15
Мусаниң Худаға мәдһийә оқуши
Шу чағда Муса билән Исраиллар Пәрвәрдигарға мәдһийә оқуп муну күйни ейтти: —
«Мән Пәрвәрдигарни мәдһийиләп күй ейтай,
Чүнки У карамәт улуқлуғини көрсәтти;
У ат вә мингүчини деңизға ташливәтти. «У карамәт улуқлуғини көрсәтти» — яки «У шанлиқ ғәлибә қучти».   Зәб. 105:12
Мениң күчүм һәм мениң күйүм Яһ Өзидур;
У маңа ниҗат болди;
У мениң Тәңримдур, мән Уни улуқлаймән;
У мениң атамниң Худасидур, мән Уни алий дәп мәдһийиләймән. «Яһ» —Мошу тәрҗимидә биз Худаниң «Яһвәһ» яки «Йәһоваһ» дегән намини «Пәрвәрдигар» дәп тәрҗимә қилдуқ. «Яһ» болса «Яһвәһ» дегән бу исминиң қисқартилған шәклидур.   Зәб. 17:3; Зәб. 117:14; Йәш. 12:2
Пәрвәрдигар җәңчидур,
Яһвәһ Униң намидур. «Яһвәһ» —Мошу тәрҗимидә биз Худаниң «Яһвәһ» яки «җәһоваһ» дегән намини адәттә «Пәрвәрдигар» дәп тәрҗимә қилдуқ. Мәнаси «Әзәлдин Болғучи». 3:13-14 вә изаһатни көрүң.
Пирәвнниң җәң һарвулирини һәм қошунлирини деңизға ташливәтти;
Униң алий ләшкәр башлиқлири Қизил Деңизда ғәриқ қилинди.
Чоңқур сулар уларни көмүвәтти,
Улар худди таштәк деңиз тегигә чөкүп кәтти. Нәһ. 9:11
Сениң оң қолуң, әй Пәрвәрдигар,
Қудрити билән шан-шәрәп тапти;
Сениң оң қолуң, әй Пәрвәрдигар,
Дүшмәнни кукум-талқан қиливәтти. Зәб. 117:15,16
Өз улуқлуғуңниң һәйвиси билән өзүңгә қарши чиққанларни набут қилдиң,
Сән отлуқ ғәзивиңни әвәттиң,
У саманни көйдүргән оттәк уларни жутувәтти.
Димиғиңниң нәпәси билән сулар дөң болуп өрлиди,
Җушқунлиған долқунлар дөң кәби тик турди,
Деңизниң оттурисидики чоңқур сулар қатуруп қоюлди. «Димиғиңниң нәпәси билән» — яки «қәһриңниң роһи билән».   Йәш. 63:12,13; Һаб. 3:10
Дүшмән деди: «Мән уларни қоғлаймән, йетишимән, олҗа елип үләштүримән,
Улардин дәрдимни чиқиримән,
Қиличимни суғуруп, өз қолум билән уларни набут қилимән».
10 Лекин Сән нәпәсиң билән пүвлидиң,
Деңиз уларни көмүвәтти;
Улар җушқунлуқ суларда қоғушундәк чөкүп кәтти. Зәб. 73:13; 105:11
11 Илаһларниң арисида, әй Пәрвәрдигар,
Ким Сениң тәңдишиң болсун?
Пак-муқәддәслик ичидә Өз һәйвитиңни көрситидиған,
Һәмд-мәдһийиләр арисида дәһшәтлик туридиған,
Мөҗизә-карамәт яритидиған,
Сәндәк ким болсун?
12 Сән оң қолуңни узитишиң билән,
Йәр-зимин уларни жутувәтти.
13 Лекин Өзүңгә һәмҗәмәт қилип қутқузған қовмни рәһимдиллиғиң билән башлап чиқтиң;
Сән уларни Өз муқәддәс маканиңға қудритиң билән һидайәт қилип йетәклидиң. «һәмҗәмәт қилип қутқузған» — мошу ибарә ибраний тилида «даал» дегән бир пеил биләнла ипадилиниду. Бу пеил тоғрилиқ «Тәбирләр» вә «Аюп» 19:25 вә изаһатиниму көрүң. «Өз муқәддәс маканиңға» — ибраний тилида «Өз муқәддәслигиңниң маканиға».
14 Ят хәлиқләр буни аңлап, титришип кәтти;
Филистийәдә туруватқанларни толғақтәк азап тутти.
15 Андин Едомниң әмирлири дәккә-дүккигә чүшти;
Моабниң палванлирини болса, раса титрәк басти;
Қанаан зиминидикиләрниң жүриги су болуп ақти; Қан. 2:4
16 Қорқунуч вә дәһшәт уларни басти;
Билигиңниң һәйвити билән улар худди таштәк мидирлалмай қалди;
Хәлқиң өтүп кәткичә, и Пәрвәрдигар,
Өзүң рәнә төләп һөр қилған хәлқиң өтүп болғичә. «Өзүң рәнә төләп һөр қилған хәлқиң» — бу уқум жуқуриқи 13-айәттики «Сән һәмҗәмәт қилип қутқузған... хәлқиң» дегән уқумға йеқиндур. «... Өзүң рәнә төләп һөр қилған хәлқиң өтүп болғичә» — бу айәт бешарәт болуп: (1) Қанаандики хәлиқ вә Моабтики аһалиләр Худаниң хәлқиниң Мисирдин чиққинини аңлап улардин интайин қорқиду («Йә.» 2:8-11ни көрүң); (2) кейинки күнләрдә Исраил Қанаан зиминини егиләшкә Иордан дәриясидин «өтиду». Бу иш болғичә һеч қандақ башқа әл-милләт уларниң йолини тосувалалмайду (17-айәтни көрүң).   Қан. 2:25; 11:25; Йә. 2:9
17 Уларни башлап кирип,
Өз мирасиң болған тағда көчәттәк тикисән,
Өз маканиң қилған җайға, и Пәрвәрдигар,
Өз қоллириң тәйярлиған муқәддәс җайға, и Рәб, уларни елип барисән.
18 Пәрвәрдигар әбәдил-әбәткичә падиша болуп һөкүм сүриду!
19 Чүнки Пирәвнниң атлири,
Җәң һарвулири атлиқлири билән биллә деңизға кирип болди;
Пәрвәрдигар деңизниң сулирини уларниң үстигә яндурди,
Лекин Исраиллар болса деңизниң оттурисидин қуруқ йәрдин меңип өтүп кәтти». «...қуруқ йәрдин меңип өтүп кәтти» — бәзи тәрҗимиләрдә Мусаниң бу шеири 18-айәт билән тохтайду.
20 Андин Һарунниң һәдиси пәйғәмбәр Мәрйәм қолиға дапни алди, барлиқ қиз-аялларму қолиға дап елип, уссул ойнишип униңға әгәшти. 1Сам. 18:6
21 Мәрйәм уларға җававән мундақ күйни оқуди: —
«Пәрвәрдигарни мәдһийиләп күй ейтиңлар,
Чүнки У зор улуқлуғини көрсәтти;
У ат вә мингүчини деңизға ташливәтти!». «У зор улуқлуғини көрсәтти» — яки «У шанлиқ ғәлибә қучти».
 
Худа хәлиқни синайду — Мараһтики аччиқ су
22 Андин Муса Исраилларни Қизил Деңиздин башлап, Шур чөлигә елип барди. Улар уда үч күн чөлдә жүрүп, су тапалмиди. 23 Андин улар Мараһқа йетип кәлди; лекин у йәрниң сүйи аччиқ болуп, сүйини ичкили болмайтти; шуңа у җайниң нами «Мараһ» дәп қоюлған. «Мараһ» — «аччиқ» дегән мәнидә.   Чөл. 33:8 24 У вақитта халайиқ: — Биз немә ичимиз? — дәп Мусадин ағринип ғотулдашқили турди.
25 У Пәрвәрдигарға пәряд көтәрди; Пәрвәрдигар униңға бир дәрәқни көрсәтти; у дәрәқ яғичини елип, суға ташливиди, су татлиқ суға айланди. У йәрдә Пәрвәрдигар уларға һөкүм-бәлгүлимә бекитип, уларни синап, мундақ деди: — 26 «Әгәр силәр көңүл қоюп Худайиңлар Пәрвәрдигарниң сөзини аңлап, Униң нәзиридә дурус болғанни қилип, әмирлиригә қулақ селип, барлиқ һөкүмлирини тутсаңлар, ундақта, Мән мисирлиқларниң үстигә салған кесәлләрдин һеч бирини үстүңгә салмаймән; чүнки Мәнки силәргә шипалиқ бәргүчи Пәрвәрдигардурмән». «Пәрвәрдигарниң сөзини» — ибраний тилида «Пәрвәрдигарниң авазини».
27 Андин улар Елимға йетип кәлди. Шу йәрдә он икки булақ билән йәтмиш хорма дәриғи бар еди; улар шу йәрдә суларниң бойида чедир тикти.


«Мисирдин чиқиш»тики сәпәр
 
 

15:1 «У карамәт улуқлуғини көрсәтти» — яки «У шанлиқ ғәлибә қучти».

15:1 Зәб. 105:12

15:2 «Яһ» —Мошу тәрҗимидә биз Худаниң «Яһвәһ» яки «Йәһоваһ» дегән намини «Пәрвәрдигар» дәп тәрҗимә қилдуқ. «Яһ» болса «Яһвәһ» дегән бу исминиң қисқартилған шәклидур.

15:2 Зәб. 17:3; Зәб. 117:14; Йәш. 12:2

15:3 «Яһвәһ» —Мошу тәрҗимидә биз Худаниң «Яһвәһ» яки «җәһоваһ» дегән намини адәттә «Пәрвәрдигар» дәп тәрҗимә қилдуқ. Мәнаси «Әзәлдин Болғучи». 3:13-14 вә изаһатни көрүң.

15:5 Нәһ. 9:11

15:6 Зәб. 117:15,16

15:8 «Димиғиңниң нәпәси билән» — яки «қәһриңниң роһи билән».

15:8 Йәш. 63:12,13; Һаб. 3:10

15:10 Зәб. 73:13; 105:11

15:13 «һәмҗәмәт қилип қутқузған» — мошу ибарә ибраний тилида «даал» дегән бир пеил биләнла ипадилиниду. Бу пеил тоғрилиқ «Тәбирләр» вә «Аюп» 19:25 вә изаһатиниму көрүң. «Өз муқәддәс маканиңға» — ибраний тилида «Өз муқәддәслигиңниң маканиға».

15:15 Қан. 2:4

15:16 «Өзүң рәнә төләп һөр қилған хәлқиң» — бу уқум жуқуриқи 13-айәттики «Сән һәмҗәмәт қилип қутқузған... хәлқиң» дегән уқумға йеқиндур. «... Өзүң рәнә төләп һөр қилған хәлқиң өтүп болғичә» — бу айәт бешарәт болуп: (1) Қанаандики хәлиқ вә Моабтики аһалиләр Худаниң хәлқиниң Мисирдин чиққинини аңлап улардин интайин қорқиду («Йә.» 2:8-11ни көрүң); (2) кейинки күнләрдә Исраил Қанаан зиминини егиләшкә Иордан дәриясидин «өтиду». Бу иш болғичә һеч қандақ башқа әл-милләт уларниң йолини тосувалалмайду (17-айәтни көрүң).

15:16 Қан. 2:25; 11:25; Йә. 2:9

15:19 «...қуруқ йәрдин меңип өтүп кәтти» — бәзи тәрҗимиләрдә Мусаниң бу шеири 18-айәт билән тохтайду.

15:20 1Сам. 18:6

15:21 «У зор улуқлуғини көрсәтти» — яки «У шанлиқ ғәлибә қучти».

15:23 «Мараһ» — «аччиқ» дегән мәнидә.

15:23 Чөл. 33:8

15:26 «Пәрвәрдигарниң сөзини» — ибраний тилида «Пәрвәрдигарниң авазини».