(Айәтниң биринчи қисминиң башқа бир хил тәрҗимиси: «өйләрни селишниң вақти йеқинлашмиди; шәһәр болса...»). 4 Шуңа уларни әйипләп бешарәт бәргин; — Бешарәт бәргин, и инсан оғли! — деди.
«Сениң қериндашлириң, йәни сениң қериндашлириң болған сүргүнләр» дегән текстниң башқа бир хил вариянти: «қериндашлириң болған уруқ-туққанлириң». 16 Шуңа уларға мундақ дегин: «Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: Гәрчә Мән уларни жирақ йәрләргә, әлләр арисиға йөткивәткән һәм мәмликәтләр ичигә тарқитивәткән болсамму, улар барған йәрләрдиму Мән Өзүм уларға кичиккинә бир пак-муқәддәс башпанаһ болимән».□ «пак-муқәддәс башпанаһ» — дегән сөз ибраний тилида «муқәддәс җай» яки «ибадәтхана» дегән сөз. Муқәддәс ибадәтханиниң бир йәрдә қурулуши Худаниң шу йәрдә қоғдиғучи вә башпанаһ болғанлиғини билдүриду. Демәк, улар (бутпәрәс) әлләр арисида болсиму, Худа (улар Уни издигән болса) уларға җисманий һәм роһий җәһәттә башпанаһ болуп, уларни тинич сақлайду вә уларға дурус йолларда меңишқа йәнә ярдәмчи болиду.
Башқа бир хил тәрҗимиси: «...Мән уларға қисқа вақит бир пак-муқәддәс башпанаһ болдум».
□11:3 «Өйләрни селиш вақти йеқинлашти әмәсму? Бу шәһәр болса қазан, биз болсақ, ичидики гөш» — бешарәт берилгән чағда Йерусалим шәһири муһасиригә чүшкән болса керәк. Бу адәмләр «бизгә чатақ болмайду, биз йәнә нормал турмуш өткүзәләйдиған болдуқ» дегән қарашта болған еди. Уларниң көзқаришидин «шәһәр қазан, биз гөш» дегини, бәлким «от қазандики гөшни көйдүрмәйду, әһвалимиз интайин раһәт-парағәтликтур» дегәнликтур. Әзакиял пәйғәмбәр бу ибарини башқа тәрәптин чүшәндүрүп, уларни агаһландуруп бешарәт қилиду. «биз гөш» дегән сөзниң бәлким йәнә бир ички мәнаси барки, «биз шәһәрдә қалған, есил гөшмиз (Худа бизни сақлиған), бирақ Әзакиял билән биллә сүргүн болғанлар болса, пәқәт «үчәй-қарин»лардур» дегән һәҗвий, кинайилик гәп. (Айәтниң биринчи қисминиң башқа бир хил тәрҗимиси: «өйләрни селишниң вақти йеқинлашмиди; шәһәр болса...»).
□11:10 «...Исраил чегаралирида үстүңларға һөкүм чиқирип җазалаймән» — Бабил императори Небоқаднәсар Зәдәкияни Исраилниң чегарасида (Либнаһ шәһиридә) сот қилди («2Пад.» 25:6-7, 18-21 айәтләрни көрүң).
□11:15 «Йерусалимда туруватқанларниң: «Пәрвәрдигардин жирақ кетиңлар! Чүнки мошу зимин бизгила мирас қилип тәқдим қилинған!» дегән... — Йерусалимдикиләрниң: «сүргүн қилинғанлар (йәни Йәһудадин хелә бурун Бабилға сүргүн қилинған кишиләр һәмдә 150 жил илгири сүргүн қилинған Исраилдики он қәбилә) наһайити гунакар адәмләрдур, шуңа Худа уларни сүргүн қилдурди, биз болсақ пак адәммиз, Худа мошу зиминни бизгә қалдурди» дегән қариши бар еди. Бундақ тәкәббурлуқни Худа җазалайду. «Сениң қериндашлириң, йәни сениң қериндашлириң болған сүргүнләр» дегән текстниң башқа бир хил вариянти: «қериндашлириң болған уруқ-туққанлириң».
□11:16 «пак-муқәддәс башпанаһ» — дегән сөз ибраний тилида «муқәддәс җай» яки «ибадәтхана» дегән сөз. Муқәддәс ибадәтханиниң бир йәрдә қурулуши Худаниң шу йәрдә қоғдиғучи вә башпанаһ болғанлиғини билдүриду. Демәк, улар (бутпәрәс) әлләр арисида болсиму, Худа (улар Уни издигән болса) уларға җисманий һәм роһий җәһәттә башпанаһ болуп, уларни тинич сақлайду вә уларға дурус йолларда меңишқа йәнә ярдәмчи болиду. Башқа бир хил тәрҗимиси: «...Мән уларға қисқа вақит бир пак-муқәддәс башпанаһ болдум».
□11:19 «уларға меһрлик бир қәлбни беримән» — ибраний тилида сөзмусөз: «уларға гөшлүк бир қәлбни беримән» дегәнликтур.
■11:20 Йәр. 24:7; 30:22; 31:1; 32:38
□11:23 «Пәрвәрдигарниң шан-шәриви ... шәһәрниң шәриқ тәрипидики тағ үстидә тохтиди» — бу тағ «Зәйтун теғи»дур. Әзакиял пәйғәмбәр Пәрвәрдигарниң шан-шәривини шу вақитта йәнә көрмиди. Әзакиялниң һәммә бешарәтлирини умумлаштуруп қариғанда, Худаниң шан-шәриви шу чағда тағда узун турмай Исраил зиминидинму мутләқ кәтти. Бирақ кейин (43-бапта) у мошу шан-шәрәп йәнә шәриқ тәрипидин келиватқанлиғини көриду.
□11:24 «Роһ мени көтирип, ... мени Калдийәгә, йәни сүргүн болғанларға апарди» — «Калдийә» Бабил империйәсиниң бир қисми.