9
Қуруқ хошаллиқ вә һейтлар
И Исраил, ят әл-жутлардәк хошал болуп шатлинип кәтмәңлар;
Чүнки сән Худайиңдин чәтнәп паһишиликкә берилдиң;
Һәр бир хаманда сән паһишә һәққигә амрақ болуп кәттиң. «И Исраил, ят әл-жутлардәк хошал болуп шатлинип кәтмәңлар; чүнки сән Худайиңдин чәтнәп паһишиликкә берилдиң; һәр бир хаманда сән паһишә һәққигә амрақ болуп кәттиң» — (бу бабтики хәвәр тоғрилиқ) Исраил бутпәрәслик йолиға киргән болсиму, улар техи «һәммә дин охшаш» дәп, бутпәрәслик паалийәтлирини «Пәрвәрдигарниң намида» өткүзүвататти, шундақла шу паалийәтлирини көпләп өткүзүп жүрмәктә еди. Шуниң билән тәң улар йәнила Муса пәйғәмбәргә буйрулған кона һейтларниму сақлап қалған еди, уларға наһайити көңүл бөләтти; мошундақ һейтларниң болғинидин хошал болушуп, һейт-байрам тәрәплиридә хелә «диндар» болуп кетишти. Һошия пәйғәмбәр мошу бабтики хәвәрни күз байримида, йәни «кәпиләр һейти» («кәпә тикиш һейти»)да уларға йәткүзгән болса керәк.
«Хаман» жилниң әҗириниң нәтиҗисини жиғидиған җай болуп, хошаллиқ болидиған бир сорун, әлвәттә. Бирақ паһишә аяллар (хәқниң пули билән) пат-пат шу сорунларға чиқатти. Исраиллар хаманлирида бәлким икки җәһәттә паһишилик қилатти; (1) мошу аяллар билән; (2) роһий җәһәттә «Баал»ға чоқунуп униңға рәхмәт ейтиш паалийәтлиридә.
Хаман вә шарап көлчиги уларни бақалмайду;
Йеңи шарап уни йәргә қаритип қойиду.
Улар Пәрвәрдигарниң зиминида туривәрмәйду;
Әфраим бәлки Мисирға қайтиду,
Улар Асурийәдә һарам тамақни йәйду.
Улар Пәрвәрдигарға һеч «шарап һәдийә»ләрни қуймайду,
Уларниң қурбанлиқлири униңға һеч хурсәнлик болмайду; уларниң нени матәм тутқучиларниң ненидәк болиду;
Уни йегән һәр ким «напак» болиду;
Бу нан һәргиз Пәрвәрдигарниң өйигә кирмәйду. «... Уларниң нени матәм тутқучиларниң ненидәк болиду; уни йегән һәр ким «напак» болиду; бу нан һәргиз Пәрвәрдигарниң өйигә кирмәйду» — Муса пәйғәмбәргә чүшүрүлгән қанун бойичә адәм болсун, нәрсә болсун җәсәткә тәккән болсила, «напак» дәп һесаплинатти. «Напак» ашни йегән адәмниң өзиму «напак» болатти. Шуңа «матәм тутқан» адәмләрниң һәммиси (бир мәзгилгичә) «напак» дәп һесаплинатти. Әнди Худаниң җазаси билән Исраил ят әл арисида һәрдайим «һарам-напаклиқ» билән учрашқачқа, һәрдайим «напак» болиду, шуңа уларниң «Худаниң өйигә» өзлири кириши, шундақла һәр қандақ «аш һәдийә»ни елип кириши қәтъий мәнъий қилинған.
Әнди «җамаәтләрниң ибадәт сорунлири» күнидә,
«Пәрвәрдигарниң һейти» болған күнидә қандақ қиларсиләр? «Әнди «җамаәтләрниң ибадәт сорунлири» күнидә, «Пәрвәрдигарниң һейти» болған күнидә қандақ қиларсиләр?» — бу бутпәрәс хәлиқниң «напак болидиғанлиғи» «Пәрвәрдигарниң һейтлирини тәбрикләлмәслиги», «ибадәт сорунлириға қатнишалмаслиғи» қатарлиқлар уларға еғир кәлгәнлиги бәлким оқурмәнләргә ғәлитә туюлиду. Бирақ әслидә дурус болған бу паалийәтләр хурапий ишларға айлинип қалғандин кейин, улар «буларни һәрдайим қилмисақ «яман болиду»» дәп ойлап, қорқуп жүргән болса керәк. Тирик Худадин қорқмай, хурапийлиқ йолиға хилаплиқ қилиштин қорқуш, һәр бир хәлиққә наһайити номус кәлтүридиған бир иштур.
Чүнки мана, улар һәтта һалакәттин қачқан болсиму, Мисир уларни жиғивелип,
Андин Мемфис шәһири уларни көмүп қойиду.
Уларниң қәдирлик күмүч буюмлирини болса, чаққақлар егиливалиду;
Уларниң чедирлирини янтақ-тикәнләр басиду. «Андин Мемфис шәһири уларни көмүп қойиду» — Мемфис шәһири йоған, һәйвәтлик йәр болғанлиғи үчүн даңқи чиққан. «Уларниң қәдирлик күмүч буюмлирини болса, чаққақлар егиливалиду; уларниң чедирлирини янтақ-тикәнләр басиду» — бу айәттә «қәдирлик күмүч буюмлири» вә «чедирлири» болса күмүч билән һәлләнгән бутлар, шундақла шу бутларға «макан болған» чедирлар көздә тутулуши мүмкин.
Әнди һесаплишиш күнлири кәлди,
Яманлиқ қайтуридиған күнләр кәлди;
Исраил буни билип йәтсун!
Сениң қәбиһлигиңниң көплүги түпәйлидин,
Зор нәпритиң болғини түпәйлидин,
Пәйғәмбәр «ахмақ», роһқа тәвә болғучи «сараң» дәп һесаплиниду. «Әнди һесаплишиш күнлири кәлди» — «һесаплишиш күнлири» ибраний тилида «йоқлаш күнлири».
Пәйғәмбәр болса Әфраим үстигә Худайим билән биллә турған күзәтчидур;
Бирақ униңға барлиқ йоллирида қилтақлар қоюлған,
Худасиниң өйидиму нәпрәт уни күтмәктә. «Пәйғәмбәр болса Әфраим үстигә Худайим билән биллә турған күзәтчидур; ... Худасиниң өйидиму нәпрәт уни күтмәктә» — һәқиқий пәйғәмбәрниң дүшмәнлири (каһинлар вә сахта пәйғәнбәрләр болса керәк) һәтта Худаниң ибадәтханисидиму уни қәстлимәкчи болувататти.
Гибеаһниң күнлиридикидәк улар өзлирини чоңқур булғиған,
У уларниң қәбиһлигини есигә кәлтүриду,
Уларниң гуналирини җазалайду. «Гибеаһниң күнлиридикидәк улар өзлирини чоңқур булғиған,...» — Гибеаһ шәһиридә бәччивазлиқ һәм қатиллиқ йүз бәргән, Исраилни наһайити шәрмәндичиликтә қалдурған («Һак.» 17-19-баплар).
 
10 — Чөл-баяванда үзүм учрап қалғандәк, Мән сән Исраилни тапқан;
Әнҗир дәриғидә тунҗа пишқан мевини көргәндәк, ата-бовилириңларни яхши көргәнмән;
Андин улар «Баал-Пеор»ни издәп барди,
Өзлирини әшу номуслуқ нәрсигә беғишлиди,
Улар өзлириниң «сөйгүчиси»гә охшаш жиркиничлик болди. «Андин улар «Баал-Пеор»ни издәп барди» — «Баал- Пеор» дегән бут вә бу бутқа мунасивәтлик номуссисзлиқ «Чөл.» 25-бапта хатириләнгән. Демисәкму, бу ишлар Исраил чөл-баяванда жүргән вақитта йүз бәргән. «Өзлирини әшу номуслуқ нәрсигә беғишлиди, улар өзлириниң «сөйгүчиси»гә охшаш жиркиничлик болди» — демәк, улар өзлири чоқунған жиркиничлик бутқа охшаш болди.
Башқа бир хил тәрҗимиси «...өз сөйгинигә охшаш жиркиничлик болди».
   Чөл. 25:3; Зәб. 105:28
11 Әфраимниң болса, шан-шәриви қуштәк учуп кетиду
— Худди туғулуш болуп бақмиғандәк,
Һамилә болуп бақмиғандәк,
Бойида апиридә болуш болуп бақмиғандәк! «Әфраимниң болса, шан-шәриви қуштәк учуп кетиду» — «Әфраимниң шан-шәриви» уларниң пәхри болған әвлат-пәрзәнтини көрситиду. Худа уларни агаһландуридуки, әвлат-пәрзәнтиңлар мәвҗут болуп бақмиғандәк болисиләр (12-айәтниму көрүң).
12 Һәтта улар пәрзәнтлирини чоң қилған болсиму,
Мән лекин уларни бирини қалдурмай җуда қилимән;
Бәрһәқ, улардин айрилип кәткинимдин кейин, уларниң һалиға вай!
13 Мән көргинимдә, Әфраимниң әһвали чимәнзарда тикләнгән бир «Тур шәһири»дәк еди;
Бирақ Әфраим балилирини қәтл қилғучиға чиқирип бериду. «Мән көргинимдә, Әфраимниң әһвали чимәнзарда тикләнгән бир «Тур шәһири»дәк еди» — «Тур» Ливанға җайлашқан күчлүк вә мустәһкәм порт-дөләт еди. Башқа төрт хил тәрҗимиси бар. Ибраний тилини чүшиниш тәс.
14 Уларға бәргин, и Пәрвәрдигар — зади немә бәргиниң түзүк? — Уларға бала чүшүп кетидиған балиятқу, қуруқ әмчәкләрни бәргин! «Уларға бала чүшүп кетидиған балиятқу, қуруқ әмчәкләрни бәргин!» — пәйғәмбәрниң бу дуаси бәлким уларни балиларниң қәтл қилиниши азавини көрмисун, дегәнни билдүриду.   Луқа 23:29
15 Уларниң барлиқ рәзиллигини Гилгалдин тапқили болиду;
Чүнки Мән шу йәрдә улардин нәпрәтләндим;
Уларниң қилмишлириниң рәзиллиги түпәйлидин,
Уларни өйүмдин һайдиветимән;
Мән уларни йәнә сөймәймән;
Уларниң әмирлириниң һәммиси тәрсалиқ қилиду. «Уларниң барлиқ рәзиллигини Гилгалдин тапқили болиду» — «Гилгал» уларниң иккинчи чоң бутпәрәс тавапгаһи еди.   Йәш. 1:23; Һош. 4:15; 12:12
16 Әфраим әнди уруветилди;
Уларниң йилтизи қағҗирап кәтти, улар һеч мевә бәрмәйду;
Һәтта улар мевә бәрсиму,
Балиятқусиниң сөйүмлүк мевилирини өлтүрүветимән. «Уларниң (Әфраимниң) йилтизи қағҗирап кәтти, һәтта улар мевә бәрсиму» — мошу йәрдә балиларни көрситиду. Айәтниң иккинчи қисмини көрүң.
17 Мениң Худайим уларни чәткә қақти,
Чүнки улар униңға қулақ салмиди;
Улар әлләр арисида сәрсан болиду.
 
 

9:1 «И Исраил, ят әл-жутлардәк хошал болуп шатлинип кәтмәңлар; чүнки сән Худайиңдин чәтнәп паһишиликкә берилдиң; һәр бир хаманда сән паһишә һәққигә амрақ болуп кәттиң» — (бу бабтики хәвәр тоғрилиқ) Исраил бутпәрәслик йолиға киргән болсиму, улар техи «һәммә дин охшаш» дәп, бутпәрәслик паалийәтлирини «Пәрвәрдигарниң намида» өткүзүвататти, шундақла шу паалийәтлирини көпләп өткүзүп жүрмәктә еди. Шуниң билән тәң улар йәнила Муса пәйғәмбәргә буйрулған кона һейтларниму сақлап қалған еди, уларға наһайити көңүл бөләтти; мошундақ һейтларниң болғинидин хошал болушуп, һейт-байрам тәрәплиридә хелә «диндар» болуп кетишти. Һошия пәйғәмбәр мошу бабтики хәвәрни күз байримида, йәни «кәпиләр һейти» («кәпә тикиш һейти»)да уларға йәткүзгән болса керәк. «Хаман» жилниң әҗириниң нәтиҗисини жиғидиған җай болуп, хошаллиқ болидиған бир сорун, әлвәттә. Бирақ паһишә аяллар (хәқниң пули билән) пат-пат шу сорунларға чиқатти. Исраиллар хаманлирида бәлким икки җәһәттә паһишилик қилатти; (1) мошу аяллар билән; (2) роһий җәһәттә «Баал»ға чоқунуп униңға рәхмәт ейтиш паалийәтлиридә.

9:4 «... Уларниң нени матәм тутқучиларниң ненидәк болиду; уни йегән һәр ким «напак» болиду; бу нан һәргиз Пәрвәрдигарниң өйигә кирмәйду» — Муса пәйғәмбәргә чүшүрүлгән қанун бойичә адәм болсун, нәрсә болсун җәсәткә тәккән болсила, «напак» дәп һесаплинатти. «Напак» ашни йегән адәмниң өзиму «напак» болатти. Шуңа «матәм тутқан» адәмләрниң һәммиси (бир мәзгилгичә) «напак» дәп һесаплинатти. Әнди Худаниң җазаси билән Исраил ят әл арисида һәрдайим «һарам-напаклиқ» билән учрашқачқа, һәрдайим «напак» болиду, шуңа уларниң «Худаниң өйигә» өзлири кириши, шундақла һәр қандақ «аш һәдийә»ни елип кириши қәтъий мәнъий қилинған.

9:5 «Әнди «җамаәтләрниң ибадәт сорунлири» күнидә, «Пәрвәрдигарниң һейти» болған күнидә қандақ қиларсиләр?» — бу бутпәрәс хәлиқниң «напак болидиғанлиғи» «Пәрвәрдигарниң һейтлирини тәбрикләлмәслиги», «ибадәт сорунлириға қатнишалмаслиғи» қатарлиқлар уларға еғир кәлгәнлиги бәлким оқурмәнләргә ғәлитә туюлиду. Бирақ әслидә дурус болған бу паалийәтләр хурапий ишларға айлинип қалғандин кейин, улар «буларни һәрдайим қилмисақ «яман болиду»» дәп ойлап, қорқуп жүргән болса керәк. Тирик Худадин қорқмай, хурапийлиқ йолиға хилаплиқ қилиштин қорқуш, һәр бир хәлиққә наһайити номус кәлтүридиған бир иштур.

9:6 «Андин Мемфис шәһири уларни көмүп қойиду» — Мемфис шәһири йоған, һәйвәтлик йәр болғанлиғи үчүн даңқи чиққан. «Уларниң қәдирлик күмүч буюмлирини болса, чаққақлар егиливалиду; уларниң чедирлирини янтақ-тикәнләр басиду» — бу айәттә «қәдирлик күмүч буюмлири» вә «чедирлири» болса күмүч билән һәлләнгән бутлар, шундақла шу бутларға «макан болған» чедирлар көздә тутулуши мүмкин.

9:7 «Әнди һесаплишиш күнлири кәлди» — «һесаплишиш күнлири» ибраний тилида «йоқлаш күнлири».

9:8 «Пәйғәмбәр болса Әфраим үстигә Худайим билән биллә турған күзәтчидур; ... Худасиниң өйидиму нәпрәт уни күтмәктә» — һәқиқий пәйғәмбәрниң дүшмәнлири (каһинлар вә сахта пәйғәнбәрләр болса керәк) һәтта Худаниң ибадәтханисидиму уни қәстлимәкчи болувататти.

9:9 «Гибеаһниң күнлиридикидәк улар өзлирини чоңқур булғиған,...» — Гибеаһ шәһиридә бәччивазлиқ һәм қатиллиқ йүз бәргән, Исраилни наһайити шәрмәндичиликтә қалдурған («Һак.» 17-19-баплар).

9:10 «Андин улар «Баал-Пеор»ни издәп барди» — «Баал- Пеор» дегән бут вә бу бутқа мунасивәтлик номуссисзлиқ «Чөл.» 25-бапта хатириләнгән. Демисәкму, бу ишлар Исраил чөл-баяванда жүргән вақитта йүз бәргән. «Өзлирини әшу номуслуқ нәрсигә беғишлиди, улар өзлириниң «сөйгүчиси»гә охшаш жиркиничлик болди» — демәк, улар өзлири чоқунған жиркиничлик бутқа охшаш болди. Башқа бир хил тәрҗимиси «...өз сөйгинигә охшаш жиркиничлик болди».

9:10 Чөл. 25:3; Зәб. 105:28

9:11 «Әфраимниң болса, шан-шәриви қуштәк учуп кетиду» — «Әфраимниң шан-шәриви» уларниң пәхри болған әвлат-пәрзәнтини көрситиду. Худа уларни агаһландуридуки, әвлат-пәрзәнтиңлар мәвҗут болуп бақмиғандәк болисиләр (12-айәтниму көрүң).

9:13 «Мән көргинимдә, Әфраимниң әһвали чимәнзарда тикләнгән бир «Тур шәһири»дәк еди» — «Тур» Ливанға җайлашқан күчлүк вә мустәһкәм порт-дөләт еди. Башқа төрт хил тәрҗимиси бар. Ибраний тилини чүшиниш тәс.

9:14 «Уларға бала чүшүп кетидиған балиятқу, қуруқ әмчәкләрни бәргин!» — пәйғәмбәрниң бу дуаси бәлким уларни балиларниң қәтл қилиниши азавини көрмисун, дегәнни билдүриду.

9:14 Луқа 23:29

9:15 «Уларниң барлиқ рәзиллигини Гилгалдин тапқили болиду» — «Гилгал» уларниң иккинчи чоң бутпәрәс тавапгаһи еди.

9:15 Йәш. 1:23; Һош. 4:15; 12:12

9:16 «Уларниң (Әфраимниң) йилтизи қағҗирап кәтти, һәтта улар мевә бәрсиму» — мошу йәрдә балиларни көрситиду. Айәтниң иккинчи қисмини көрүң.