41
Муқәддәс җай, әң муқәддәс җай •••• Схемиларни көрүң
У мени муқәддәсханидики муқәддәс җайниң алдиға апарди; у җайниң кириш еғизиниң икки тәрипидики ян тамни өлчиди, һәр иккисиниң қелинлиғи алтә гәз чиқти. Кириш еғизиниң кәңлиги болса он гәз еди; муқәддәс җайниң кириш еғизидики тоғра тамниң ички тәрипиниң кәңлигини өлчиди, һәр иккиси бәш гәз чиқти; у муқәддәс җайниң узунлуғини өлчиди, қириқ гәз чиқти; униң кәңлиги жигирмә гәз чиқти.
У ичкиригә қарап маңди, әң муқәддәс җайға кириш еғизидики тоғра тамниң кәңлиги икки гәз; еғизиниң кәңлиги алтә гәз еди; икки тәрәптики тоғра тамниң узунлуғи болса, йәттә гәз еди. «У ичкиригә қарап маңди, ... кириш еғизидики тоғра тамниң кәңлиги икки гәз...» — Алимларниң бу 1-3-айәттики өлчәмләр тоғрилиқ башқа-башқа чүшинишлири бар. Схемилиримизни көрүң. У муқәддәс җайниң кәйнидики «әң муқәддәс җай»ниң узунлуғини өлчиди, жигирмә гәз чиқти; кәңлигиму жигирмә гәз еди. У маңа: «Бу әң муқәддәс җай» — деди. «У муқәддәс җайниң кәйнидики «әң муқәддәс җай»ниң узунлуғини өлчиди, ... У маңа: «бу әң муқәддәс җай» — деди» — Әзакиял каһин болуп, «муқәддәс җай»ға кирди. Бирақ «әң муқәддәс җай»ға кирмиди; Муса пәйғәмбәргә чүшүрүлгән қанун бойичә пәқәт «баш каһин» «әң муқәддәс җай»ға киришкә һоқуқлуқ еди.
 
«Муқәддәсхана»ға яндаш кичик ханилар
У муқәддәсханиниң темини өлчиди, қелинлиғи алтә гәз чиқти; яндики кичик ханиларниң болса, кәңлиги төрт гәз еди; кичик ханилар муқәддәсханини чөридәп селинған еди. Йенидики кичик ханилар үч қәвәтлик, бир-биригә үстиләклик еди, һәр қәвәттә оттуздин хана бар еди; кичик ханиларниң лимлири муқәддәсханиниң темиға чиқип қалмаслиғи үчүн, лимлар кичик ханиларниң сиртқи темиға бекитилгән еди. Жуқирилиғансери муқәддәсханиниң әтрапидики кичик ханилар кеңийип барған еди; чүнки муқәддәсханиниң әтрапида қурулуш болғанлиқтин бена егизлигәнсери ханилар кеңәйгән. Шу сәвәптин муқәддәсханиму егизлигәнсери кеңәйгән. Төвәндики қәвәттин жуқуридики қәвәткичә оттуридики қәвәт арқилиқ чиқидиған пәләмпәй бар еди. «муқәддәсханиниң әтрапида қурулуш болғанлиқтин бена егизлигәнсери ханилар кеңәйгән» — мошу «қурулуш» дегән сөз пүткүл «Муқәддәс Китап»та пәқәт бир қетимла тепилиду, шуңа униң мәнасини бекитиш тәс. Мүмкинчилиги йәнә барки, у «каридор» яки «пәләмпәй» дегән мәнидә.
Мән муқәддәсханиниң егиз уллуқ суписи барлиғини көрдум; у һәм йенидики кичик ханиларниң ули еди; униң егизлиги топтоғра бир «хада» еди, йәни алтә «чоң гәз» еди. «униң егизлиги топтоғра бир «хада» еди, йәни алтә «чоң гәз» еди» — оқурмәнләрниң есидә болидуки, «чоң гәз» «бир гәзгә қошулған бир алиқан» (525 миллиметр етрапида) (40:5ни көрүң). 9-10 Йенидики ханиларниң сиртқи теминиң қелинлиғи бәш гәз еди. Муқәддәсханиниң йенидики кичик ханилар билән каһинларниң һуҗрилири арилиғидики бош йәрниң кәңлиги жигирмә гәз еди; бу бош йәр муқәддәсханиниң һәммә тәрипидә бар еди. 11 Йенидики кичик ханиларға кириш еғизи болса бош йәргә қарайтти; бир кириш еғизи шималға, йәнә бири җәнупқа қарайтти. Супа үстидики ханиларни чөридигән бош йәрниң кәңлиги бәш гәз еди.
12 Ғәрипкә җайлашқан, бош йәргә қарайдиған бенаниң узунлуғи йәтмиш гәз еди; бенаниң сиртқи теминиң қелинлиғи бәш гәз; униң кәңлиги тохсән гәз еди. «бенаниң узунлуғи йәтмиш гәз еди... униң кәңлиги тохсән гәз еди» — бу бенаниң кәңлиги вә узунлуғи «ички кәңлиги» вә «ички узунлуғи»ни көрсәтсә керәк. Схемимизда шундақ қияс қилимиз. Башқа имканийитиму схемимизда көрситилиду.
Алимлар бинаниң қайси юлиништә (тоғрисиға, узунисиға) орунлаштурулуши тоғрилиқ икки пикирдә бар.
 
Ибадәтханиниң йәнә бәзи тәпсилатлири
13 Һелиқи киши муқәддәсханиниң өзини өлчиди; униң узунлуғи йүз гәз еди. Бош йәрниң кәңлиги йүз гәз еди, бенаниң тамлири қошулуп җәмий кәңлиги йүз гәз еди. 14 Муқәддәсханиниң алди тәрипи вә шәриққә җайлашқан һойлисиниң кәңлиги йүз гәз еди. «шәриққә җайлашқан һойлиси» — ибраний тилида « шәриққә җайлашқан бош йәр». 15-16 У муқәддәсханиниң кәйнидики бош йәргә қарайдиған бенаниң кәңлигини, җүмлидин у вә бу тәрипидики каридорни өлчиди, йүз гәз чиқти. Муқәддәсханиниң «муқәддәс җай»и билән ички «әң муқәддәс җай»и вә сиртқа қарайдиған далини болса, яғач тахтайлар билән безәлгән; униң босуғилири, ичидики үч җайниң әтрапидики роҗәклири һәм дәһлизлири болса, босуғисидин тартип һәммә йәр, полдин деризиләргичә яғач тахтайлар билән безәлгән (деризиләр өзи роҗәклик еди).
17-18 Даландин ички «әң муқәддәс җай»ғичә болған торус, ички вә сиртқи «муқәддәс җай»ниң тамлириниң һәммә йери керуб вә палма дәрәқлири билән өлчәмлик нәқишләнгән еди. Һәр икки керуб арисида бир палма дәриғи нәқишләнгән еди; һәр бир керубниң икки йүзи бар еди. «ички вә сиртқи «муқәддәс җай»» — демәк, «муқәддәс җай» вә «әң муқәддәс җай». 19 Керубниң инсан йүзи бу тәрәптики палма дәриғи нәқишигә қарайтти; шир йүзи у тәрәптики палма дәриғи нәқишигә қарайтти; пүткүл муқәддәсханиниң ички һәммә тәрипи шундақ еди; 20 даланниң полдин тартип торусиғичә, шуниңдәк «муқәддәс җай»ниң тамлириға керублар вә палма дәрәқлири нәқиш қилинған.
21 «Муқәддәс җай»ниң ишик кешәклири болса, төрт часилиқ еди; «әң муқәддәс җай» алдидики ишик кешәклириму охшаш еди.
22 «Муқәддәс җай»ниң егизлиги үч гәз, узунлуғи икки гәз болған қурбангаһи яғачтин ясалған; униң бүҗәклири, йүзи вә тамлириниң һәммиси яғачтин ясалған; һелиқи киши маңа: «Бу болса Пәрвәрдигарниң алдида туридиған ширәдур» — деди. ««Муқәддәс җай»ниң егизлиги үч гәз, узунлуғи икки гәз болған қурбангаһи яғачтин ясалған...» — бу «қурбангаһ» бәлким қурбанлиқларниң өзи үчүн әмәс, бәлки Пәрвәрдигарниң алдида «муқәддәс нан» қоюлуш үчүн ясилиду; чүнки ахирида «Бу болса Пәрвәрдигарниң алдида туридиған ширәдур» дейилиду.
23  Муқәддәсханиниң «муқәддәс җай» һәм «әң муқәддәс җай»иниң һәр бириниң қош қанатлиқ ишиги бар еди. 24 Һәр бир қанитиниң икки қатлими бар еди; бу икки қатлам қатлинатти; бу тәрәптики қанитиниң икки қатлими бар еди; у тәрәптикисиниңму икки қатлими бар еди. 25 Уларниң үстигә, йәни «муқәддәс җай»ниң ишиклири үстигә, тамларниң үстини нәқишлигәндәк, керублар вә палма дәрәқлири нәқишләнгән еди; сиртқи даланниң алдида яғачтин ясалған бир айван бар еди. 26 Даланниң у вә бу тәрипидә роҗәкләр вә палма дәрәқ нәқишлири бар еди. Муқәддәсханиниң йенидики кичик ханилар вә алдидики айванниң шәклиму шундақ еди.
 
 

41:3 «У ичкиригә қарап маңди, ... кириш еғизидики тоғра тамниң кәңлиги икки гәз...» — Алимларниң бу 1-3-айәттики өлчәмләр тоғрилиқ башқа-башқа чүшинишлири бар. Схемилиримизни көрүң.

41:4 «У муқәддәс җайниң кәйнидики «әң муқәддәс җай»ниң узунлуғини өлчиди, ... У маңа: «бу әң муқәддәс җай» — деди» — Әзакиял каһин болуп, «муқәддәс җай»ға кирди. Бирақ «әң муқәддәс җай»ға кирмиди; Муса пәйғәмбәргә чүшүрүлгән қанун бойичә пәқәт «баш каһин» «әң муқәддәс җай»ға киришкә һоқуқлуқ еди.

41:7 «муқәддәсханиниң әтрапида қурулуш болғанлиқтин бена егизлигәнсери ханилар кеңәйгән» — мошу «қурулуш» дегән сөз пүткүл «Муқәддәс Китап»та пәқәт бир қетимла тепилиду, шуңа униң мәнасини бекитиш тәс. Мүмкинчилиги йәнә барки, у «каридор» яки «пәләмпәй» дегән мәнидә.

41:8 «униң егизлиги топтоғра бир «хада» еди, йәни алтә «чоң гәз» еди» — оқурмәнләрниң есидә болидуки, «чоң гәз» «бир гәзгә қошулған бир алиқан» (525 миллиметр етрапида) (40:5ни көрүң).

41:12 «бенаниң узунлуғи йәтмиш гәз еди... униң кәңлиги тохсән гәз еди» — бу бенаниң кәңлиги вә узунлуғи «ички кәңлиги» вә «ички узунлуғи»ни көрсәтсә керәк. Схемимизда шундақ қияс қилимиз. Башқа имканийитиму схемимизда көрситилиду. Алимлар бинаниң қайси юлиништә (тоғрисиға, узунисиға) орунлаштурулуши тоғрилиқ икки пикирдә бар.

41:14 «шәриққә җайлашқан һойлиси» — ибраний тилида « шәриққә җайлашқан бош йәр».

41:17-18 «ички вә сиртқи «муқәддәс җай»» — демәк, «муқәддәс җай» вә «әң муқәддәс җай».

41:22 ««Муқәддәс җай»ниң егизлиги үч гәз, узунлуғи икки гәз болған қурбангаһи яғачтин ясалған...» — бу «қурбангаһ» бәлким қурбанлиқларниң өзи үчүн әмәс, бәлки Пәрвәрдигарниң алдида «муқәддәс нан» қоюлуш үчүн ясилиду; чүнки ахирида «Бу болса Пәрвәрдигарниң алдида туридиған ширәдур» дейилиду.