8
Қочқар билән текә һәққидә ғайипанә көрүнүш
Падиша Бәлшазар тәхткә олтирип үчинчи жили, мәнки Даниял иккинчи бир ғайипанә аламәтни көрдүм. «Падиша Бәлшазар тәхткә олтирип үчинчи жили...» — 8-бап, 1-айәттин башлап китапниң қалған қисминиң һәммиси арамий тилида әмәс, ибраний тилида йезилған. Ғайипанә көрүнүштә, өзүмни Елам өлкисидики Шушан қәлъәсидә көрдүм. Көрүнүштә мән Улай чоң өстиңи бойида едим.
Бешимни көтирип қарисам, икки мүңгүзи бар бир қочқарниң чоң өстәң алдида турғанлиғини көрдүм. Униң мүңгүзи егиз болуп, бир мүңгүз йәнә биридин егиз еди; егизрәк болған мүңгүз йәнә бирисидин кейинрәк өсүп чиққан еди. Мән қочқарниң ғәрип, шимал вә җәнуп тәрәпләргә үсүватқинини көрдүм. Һеч қандақ һайван униңға тәң келәлмәйтти вә һеч ким һеч кимни униң чаңгилидин қутқузалмайтти. У немә қилишни халиса, шуни қилатти, барғансери һәйвәтлик болуп кетивататти.
Мән бу тоғрилиқ ойлавататтим, мана, ғәрип тәрәптин бир текә путлири йәргә тәгмигән һалда пүтүн җаһанни кезип жүгүрүп кәлди. Униң икки көзи арисиға көрүнәрлик чоң бир мүңгүз өсүп чиққан еди. У мән дәсләп көргән һелиқи өстәң бойида турған икки мүңгүзлүк қочқарға қарап қәһри билән шиддәтлик етилди. Мән униң қочқарға йеқин келип, ғәзәп билән қочқарни үсүп икки мүңгүзини сундуривәткәнлигини көрдүм. Қочқарниң қаршилиқ көрсәткидәк мадари қалмиған еди, текә уни йәргә жиқитип, дәссәп-чәйлиди, текиниң чаңгилидин уни қутқузивалидиған адәм чиқмиди.
Текә барғансери һәйвәтлик болуп кәтти; лекин у хелә күчийип болғанда, чоң мүңгүзи сунуп чүшүп, әслидики җайидин асмандики төрт шамалға қарап туридиған, көзгә көрүнәрлик төрт мүңгүз өсүп чиқти.
Бу төрт мүңгүзниң ичидики биридин йәнә бир мүңгүз өсүп чиқти. У кичик мүңгүз өсүп интайин һәйвәтлик болди, җәнуп, шәриқ тәрәпләргә вә «гөзәл зимин»ға қарап тәсир күчини кеңәйтти. «гөзәл зимин» — Қанаан зимини (Пәләстин). Ибраний тилида «гөзәлликниң зимини» дейилиду. 10 У интайин һәйвәтлик болуп, һәтта самавий қошундикиләргә һуҗум қилғидәк дәриҗигә йәтти, самавий қошундикиләрдин вә юлтузлардин бир мунчисини йәргә ташлап, уларниң үстигә дәссиди 11 (у толиму мәғрурлинип, һәтта самавий қошунниң Сәрдари билән тәң болмақчи болуп, ибадәтханида Сәрдарға атап күндилик қурбанлиқ сунушни әмәлдин қалдурди, һәмдә Сәрдарниң ибадәтханисидики «муқәддәс җай»ни вәйран қиливәтти. «күндилик қурбанлиқ» — Худаниң Муса пәйғәмбәр арқилиқ чүшүргән емри билән ибадәтханида һәр күни әтигәндә вә кәчтә бир қоза «көйдүрмә қурбанлиқ» қилиниши керәк. Бу қурбанлиқни болса Исраил үчүн әң асаслиқ қурбанлиқ дегили болиду.
«Сәрдарниң ибадәтханиси» — бу Пәрвәрдигарниң Иерусалимдики ибадәтханисини көрситиду, әлвәттә. Мошу ибаридин «Самавий қошунниң Сәрдари»ниң «Пәрвәрдигарниң Пәриштиси» икәнликини көргили болиду. «Пәрвәрдигарниң Пәриштиси» Мәсиһниң дуняға келишидин бурунқи бир салаһитидур. «Пәрвәрдигарниң Пәриштиси» тоғрилиқ изаһатлиримизни көрүң.
12 Асийлиқ түпәйлидин Худаниң хәлқи вә күндилик қурбанлиқ чоң мүңгүзгә тапшурулиду). У һәқиқәтни аяқ асти қилиду; униң барлиқ ишлири наһайити оңушлуқ болди. «Асийлиқ» — бизнңчә «асийлиқ» мошу йәрдә бәлким «кичик мүңгүз» (йәнә дәҗҗал)ниң асийлиқини көрсәтсә керәк (13-айәтни көрүң). Бу сөз йәнә Худаниң Өз хәлқиниң асийлиқини көрситиши мумкин.
«Худаниң хәлқи» — ибраний тилида «қошун».
13 Кәйнидин, бир муқәддәс пәриштиниң сөз қилғанлиғини аңлидим, шуниң билән йәнә бир муқәддәс пәриштә сөз қилған пәриштидин:
— Ғайипанә аламәттә көрүнгән бу вақиәләр, йәни «вәйран қилғучи» асийлиқ, күндилик қурбанлиқниң әмәлдин қалдурулуши, һәмдә муқәддәс ибадәтханидики «муқәддәс җай»ниң һәм Худаниң хәлқиниң аяқ асти қилиниши қанчилик вақит давамлишиду? — дәп сориғанлиғини аңлидим. «Ғайипанә аламәттә көрүнгән бу вақиәләр, йәни «вәйран қилғучи» асийлиқ, күндилик қурбанлиқниң әмәлдин қалдурулуши» — бу ««вәйран қилғучи» асийлиқ» болса дәл «Сәрдарға атап күндилик қоза қурбанлиқ сунушни әмәлдин қалдуруш» (11-айәт) һәмдә униң орниға интайин жиркиничлик бир хил бут селиш. 9-бап, 26-27-айәт, 11баб -36-39-айәтниму көрүң). 14 Һелиқи пәриштә маңа җававән:
— Бу ишлар икки миң үч йүз кечә-күндүз давамлишиду. Бу мәзгилдин кейин муқәддәс ибадәтханидики «муқәддәс җай» пакизлинип әслигә кәлтүрүлиду, — деди. «пакизлинип әслигә кәлтүрүлиду» — ибраний тилида «тоғра қилиниду» яки «һәққаний қилиниду» дегән сөз билән ипадилиниду.
 
Пәриштә Җәбраилниң ғайипанә аламәтни чүшәндүрүши
15 Бу ғайипанә көрүнүшни көргәндин кейин, мәнки Даниял униң мәнасини ойлаватқинимда, мана, алдимда адәмниң қияпитидә бириси пәйда болуп өрә турди. 16 Улай өстиңиниң оттурисидин:
— Әй Җәбраил, бу адәмгә ғайипанә аламәтни чүшәндүрүп бәр, — дегән бир адәмниң күчлүк авазини аңлидим. Дан. 9:21; Луқа 1:26
17  Җәбраил йенимға кәлди. Кәлгәндә, мән наһайити қорқуп кетип йәргә жиқилип дүм чүштүм. У маңа:
— Әй инсан оғли, сән шуни чүшинишиң керәкки, бу ғайипанә аламәт ахир заман тоғрисидидур, — деди.
18 У гәп қиливатқанда мән беһош һалда йәрдә дүм ятаттим. Лекин у маңа шундақ бир йеник тегипла мени турғузди вә маңа мундақ деди: —
19 «Мән һазир саңа Худаниң ғәзиви кәлгән мәзгилдә кейинки ишларниң қандақ болидиғанлиғини көрситип берәй. Чүнки бу ғайипанә аламәт заманларниң бекитилгән ахирқи нуқтиси тоғрисидидур. 20 Сән көргән икки мүңгүзлүк қочқар Медиа билән Парс падишалирини көрситиду. 21 Явайи текә болса Гретсийә падишалиғи болуп, көзиниң оттурисидки көзгә көрүнәрлик мүңгүз болса, униң биринчи падишасидур. «Явайи текә болса Гретсийә падишалиғи болуп, ...» — ибраний тилида «Явайи текә болса Гретсийә падишаси болуп, ...».
22 У мүңгүз сунуп кәткәндин кейин орнидин өсүп чиққан һелиқи төрт мүңгүз бу әлниң төрт падишалиққа бөлүнидиғанлиғини көрситиду. Бирақ уларниң күчи биринчи падишалиққа йәтмәйду. 23 Бу падишалиқларниң ахирқи мәзгилидә, асийлиқ қилғучиларниң гунайи тошуши билән толиму номуссиз, чигиш мәсилиләрни бир тәрәп қилалайдиған бир падиша мәйданға чиқиду. «чигиш мәсилиләрни бир тәрәп қилалайдиған бир падиша...» — башқа бир хил тәрҗимиси: «хелә сүйқәстчи бир падиша ...». 24 Униң күчи хелә зор болиду, лекин әмәлийәттә бу күч өзлүгидин чиқмайду; у мисли көрүлмигән вәйранчилиқни кәлтүрүп чиқириду. Униң ишлири җәзмән оңушлуқ болуп, немини халиса шуни қилалайду. У күчлүкләрни вә Худаниң муқәддәс мөмин хәлқини йоқитиду. 25 Өз устатлиғи билән униң назарити астида һәр қандақ һейлә-микирлик хелә ронақ тапиду. У көңлидә тәкәббурлишип өзини чоң тутиду; башқиларниң өзлирини бехәтәр һес қилған вақтидин пайдилинип туюқсиз зәрб қилип нурғун кишиләрни һалак қилиду; у һәтта очуқтин очуқ «Әмирләрниң Әмри»гә қарши чиқиду. Лекин у ахирда инсанларниң қолисиз һалак қилиниду.
26 Саңа аян қилинған, ахшамдин әтигәнгичә давамлашқан бу ғайипанә аламәт әмәлгә ашмай қалмайду. Лекин сән уни вақтинчә мәхпий тут. Чүнки у көп күнләр кейинки кәлгүси һәққидидур».
27 Мәнки Даниял мағдурумдин қелип, бир нәччә күн ағрип йетип қалдим. Кейин орнумдин туруп йәнила падишаниң ишлирида болдум. Лекин бу ғайипанә аламәт көңлүмни паракәндә қиливәткән еди. Униң мәнасини йешәләйдиған адәм йоқ еди. «Униң (ғайипанә аламәтниң) мәнасини йешәләйдиған адәм йоқ еди» — 8-баптики бешарәтләр тоғрисида «қошумчә сөз»имизни көрүң.
 
 

8:1 «Падиша Бәлшазар тәхткә олтирип үчинчи жили...» — 8-бап, 1-айәттин башлап китапниң қалған қисминиң һәммиси арамий тилида әмәс, ибраний тилида йезилған.

8:9 «гөзәл зимин» — Қанаан зимини (Пәләстин). Ибраний тилида «гөзәлликниң зимини» дейилиду.

8:11 «күндилик қурбанлиқ» — Худаниң Муса пәйғәмбәр арқилиқ чүшүргән емри билән ибадәтханида һәр күни әтигәндә вә кәчтә бир қоза «көйдүрмә қурбанлиқ» қилиниши керәк. Бу қурбанлиқни болса Исраил үчүн әң асаслиқ қурбанлиқ дегили болиду. «Сәрдарниң ибадәтханиси» — бу Пәрвәрдигарниң Иерусалимдики ибадәтханисини көрситиду, әлвәттә. Мошу ибаридин «Самавий қошунниң Сәрдари»ниң «Пәрвәрдигарниң Пәриштиси» икәнликини көргили болиду. «Пәрвәрдигарниң Пәриштиси» Мәсиһниң дуняға келишидин бурунқи бир салаһитидур. «Пәрвәрдигарниң Пәриштиси» тоғрилиқ изаһатлиримизни көрүң.

8:12 «Асийлиқ» — бизнңчә «асийлиқ» мошу йәрдә бәлким «кичик мүңгүз» (йәнә дәҗҗал)ниң асийлиқини көрсәтсә керәк (13-айәтни көрүң). Бу сөз йәнә Худаниң Өз хәлқиниң асийлиқини көрситиши мумкин. «Худаниң хәлқи» — ибраний тилида «қошун».

8:13 «Ғайипанә аламәттә көрүнгән бу вақиәләр, йәни «вәйран қилғучи» асийлиқ, күндилик қурбанлиқниң әмәлдин қалдурулуши» — бу ««вәйран қилғучи» асийлиқ» болса дәл «Сәрдарға атап күндилик қоза қурбанлиқ сунушни әмәлдин қалдуруш» (11-айәт) һәмдә униң орниға интайин жиркиничлик бир хил бут селиш. 9-бап, 26-27-айәт, 11баб -36-39-айәтниму көрүң).

8:14 «пакизлинип әслигә кәлтүрүлиду» — ибраний тилида «тоғра қилиниду» яки «һәққаний қилиниду» дегән сөз билән ипадилиниду.

8:16 Дан. 9:21; Луқа 1:26

8:21 «Явайи текә болса Гретсийә падишалиғи болуп, ...» — ибраний тилида «Явайи текә болса Гретсийә падишаси болуп, ...».

8:23 «чигиш мәсилиләрни бир тәрәп қилалайдиған бир падиша...» — башқа бир хил тәрҗимиси: «хелә сүйқәстчи бир падиша ...».

8:27 «Униң (ғайипанә аламәтниң) мәнасини йешәләйдиған адәм йоқ еди» — 8-баптики бешарәтләр тоғрисида «қошумчә сөз»имизни көрүң.