□11:1 «пүткүл йәр йүзидики тил ... бир хил еди» — бу тил қайси тил болуши керәк? Биз уни ибраний тили, дәп қараймиз. Сәвәви: (1) «Аләмниң Яритилиши»да учрайдиған, «Бабил мунари» вақиәсидин илгәрки барлиқ нам-исимлар ибраний тилидики нам-исимлар еди; (2) «Аләмниң Яритилиши» 1-11 баблардики көп айәтләрдә «сөз оюни» ишлитилгәнлиги бизгә мәлум (мәсилән, 2:32, 11:9 вә шуниңға мунасивәтлик изаһатларни көрүң). Әгәр шу замандики тил ибраний тили болмиған болса, ундақта, «Аләмниң Яритилиши»да шундақ «сөз оюни»ниң ишлитилиши мүмкин болмайтти.
□11:4 «учи асманларға тақашқидәк бир мунар ясайли» — уларниң мошу мәхсити бир хил мәғрурлуқни билдүрүпла қалмай, бәлки йәнә мунар арқилиқ асмандики роһлар (җин-шәйтанлар) билән алақә қилиш («Әф.» 2:2), палчилиқ қилиш мәхситиниңму барлиғини ипадиләйду. Демәк, у мунар Худаниң йолиға қаримуқарши болған. Униң үстигә уларниң бундақ өзлирини тарилип кетиштин сақлаш тәдбири Худаниң адәмләргә: «силәр җүплишип көпийип, йәр йүзини толдуруңлар» (9:1) дегән әмригә хилап еди.
□11:9 «Бабил» — бу сөзниң икки мәнаси бар: — «Худаниң дәрвазиси» вә «қалаймиқанчилиқ»; шүбһисизки, шәһәрни қурғучилар «мошу шәһәр билән асманларға житимиз» дегән мәхсәттә шәһәргә «Худаниң дәрвазиси» дегән мәнилик намни қойған; лекин кейин «Бабил» дегән сөзниң «қалаймиқанчилиқ» дегән иккинчи мәнаси шу шәһәргә дәл мунасип кәлди. «Пәрвәрдигар уларни у җайдин пүткүл йәр йүзигә таритивәтти» — бу вақиә 10-баптики йәтмиш әл-қовмниң қайси йол билән бир-биридин айрилип кәктләнлигини, шундақла Нимродниң Бабил шәһиридин чиқип кәткәнлигини чүшәндүриду. Йәнә бир мүмкинчилиги барки, Бабилдикиләр кейинки дәвирләрдә чоқунған илаһ «Мардук» яки «Мәродак» әслидә Нимродниң өзи еди.
□11:10 «Төвәндикиләр Шәмниң әвлатлиридур: — » — мошу җүмлә билән «Аләмниң Яритилиши»ниң бәшинчи «толидоти» («тарихи»), йәни «Шәмниң толидоти» («Шәмниң әвлатлириниң тарихи») (11:9-11:26) башлиниду.
■11:10 Яр. 10:22-31; 1Тар. 1:17.
□11:27 «Тәраһниң әвлатлири төвәндикичә: —» — мошу җүмлә билән «Аләмниң Яритилиши»ниң алтинчи «толидот»и («тарихи»), йәни «Тәраһниң толидоти» («Тәраһниң әвлатлириниң тарихи») (11:27-25:11) башлиниду.
□11:28 «Калдийләр» — ибраний тилида «касдийлар».
■11:30 Яр. 16:1, 2; 18:11, 12.
□11:31 «Қанаан зиминиға бериш үчүн калдийләрниң Ур шәһиридин йолға чиқти» — хәритә бетини көрүң.
■11:31 Йә. 24:2; Нәһ. 9:7; Рос. 7:4.
□11:32 «Ибраһимниң сәпири» — мунасивәтлик хәритини көрүң.