(1) у Худа тәрипидин яритилған.
(2) униң Ерәм бағчисида алаһидә муһапизәтчилик қилидиған хизмити бар еди.
(3) у әсли интайин чирайлиқ вә күчлүк керуб (пәриштә) еди.
(4) у Ерәм бағчисида болған вақитта Худаға қарши чиққан.
(5) шу гунайи түпәйлидин у Худаниң һозуридин һайдиветилгән.
□28:3 «Мана, сән Даниялдин данасән» — шу вақитта Даниял пәйғәмбәр аллиқачан Бабил ордисида бир нәччә жил баш вәзир болған.
□28:10 «Сән ят адәмләрниң қолида хәтнә қилинмиғанларға лайиқ болған өлүм билән өлисән» — Турдикиләр адәттә «хәтнә қилинмиған»лардиндур. «Әзакиял пәйғәмбәр» дегән китапта, «хәтнә қилинмиған петида өлүш» дегән сөз «Худадин айрилған петида өлүш» дегән мәнини билдүриду. «Қошумчә сөз»имиздә биз «хәтнә» дегән тема үстидә тохтитилимиз.
□28:12 «Сән, камаләтниң җәвһири болған» — яки «сән, камаләтниң мөһүри болған».
□28:14 «Сән болсаң Мәсиһләнгән муһапизәтчи керуб едиңсән» — «керуб» тоғрилиқ 9:3-айәттики изаһат, «Яр.» 3:24 вә «Тәбирләр»ниму көрүң. «Керуб»лар күчлүк пәриштиләрдур. «Мәсиһлиниш» яки «мәсиһ қилиниш» — Тәвраттики бәлгүлимидә, йеңи падиша, «баш каһин» һәм бәзи чағларда пәйғәмбәрләрни тикләш үчүн «мәсиһ қилиниш» мурасими өткүзүләтти. Мурасимда бешиға пурақлиқ май қуюлатти. Бу «мәсиһләш» дәп аталған. Бирақ мошу йәрдә бир керуб (пәриштә) «мәсиһ қилинған»; Худа Өзи уни алаһидә бир хизмәт қилишқа тәйярлаш үчүн уни мәсиһлигән болса керәк.
□28:15 «Сән яритилған күндин бери, сәндә қәбиһлик пәйда болғичә, йоллириңда мукәммәл болуп кәлгән едиң» — оқурмәнләр бәлким һазир көридуки, Әзакиял пәйғәмбәр Тур падишасиға әмәс, бәлким униң кәйнидә турған роһий күчкә сөз қиливатиду. Алдидики 1-10-айәтләр «Турниң шаһшзадиси» тоғрилиқ еди; һазир тема «Турниң падишаси»ға өзгәтилиду. Биздә һеч гуман йоқки, у Шәйтанға гәп қиливатиду. Мошу йәрдә Шәйтан тоғрилиқ бир нәччә муһим хәвәрләр бар: — (1) у Худа тәрипидин яритилған. (2) униң Ерәм бағчисида алаһидә муһапизәтчилик қилидиған хизмити бар еди. (3) у әсли интайин чирайлиқ вә күчлүк керуб (пәриштә) еди. (4) у Ерәм бағчисида болған вақитта Худаға қарши чиққан. (5) шу гунайи түпәйлидин у Худаниң һозуридин һайдиветилгән.
□28:17 «... Мән сени йәргә ташливәттим; падишалар сени көрүп йетиши үчүн Мән сени улар алдида турғуздум» — мошу 17- вә кейинки айәтләрдә, Әзакиял һәм Шәйтанға һәм Тур падишаси (Иттобал ИИ)ға сөз қилиду. Тур падишаси Шәйтанға интайин охшап кәткән.
□28:21 «Зидон» — Тур шәһириниң әтрапида болуп, униңға қарашлиқ район еди.