлиқ мәзгилниң узун болидиғанлиғини көрситиду (үзүм таллирини өстүрүшкә узун вақит кетиду, әлвәттә).
Кишиләрниң Асурийә қошунлириниң туюқсиз чекинишини «тәсадипийлиқтин» демәслиги үчүн, бу иккинчи мөҗизә берилди. Шундақтиму, мәзкур «Падишаһлар» дегән китапқа қариғанда, хәлиқләр йәнила икки мөҗизини тезла унтуйду, Худаға вапасизлиқ қиливериду.
30 Йәһуда җәмәтиниң қечип қутулған қалдиси болса йәнә төвәнгә қарап йилтиз тартиду,
Жуқириға қарап мевә бериду;
31 Чүнки Йерусалимдин бир қалдиси,
Зион теғидин қечип қутулғанлар чиқиду;
Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигарниң отлуқ муһәббити мошуни ада қилиду.
32 Шуңа, Пәрвәрдигар Асурийә падишаси тоғрилиқ мундақ дәйду: —
У нә мошу шәһәргә йетип кәлмәйду,
Нә униңға бир тал оқму атмайду;
Нә қалқанни көтирип алдиға кәлмәйду,
Нә униңға қарита қашаларниму ясимайду.
33 У қайси йол билән кәлгән болса,
У йол билән қайтиду вә мошу шәһәргә кәлмәйду — дәйду Пәрвәрдигар,
34 — Чүнки Өзүм үчүн вә Мениң қулум Давут үчүн уни әтрапидики сепилдәк қоғдап қутқузимән». 2Пад. 20:6
35 Шу кечә шундақ болдики, Пәрвәрдигарниң Пәриштиси чиқип, Асурийәликләрниң баргаһида бир йүз сәксән бәш миң әскәрни урди; мана, кишиләр әтигәндә орнидин турғанда, уларниң һәммисиниң өлгәнлигини көрди! «Пәрвәрдигарниң Пәриштиси» — Тәврат дәвридә интайин алаһидә шәхс еди. Бәзи ишларда у Худаниң орнида көрүнәтти (мәсилән, Тәвраттики «Яр.» 18-бапни көрүң). «Тәбирләр»ниму көрүң.   Йәш. 37:36
36 Шуңа Асурийә падишаси Сәннахериб чекинип, йолға чиқип, Нинәвә шәһиригә қайтип турди. 37 Вә шундақ болдики, у өз бути Нисроқниң бутханисида униңға чоқунуватқанда, оғуллири Адраммәләк һәм Шарезәр уни қиличлап өлтүрүвәтти; андин улар болса Арарат дегән жутқа қечип кәтти. Униң оғли Есарһаддон униң орнида падиша болди. «У өз бути Нисроқниң бутханисида униңға чоқунуватқанда, оғуллири Адраммәләк һәм Шарезәр уни қиличлап өлтүрүвәтти» — мошу вақиә Сәннахериб Исраилдин чекиништин 20 жил кейин (миладийәдин илгәрки 681-жили) болди.   2Тар. 32:21; Йәш. 37:38
 
 

19:2 Йәш. 1:1

19:7 «... Мән униңға бир роһни киргүзимән; шуниң билән у бир иғвани аңлап, өз жутиға қайтиду. Мән уни өз зиминида турғузуп қилич билән өлтүргүзимән» — Йәшаяниң мошу вәһийини диққәт билән оқусиңиз, у Һәзәкияниң (6-айәттики) тәливи бойичә дуа қилмай, бәлки беваситә хәвәрчиләргә җавап бәрди. Чүнки у аллибурун Асурийә тоғрилиқ нурғун бешарәтләрни қилған. Худа мошу пәйт-әһвал тоғрилиқ Исраилға уқтурған (мәсилән, «Йәш.» 10:5-21, 14:24-25ни көрүң). Бирақ Һәзәкия вә ордисидикиләр мошуларни вә униңдин башқа көргән карамәт мөҗизиләрни («Йәш.» 38-бапниму көрүң) пүтүнләй унтуп қалған охшайду.

19:9 «Ефиопийә падишаси Тирһакаһ сизгә қарши җәң қилмақчи болуп йолға чиқти» — бу иш әмәлийәт әмәс, һәмдә шу чағда мүмкин болмиған еди. Бирақ Худа Өзи әвәткүзгән «алдамчи роһ»ниң тәсири билән уни ишәндүргән.

19:11 «өз илаһ-бутлириға атап һалак қилиш» — бу дегәнлик ибраний тилида пәқәт бир сөз биләнла, йәни ««һарам» қилиш» яки ««һәрәм» қилиш» биләнла ипадилиниду.

19:13 «Хамат, Арпад, Сәфарваим, Хена вә Ивваһ» — мошу шәһәрләрниң бәзилириниң нәдә екәнлигини хәритидин көргили болиду, бәзилири бизгә бүгүнгә қәдәр намәлум.

19:15 «керублар оттурисида турған» — муқәддәс ибадәтханидики әң ичкири өй, йәни «әң муқәддәс җай» дегән өйдә, Худаниң «рәһим көрситидиған орун-тәхти» («кафарәт тәхти») («рәһимгаһ») бар еди. Мошу орунда Худа Исраилниң алаһидә қурбанлиқлириниң қанлирини қобул қилатти. Орниниң икки тәрипиниң һәр биридә алтундин ясалған, тәхткә қаритилған бирдин «керуб» бар еди. Мусаниң дәвридин тартип Худаниң парлақ шан-шәриви сирлиқ һалда шу тәхтниң үстидә, йәни «керублар оттурисида» турған еди. Керублар болса интайин күчлүк бир хил пәриштиләр болуп, Худаниң чиқарған һөкүм-җазалирини беҗириду. «Керублар оттурисида турған» дегини, сән бизгә йеқинлашқан һәм бизгә рәһим көрсәтмәкчи болған Худасән» дегәнликтур.

19:17 «шуларға беқинди болған жутлар» — мошу ибарини сөзмусөз тәрҗимә қилғанда «беқинди» дегән сөз йоқ. Биз шәрһләш үчүн уни қоштуқ.

19:22 «күпүрлүк» — ким өзини Худаниң орнида қоюп, «һәммә ишни қилалаймән» десә, күпүрлүк қилған болиду, шундақла һаман бир күни жиқитилиду.

19:23 «Униң әң бүк-барақсан орманзарлиғи» — бу айәттики «бүк-барақсан» дегән сөз ибраний тилида «кармәл» дегән сөз билән ипадилиниду. Кармәл болса Исраилниң әң мунбәт вә чирайлиқ җайи еди. Шуниң билән падишаниң «униң «Кармәл» орманзарлиғиға киримән» дегини «униң (Ливанниң) әң чирайлиқ җайиға (һеч тосалғусиз) баримән» дегәндәк по атидиған мәнини ипадиләйтти. Ливанда «Кармәл» дегән җай йоқ.

19:24 «... Путумниң учидила мән Мисирниң барлиқ дәрия-өстәңлирини қурутивәттим» — жуқуриқи 22-айәттә падиша өзиниң тәс ишларни қилалайдиғанлиғини, мәсилән Ливан районидики әң жуқури тағларға чиқалайдиғанлиғини (көчмә мәнаси, бәлким алийҗанап, күчлүк падишалардин үстүнлүккә еришидиғанлиғини көрситиду), әң есил нәрсиләргә еришидиғанлиғини тәсвирләйду. Мошу 24-айәттики «путум... қурутивәттим» дегини, деханниң пути биләнла топини иштирип ериқни тосуп, суни қурутивәткинидәк, «Мән халисамла наһайити асанла һәр қандақ ишни қилалаймән, һәтта Нил дәриясиниму қурутиветәләймән» дегән мәнмәнликни билдүрмәкчи.

19:26 «өгүздики от-чөпләр...» — бу дегәнликниң башқа хил тәрҗимилирини учритиш мүмкин.

19:28 «Мән қармиғимни бурниңдин өткүзимән, жүгинимни ағзиңға салимән...» — Асурийә падишалири мошундақ рәһимсиз йол билән әсирләрни ялап маңатти.

19:29 «Мошу жили өзлүгидин өскән, иккинчи жили шулардин чиққанларму силәрниң рисқиңлар болиду; үчинчи жили болса терийсиләр, орисиләр, үзүм көчәтлирини тикисиләр; улардин чиққан мевиләрни йәйсиләр» — мошу мөҗизә ишәш-етиқатни күчәйтиш үчүн һәм хәлиқни қутқузуш үчүн берилгән. Уруш вақтида териқчилиқ қилиш мүмкин әмәс; Асурийә қошуни кәткәндин кейинки жилидиму, қошунидин қелип қалғанлири паракәндичилик қилиши мүмкин еди. Шуңа мөҗизә үчинчи жилғичә созулиду. «Үзүм көчәтлирини тикисиләр... мевисини йәйсиләр» дегән вәдә, течлиқ мәзгилниң узун болидиғанлиғини көрситиду (үзүм таллирини өстүрүшкә узун вақит кетиду, әлвәттә). Кишиләрниң Асурийә қошунлириниң туюқсиз чекинишини «тәсадипийлиқтин» демәслиги үчүн, бу иккинчи мөҗизә берилди. Шундақтиму, мәзкур «Падишаһлар» дегән китапқа қариғанда, хәлиқләр йәнила икки мөҗизини тезла унтуйду, Худаға вапасизлиқ қиливериду.

19:34 2Пад. 20:6

19:35 «Пәрвәрдигарниң Пәриштиси» — Тәврат дәвридә интайин алаһидә шәхс еди. Бәзи ишларда у Худаниң орнида көрүнәтти (мәсилән, Тәвраттики «Яр.» 18-бапни көрүң). «Тәбирләр»ниму көрүң.

19:35 Йәш. 37:36

19:37 «У өз бути Нисроқниң бутханисида униңға чоқунуватқанда, оғуллири Адраммәләк һәм Шарезәр уни қиличлап өлтүрүвәтти» — мошу вақиә Сәннахериб Исраилдин чекиништин 20 жил кейин (миладийәдин илгәрки 681-жили) болди.

19:37 2Тар. 32:21; Йәш. 37:38