Худаниң буйруғи болмиса хәлиқни санақтин өткүзүшкә қәтъий болмайтти (мәсилән, «1Тар.» 21:1-5ни көрүң). ■ Чөл. 1:2 13 Ройхәткә елинип, санақтин өткәнләрниң һәммиси бериши керәк болғини шуки, һәр бири муқәддәс җайдики шәкәлниң өлчәм бирлиги бойичә йерим шәкәл бәрсун (бир шәкәл жигирмә гәраһқа баравәр келиду). Бу йерим шәкәл Пәрвәрдигарға «көтәрмә һәдийә» болиду. □ «муқәддәс җайдики шәкәлниң өлчәм бирлиги бойичә» — «шәкәл» күмүчниң өлчими болуп, адәттә 11.4 грамға баравәр болуши мүмкин. «Муқәддәс җайдики шәкәлниң өлчәм бирлиги» шүбһисизки, пүткүл әл үчүн өзгәрмәс өлчәм болсун дәп, муқәддәс җайда сақланған муқим бекитилгән бир нәччә хил өлчәм бирлиги болса керәк. ■ Лав. 27:25; Чөл. 3:47; Әз. 45:12 14 Ройхәткә елинип, санақтин өткәнләр, йәни жигирмә яш яки униңдин чоңларниң һәр бири Пәрвәрдигарға шу «көтәрмә һәдийә»ни бәрсун. 15 Өз җениңларға кафарәт кәлтүрүш үчүн Пәрвәрдигарға көтәрмә һәдийә бәргиниңларда бай киши йерим шәкәлдин артуқ бәрмисун, кәмбәғәл кишиму йерим шәкәлдин кам бәрмисун. 16 Сән Исраиллардин шу кафарәт пулини тапшуруп елип, җамаәт чедириниң хизмитигә беғишлап ишләткин; у пул Исраилларға Пәрвәрдигарниң һозурида әсләтмә сүпитидә җениңларға кафарәт кәлтүридиған болиду.■ Мис. 38:25
Ибадәт чедириниң әсваплири
□30:1 «Хушбуйгаһ » — мунасивәтлик схемини көрүң.
□30:4 «икки йениға» — яки «икки бүҗигигә». Мунасивәтлик схемини көрүң.
□30:8 «гугумда» — 12:7дики изаһатни көрүң. «чирақларни тизип яққанда» — чирақлар дайим йениқ туриду, асасән өчүрүлмәйду (27:20, «Лав.» 24:2ни көрүң). Мошу сөз бәлким чирақданниң үстидики йәттә қәдәһни бир-бирләп чүшүрүп, зәйтун мейини қуюп андин қайтидин яндурушни билдүрүши мүмкин.
□30:12 «уларни саниғиниңда һәр бир адәм өз җени үчүн Пәрвәрдигарға кафарәт пули тапшурсун» — Немишкә санақтин өткүзүлүш вәҗидин кафарәт кәлтүрүши керәк? Хәлиқниң санини ениқлаштин икки хил гуна пәйда болуши мүмкин: (1) Исраил хәлқи өзлириниң көплүгини билип, тәкәббурлишип кетиши мүмкин; (2) қийинчилиққа дуч кәлгәндә, улар Худаға таянмай, бәлки өз күч-қудритигә тайиниши мүмкин еди. Исраиллардин бу пулни елиш уларға өзлириниң гуналиқ тәбиити тоғрилиқ агаһландуруштин ибрәт еди; дәрвәқә бу пул муқәддәс чедирда уларға кафарәт кәлтүрүшкә каһинлар тәрәпидин өткүзүлидиған хизмәттә ишлитиләтти (16-айәт). Худаниң буйруғи болмиса хәлиқни санақтин өткүзүшкә қәтъий болмайтти (мәсилән, «1Тар.» 21:1-5ни көрүң).
□30:13 «муқәддәс җайдики шәкәлниң өлчәм бирлиги бойичә» — «шәкәл» күмүчниң өлчими болуп, адәттә 11.4 грамға баравәр болуши мүмкин. «Муқәддәс җайдики шәкәлниң өлчәм бирлиги» шүбһисизки, пүткүл әл үчүн өзгәрмәс өлчәм болсун дәп, муқәддәс җайда сақланған муқим бекитилгән бир нәччә хил өлчәм бирлиги болса керәк.
■30:13 Лав. 27:25; Чөл. 3:47; Әз. 45:12
□30:23 «500 шәкәл» — тәхминән 6 килограм.
□30:24 «бир һин» — тәхминән 3.6 литр.
□30:29 «әң муқәддәс нәрсиләр» вә «муқәддәс» — муқәддәс чедирдики барлиқ җабдуқлар «әң муқәддәс» вә «муқәддәс» дәп бөлиниду. «әң муқәддәс» болғанларға тәккәнләр шу мунасивәт билән алаһидә «Худаниңки» дәп һесаплинатти (30:29, «Лав.» 6:18, 27, «Әз.» 46:20ниму көрүң).
□30:32 «адәмниң бәдинигә» — ибраний тилида «адәмниң әтлиригә». «муқәддәс мәсиһләш мейи адәмниң бәдинигә қуйса болмайду» — бәзи алимлар буни «каһинлардин башқиларға қуйса болмайду» дәп чүшиниду. Лекин «Зәбур» 131:2гә қариғанда, мәсиһләш мейи каһинларни мәсиһләп қуюлғанда уларниң бәдинигә тәгмәй, бәлки баш кийимидин еқип сақалдин өтүп кийим-кечәклиригә чүшәтти.
□30:33 «Кимки... ят бирисигә сүрсә,...» — демәк, каһинлардин башқиларниң үстигә. «у өз хәлқи арисидин үзүп ташлиниду» — 19:12дики изаһатни көрүң.
□30:34 «деңиз қулулиси мейи» — яки «ониқа» яки намәлум бир хил өсүмлүкниң йелими. «ақ девирқай» — яки «галбанум». Буниң пуриғи аччиқ болсиму, дориларға иләштүрүлгәндә уларниң көйүш вақтини узартиду вә уларни техиму хуш пурақлиқ қилиду.