□8:2 «болупму Худа алдида ичкән қәсәм түпәйлидин шундақ қилғин» — бу қәсәм падишаниң Худа алдида ичкән қәсими (адил, бетәрәп болуш үчүн) болса керәк; бәзи алимлар, қәсәм пухраларниңки (падишаға садиқ болуш үчүн), дәп қарайду.
□8:3 «Униң падишаниң алдидин чиқип кетишкә алдирима» — бу сөз бәлким падишаға қарши чиқиш, яки униңдин рази болмаслиқ тоғрилиқ бир агаһландуруш болуши мүмкин. «яман бир дәвани қоллашта чиң турма» — башқа бир хил тәрҗимиси: «(падишаниң) иши саңа еғир кәлсиму ада қилишни кечиктүрмә».
□8:9 «Буларниң һәммисини көрүп чиқтим,... уларға зиян йәткүзидиған мошу вақитқа көңүл қойдум» — бу айәтниң башқа бир нәччә хил тәрҗимиси: «Буларниң һәммисини көрүп чиқтим, шундақла қуяш астида қилинған һәр бир ишқа көңүл қойдум; адәмниң адәм үстигә һоқуқ тутушиниң өзигә зиян йәткүзидиған вақти бар» яки «Буларниң һәммисини көрүп чиқтим, шундақла қуяш астида қилинған һәр бир ишқа көңүл қойдум; адәмниң адәм үстигә һоқуқ тутушиниң уларға (башқа адәмләргә) зиян йәткүзидиған вақти бар».
□8:10 «...шу шәһәр ичидә махтилиду» — бәзи қедимки көчүрүлмилиридә: «махтилиду» дегәнниң орнида «унтулиду» дегән сөз тепилиду. Биз алған нусха алди-кәйни сөзләргә бағлиққу дәймиз.
□8:12 «Гунакар ... күнлирини узартсиму» — бәзи гунакар мәлум җәһәттин ейтқанда, пули яки башқа амалиға тайинип, «күнлирини узартиду». Бу әһвал вақитлиқ, әлвәттә.
■8:12 Зәб. 36:7-12, 18-20; Пәнд. 1:33; Йәш. 3:10
□8:13 «...униң күнлири сайидәк тезла өтүп, күнлири узартилмайду» — йәнә бир хил тәрҗимиси: «...у күнләрни сайини узартқандәк узартмайду».
■8:15 Топ. 2:24; 3:12, 22; 5:18; 9:7
□8:16-17 «көңлүмни даналиқни вә йәр йүзидә қилинған ишларни билип йетиш үчүн қойғанда... әмәлийәттә у уни билип йәтмәйду» — оқурмәнләр бу икки айәтниң бир нәччә башқа хил тәрҗимилирини учритиши мүмкин.