Демәк, мошу икки вақиә (Һәзәкияниң кесәлдин сақайтилиши вә униң ишәшисини риғбәтләндүрүшкә берилгән карамәт мөҗизә) Асурийәниң падишаси таҗавузчилиқ қилиштин илгири, бәлким миладийәдин илгәрки 703- яки 702-жили йүз бәргән (39-баптики изаһатларни көрүң). ■ 2Пад. 20:7-9
□38:1 «Шу күнләрдә Һәзәкия әҗәл кәлтүргүчи бир кесәлгә муптила болди» — бу сөзләр билән «Йәшая» дегән китапниң «иккинчи қисми» башлиниду. Кириш сөзимизни көрүң.
□38:5 «атаң Давут» — Һәзәкия Давут пәйғәмбәрниң он үчинчи әвлади еди.
□38:8 «...Шуниң билән қуяшниң чүшкән сайиси он басқуч кәйнигә янди» — Меродақ-Баладан (39:1) Асурийә падишаси Сәннахериб тәрипидин миладийәдин илгәрки 702-жили ғулитилди. Мошу ишму шу жилда болған болуши керәк. Демәк, мошу икки вақиә (Һәзәкияниң кесәлдин сақайтилиши вә униң ишәшисини риғбәтләндүрүшкә берилгән карамәт мөҗизә) Асурийәниң падишаси таҗавузчилиқ қилиштин илгири, бәлким миладийәдин илгәрки 703- яки 702-жили йүз бәргән (39-баптики изаһатларни көрүң).
□38:11 «Яһни, Яһни көрәлмәйдиған» — «Яһ» дегән «Яһвәһ» дегәнниң қисқа шәкли, демәк Пәрвәрдигарниң наминиң бир хил қисқартилип ейтилиши. «Яһни, Яһни көрәлмәйдиған, шундақла «һәммә нәрсә йоқ болған» җайда турғанлар билән биллә туруп, инсанниму көрәлмәйдиған болдум» — дедим» — Һәзәкия: — «Тәһтисарада болғанда, Худани яки адәмни көрмәслиги мүмкин» демәкчи әмәс; тәкитләйдиған иш тирик туруп көрүш пурситидин мәһрум болуштур. Тәһтисараниң әһвалиниң қандақ екәнлигидин биз 14-бапта азрақ мәлумат алалаймиз.
□38:20 «Биз болсақ, қалған өмримиздә һәр күни Пәрвәрдигарниң өйидә саз челип мәдһийә нахшлиримни ейтимиз!» — Худани мәдһийиләйдиған бу яхши сөзләрни қилғини билән, Һәзәкия өз көзи билән көргән икки карамәт ишни (өзиниң сақайтилиши вә 7-айәттики мөҗизини) есидә чиң сақлиған әмәс. Жуқириқи бабларда дегәндәк, Асурийә қошунлири бесип киргәндә, у Худаниң 6-айәттә хатириләнгән вәдисини унтуп, һодуқуп кәтти. Төвәндики 39-баптики вақиәдиму у «Қәдәмлиримни санап маңимән» дегән өз вәдисини унтуйду.