32
Яқупниң Әсав билән көрүшүшкә тәйярлиниши
Яқуп өз йолиға кетип баратти; йолда Худаниң пәриштилири униңға учриди. Яр. 48:16. Яқуп уларни көрүп: — Бу җай Худаниң баргаһи екән! — дәп, бу җайниң намини «Маһанаим» дәп қойди. «Маһанаим» — буниң мәнаси «икки баргаһ». Бу «икки баргаһ» Яқупниң баргаһи вә Худаниң баргаһини көрситиду. Яқупниң «баргаһ» дегинидин қариғанда, шу җайда көргән пәриштиләр дәрвәқә интайин көп болса керәк.
Андин Яқуп Сеир зиминидики «Едом яйлиғи»ға, акиси Әсавниң қешиға алдин хәвәрчиләрни әвәтип, уларға җекиләп: — Силәр ғоҗамға, йәни Әсавға: «Кәминилири Яқуп мундақ деди: — Мән Лабанниң қешида мусапир болуп, та мошу вақитқичә турдум. Әнди мәндә кала, ешәк вә қойлар, қул-дедәкләрму бар; мән өзлириниң нәзиридә илтипат тапармәнмекин дәп ғоҗамға хәвәр йәткүзүшни лайиқ көрдүм», дәңлар, — деди.
Хәвәрчиләр Яқупниң йениға йенип келип: — Биз акилири Әсавниң қешиға бардуқ; у төрт йүз кишини елип, силиниң алдилириға келиватиду, — деди.
Яқуп наһайити қорқуп, ғәм-ғуссигә чүшүп адәмлирини қой, кала вә төгилиригә қошуп, икки топқа айриди. У: — «Әгәр Әсав келип бир топимизға һуҗум қилса, йәнә бир топ қечип қутулуп қалар» — дәп ойлиди.
Андин Яқуп мундақ дуа қилди: — И атам Ибраһимниң Худаси вә атам Исһақниң Худаси! Маңа: «Өз зиминиң вә уруқ-туққанлириңниң қешиға йенип кәткин, саңа яхшилиқ қилимән» дәп вәдә қилған Пәрвәрдигар! Яр. 31:13. 10 — Мән Сениң Өз қулуңға көрсәткән өзгәрмәс барлиқ меһриванлиғиң вә барлиқ вападарлиғиң алдида һеч немә әмәсмән; чүнки мән бу Иордан дәриясидин өткинимдә ялғуз бир һасам бар еди. Әнди мән икки топ адәм болуп қайтиватимән. «һеч немә әмәсмән» — ибраний тилида «интайин кичикмән». 11 Өтүнүп қалай, мени акам Әсавниң қолидин қутқузғайсән; чүнки у келип мән билән хотун-балилиримни өлтүрүветәмдикин, дәп қорқимән. 12 Сән: «Мән җәзмән саңа зор яхшилиқ қилип, сениң нәслиңни деңиздики қумдәк һәдди-һесапсиз көп қилимән», дегән едиң, — деди. Яр. 28:13.
13-15 У шу кечиси шу йәрдә қонуп қалди; андин у қол илигидики маллардин елип, акиси Әсавға икки йүз өчкә, жигирмә текә, икки йүз сағлиқ, жигирмә қочқар, оттуз чиши төгини тайлақлири билән, қириқ инәк, он буқа, жигирмә мада ешәк, он һаңга ешәкни соғат қилип тәйярлап, «һаңга ешәк» — яки «тәхәй». 16 Буларни айрим-айрим топ қилип хизмәткарлириниң қолиға тапшуруп, уларға җекиләп: — Силәр мәндин бурун меңип, һәр топниң арисида арилиқ қоюп һайдап меңиңлар, — деди.
17 У әң алдидики топ билән маңған кишикә әмир қилип: — Акам Әсав саңа учриғанда, әгәр у сәндин: «Кимниң адимисән? Қәйәргә барисән? Алдиңдики җаниварлар кимниң?» — дәп сориса, 18 Ундақта сән җавап берип: «Булар кәминилири Яқупниң болуп, ғоҗам Әсавға әвәткән соғаттур. Мана, у өзиму кәйнимиздин келиватиду» — дегин, деди.
19-20 Шу тәриқидә у иккинчи, үчинчи вә улардин кейинки падиларни һайдап маңғучи кишиләргиму охшаш әмир қилип: — Әсав сизләргә учриғанда, силәрму униңға шундақ дәңлар, андин: — Мана, кәминилири Яқуп өзиму арқимиздин келиватиду, — дәңлар, деди; чүнки у: — Мән алдимда барған соғат билән уни мени кәчүрүм қилдуруп, андин йүзини көрсәм, мени қобул қилармекин, — дәп ойлиған еди. «уни мени кәчүрүм қилдуруп, андин...» — ибраний тилида «униң йүзи алдида кафарәт қилалаймән, андин...». «Кафарәт» дегән иш тоғрилиқ «Мис.» 29:33 вә изаһати, шундақла «Тәбирләр»ниму көрүң.
21 Шундақ қилип соғат алдин әвәтилди; у шу кечиси баргаһда қонуп қалди.
 
Яқупниң Худа билән челишиши
22 У шу кечидә қопуп, икки аяли вә икки дедиги вә он бир оғлини елип, Яббок кечигидин өтүп кәтти. 23 У уларни еқиндин өткүзди, шундақла һәммә тәәллуғиниму у қарши тәрәпкә өткүзди. 24 Яқуп болса бу қатта ялғуз қалди; бир зат келип шу йәрдә униң билән таң атқичә челишти. 25 Лекин бу зат уни йеңәлмәйдиғанлиғини көрүп, униң янпишиниң йириқиға қолини тәккүзүп қойди; шуниң билән улар челишиватқанда Яқупниң янпиши қазандин чиқип кәтти. «янпишиниң йириқиға...» — яки «янпишиниң үгисигә».
26 У зат: — Мени қоюп бәргин, чүнки таң атай дәп қалди, деди.
— Сән мени бәрикәтлимигичә, сени қоюп бәрмәймән, деди Яқуп. Һош. 12:4.
27 У униңдин: — Етиң немә? дәп сориди.
У: етим Яқуп, — деди.
28 У униңға: — Сениң етиң буниңдин кейин Яқуп болмай, бәлки Исраил болиду; чүнки сән Худа биләнму, инсан биләнму елишип ғалип кәлдиң, — деди. «Исраил» — мәнаси «Худа билән биллә болған әмир» вә униң билән тәң «Худа билән елишқучи».   Яр. 35:10.
29 Андин Яқуп униңдин: — Намиңни маңа дәп бәргин, девиди, у: — Немишкә мениң намимни сорайсән? — деди вә шу йәрдә униңға бәхит-бәрикәт ата қилди. «Пәниәл» — (яки «Пәнуәл») — мәнаси «Худаниң җамали».
30 Шуниң билән Яқуп: — Худани йүзму-йүз көрүп, җеним қутулуп қалди, дәп у җайниң намини «Пәниәл» дәп атиди. «Худани йүзму-йүз көрүп, җеним қутулуп қалди» — бу интайин сирлиқ вақиә үстидә «қошумчә сөз»имиздә азрақ тохтилимиз.
31 У Пәниәлдин өтүп маңғанда, күн униң үстибешини йорутти; амма у янпиши түпәйлидин ақсап маңатти .
32 Бу сәвәптин Исраиллар бүгүнгичә йотиниң үгисидики пәйни йемәйду; чүнки шу Зат Яқупниң янпишиниң йириқиға, йәни униң пейигә қолини тәккүзүп қойған еди.
 
 

32:1 Яр. 48:16.

32:2 «Маһанаим» — буниң мәнаси «икки баргаһ». Бу «икки баргаһ» Яқупниң баргаһи вә Худаниң баргаһини көрситиду. Яқупниң «баргаһ» дегинидин қариғанда, шу җайда көргән пәриштиләр дәрвәқә интайин көп болса керәк.

32:9 Яр. 31:13.

32:10 «һеч немә әмәсмән» — ибраний тилида «интайин кичикмән».

32:12 Яр. 28:13.

32:13-15 «һаңга ешәк» — яки «тәхәй».

32:19-20 «уни мени кәчүрүм қилдуруп, андин...» — ибраний тилида «униң йүзи алдида кафарәт қилалаймән, андин...». «Кафарәт» дегән иш тоғрилиқ «Мис.» 29:33 вә изаһати, шундақла «Тәбирләр»ниму көрүң.

32:25 «янпишиниң йириқиға...» — яки «янпишиниң үгисигә».

32:26 Һош. 12:4.

32:28 «Исраил» — мәнаси «Худа билән биллә болған әмир» вә униң билән тәң «Худа билән елишқучи».

32:28 Яр. 35:10.

32:29 «Пәниәл» — (яки «Пәнуәл») — мәнаси «Худаниң җамали».

32:30 «Худани йүзму-йүз көрүп, җеним қутулуп қалди» — бу интайин сирлиқ вақиә үстидә «қошумчә сөз»имиздә азрақ тохтилимиз.