□33:2 «сениң алдиңда бир Пәриштә әвәтип, ...» — шүбһисизки, 32:34дә тилға елинған пәриштә.
□33:3 «Өзүм силәрниң араңларда болуп, шу зиминға биллә чиқмаймән» — демәк, Худа Өзи «муқәддәс чедир»ни макан қилип уларниң арисида турмай, улар билән биллә бармайду, Өз орниға улар билән биллә беришқа «Өз Пәриштәм»ни әвәтиду. Әмәлийәттә «Пәрвәрдигарниң Пәриштиси» Пәрвәрдигарниң Өз һозуриға баравәр еди; лекин Муса пәйғәмбәр вә хәлиқ бу нуқтини техи чүшәнмәйтти (4-айәтни көрүң). 3:2-3, изаһат вә «Тәбирләр»ни көрүң.
□33:6 «Шуңа Исраиллар ... зибу-зиннәтлирини өзлиридин еливәтти» — яки «Шуниң билән, Исраиллар Һорәб (Синай) теғидин айрилғандин тартип, зиннәт буюмларни зади тақимиди».
□33:7 «Муса өз чедирини елип, ...» — яки «Муса чедирни елип, ...». Бизниңчә «муқәддәс чедир» техи ясалмиған еди. «көрүшүш чедири» — чоң муқәддәс чедир ясалғандин кейин уму «көрүшүш чедири» яки «җамаәт чедири» дәп атилиду. «Кимки Пәрвәрдигарни издәп, йол соримақчи болса чедиргаһниң сиртидики «көрүшүш чедири»ға баратти» — Худаниң 3- вә 5-айәттики сөзигә қариғанда, Муса: «Худа әнди аримизда, йәни чедиргаһ оттурисидики «муқәддәс чедир»да турмақчи әмәс; шуңа чедирни ясиғинимиз бекар болиду, Худа униңда бәрибир турмайду» — дәп ойлиған болса керәк. Шуңа Худа билән сөзлишиш үчүн у чедирниң орнида чедиргаһниң сиртида өз чедирини тиккән.
□33:9 «булут түврүги чүшүп, ... тохтайтти; шуниң билән Пәрвәрдигар Муса билән сөзлишәтти» — демәк, Худаниң һозури булут түврүгидә туратти.
□33:12 «Мән сени исмиңни билип тонуймән» — бу сөзләр Худаниң мәлум бир кишини (мошу йәрдә Мусани) алаһидә сөйидиғинини яки таллиғанлиғини көрситиду.
□33:14 «...Мән саңа арам ата қилимән» — жуқурида, 32:10дә Худа Мусаға: «Мени тосма» (ибраний тилида «Маңа арам бәргин!» яки «Мени қойғин») дегән еди; лекин у һазир Мусаға «Мән саңа арам ата қилимән» дәйду.
□33:17 «...Мән сени исмиңни билип тонуймән» — 12-айәт вә изаһатини көрүң.
□33:19 «Яһвәһ» — оқурмәнләрниң есидә болуши мүмкинки, «Яһвәһ» Худаниң алаһидә намидур, мәнаси «Мәңгү Бар Болғучи» дегәндәк. Биз бу намни адәттә «Пәрвәрдигар» дәп тәрҗимә қилимиз.
□33:23 «... сән Мениң арқа тәрипимни көрисән» — «... сән Мениң кәйнимдә қалған изналиримни көрисән» дегәндәк тәрҗимилириму учриши мүмкин. «лекин йүзүм көрүнмәйду» — яки «лекин йүзүмниң көрүлүши болмайду».