14
1 Самарийәниң өз гунайи өз зиммисигә қоюлиду;
Чүнки у өз Худасиға бойнини қаттиқ қилған;
Улар қилич билән жиқилиду,
Бовақлири парә-парә қилип чеқиветилиду,
Һамилдар аяллири йериветилиду.
■
Исраилниң кәлгүсидә товва қилиши, қутқузулуп әслигә кәлтүрүлүши
2 И Исраил, Пәрвәрдигар Худайиңниң йениға иккиләнмәй қайтип кәл!
Чүнки өз қәбиһлигиң билән путлишип жиқилғансән.
■ 3 Өзүңлар билән биллә сөзләрни епкелиңлар,
Пәрвәрдигарниң йениға қайтиңлар;
Униңға: — «Барлиқ қәбиһликни кәчүргәйсән,
Шапаәт билән бизни қобул қилғайсән,
Шуниң билән биз Саңа ләвлиримиздики «буқа
қурбанлиқлар»ни тутимиз — дәңлар.
□ 4 — «Асурийә бизни қутқузмайду,
Атларға минмәймиз;
Биз һәргиз өз қолимиз ясиғиниға: — «Худайимиз!» демәймиз;
Чүнки Сәндинла житим-йесирлар рәһим-шәпқәт тапиду».
□
5 — Мән уларни «арқиға чекинишлири»дин сақайтимән,
Мән уларни чин көңлүмдин халап сөйимән;
Чүнки Мениң ғәзивим униңдин янди.
6 Мән Исраилға шәбнәмдәк болимән;
У нилупәрдәк бәрқ уриду,
Йилтизлири Ливан кедир дәриғидәк йилтиз тартиду;
7 Униң бихлири шахлап йейилиду,
Униң гөзәллиги зәйтун дәриғидәк,
Пуриғи Ливан кедириниңкидәк болиду.
8 Хәлиқ қайтип келип, униң сайиси астида олтириду;
Улар зираәтләрдәк яшнайду,
Үзүм телидәк чечәкләйду;
Ливанниң шараплири
ағзида қалғандәк, есидә шерин қалиду.
□ 9 Әфраим: «Мениң бутлар билән йәнә немә карим!» — дәйдиған болиду.
«Мән униңға җавап беримән, униңдин хәвәр алимән!
«Мән япйешил бир қариғайдурмән».
«Сениң мевәң Мәндиндур!»
□ 10 Ким дана болуп, бу ишларни чүшинәр? Чечән болуп, буларни биләр?
Чүнки Пәрвәрдигарниң йоллири дурустур,
Һәққанийлар уларда маңиду;
Бирақ итаәтсизләр уларда путлишип жиқилиду.
■