50
Худаниң чақириқиға ким: «Мана мән» — дәйду?
Пәрвәрдигар мундақ дәйду: —
Мән қоювәткән анаңларниң талақ хети қени?
Маңа қәриз бәргүчиләрниң қайсисиға силәрни сетивәткәнмән?
Мана, силәр өз гуналириңлар арқилиқ өз-өзүңларни сетивәткәнсиләр;
Силәрниң асийлиқлириңлар түпәйлидин анаңлар қоюветилгән еди. «Мән қоювәткән анаңларниң талақ хети қени?... Силәрниң асийлиқлириңлар түпәйлидин анаңлар қоюветилгән еди» — Худа Исраилға «өз аялим»дәк қарайду. «Қоювәткән анаңларниң талақ хети қени?» — Муса пәйғәмбәр арқилиқ берилгән қанунға асасән, «талақ хәт» болмиса, «аҗрашқанлар» қайтидин әпләшсә болиду. Демәк, Исраилниң Худаниң йениға қайтиш йоли очуқ көрүниди.
«Маңа қәриз бәргүчиләрниң қайсисиға силәрни сетивәткәнмән?» — Худаға қәриз бәргүчи йоқ, әлвәттә. Худа «Өз мәнпәити»ни көзлигән әмәс, бәлки уларниң гуналири түпәйлидин дүшмәнләрниң уларни аяқ асти қилип әсиргә чүшүрүшигә йол қойған (оқурмәнләрниң есидә болсунки, Йәшая асасән мошу бешарәтләрни өзидин кейинки бир дәвир үчүн сөзләйду).
Мән силәрдинму сораймән:
Мән кәлгинимдә, немишкә һеч адәм чиқмиди?
Мән чақирғинимда, немишкә һеч ким «Мана мән» дәп җавап бәрмиди?
Һөрлүккә чиқиришқа қолум қисқилиқ қиламду?
Қутқузғидәк күчүм йоқмиду?
Мана, Мән бир әйипләпла деңизни қурутуп,
Дәрияларни чөлгә айландуруветимән;
Су болмиғачқа уларниң белиқлири сесип кетиду,
Уссузлуқтин өлиду; «Мән кәлгинимдә, немишкә һеч адәм чиқмиди? Мән чақирғинимда, немишкә һеч ким «Мана мән» дәп җавап бәрмиди? Һөрлүккә чиқиришқа қолум қисқилиқ қиламду? Қутқузғидәк күчүм йоқмиду?» — мошу сөзләр бәлким жуқуриқи «Пәрвәрдигар мәндин ваз кәчти, Рәб мени унтуп кәтти!» дегән қақшашларға берилгән иккинчи бир җавап. Худа Зионни унтумиди; бирақ У улардин Өз хизмитини қилғидәк адәмни чақирса, Униң хизмитини қилишқа һеч ким чиқмайду. Бириси чиқсила, у арқилиқ қутқузидиған күч-қудритини көрситип берәтти.   Чөл. 11:23; Йәш. 59:1
Асманларни қарилиқ билән кийдүримән,
Уларниң кийим-кечәклирини қара бөздин қилимән». «Асманларни қарилиқ билән кийдүримән, уларниң кийим-кечәклирини қара бөздин қилимән» — Исраилниң «Мисирдин чиқиш» дәвридә мошундақ ишлар көп йүз бәргән. «Мисирдин чиқиш»ни көрүң.
 
Пәрвәрдигарниң қули йәнә сөзләйду
«Рәб Пәрвәрдигар мениң җапа чәккәнләрниң көңлини ясашни билишим үчүн маңа тәлим-тәрбийә алғучиларниң тилини тәқдим қилди;
У мени һәр сәһәр ойғитип туриду,
Тәрбийиләнгәнләрниң қатарида мениң қулиқимни ойғитиду. «...тәлим-тәрбийә алғучилар... тәрбийиләнгәнләр...» — ибраний тилида «тәлим-тәрбийә алғучилар» вә төвәндики «тәрбийиләнгәнләр» һәм «мухлислар» (8-бап, 16-айәт) бир сөз билән ипадилиниду. «Пәрвәрдигар мени һәр сәһәр ойғитип туриду, тәрбийиләнгәнләрниң қатарида мениң қулиқимни ойғитиду» — Худаниң сөзини аңлап, униң көңлигә пүккинини әмәлгә ашуруш үчүн Исраилдин һеч ким чиқмиди. Худаниң нийитидики ишни қилишқа чиқидиғини һәм шундақла шу ишини қилалиғучи пәқәтла Худаниң қули Мәсиһ еди. Пәқәт бир қетимла әмәс, у «һәр сәһәрдә» Худаниң сөзини аңлап тәрбийини қобул қилиду.
Рәб Пәрвәрдигар қулиқимни ачти;
Мән болсам итаәтсизлик қилмидим,
Яки йолидин баш тартмидим. «Рәб Пәрвәрдигар қулиқимни ачти; мән болсам итаәтсизлик қилмидим, яки йолидин баш тартмидим» — қул болса һәр сәһәр Худаниң сөзини вуҗуди билән берилип аңлайду. Бир күни у Худаниң вәһийси билән, Худаниң көңүлдикилирини әмәлгә ашуруш үчүн көп җапа-мушәққәтләрни, адәмләрниң рәзил хорлашлирини тартиш керәк дәп билиду. Шу чағда у баш тартмайду, бәлки мошу ишларни қобул қилишқа қәтъий бәл бағлайду (6-7-айәт).   Юһ. 14:31; Фил. 2:8; Ибр. 10:5-10
Дүмбәмни савиғучиларға,
Мәңзлиримни түк юлғучиларға тутуп бәрдим;
Хорлуқ һәм түкүрүшләрдин йүзүмни қачурмидим;
Бирақ Рәб Пәрвәрдигар ярдимимдә болиду;
Шуңа мән йәргә қарап қалмаймән;
Шуңа мән нийитимни қәтъий қилип йүзүмни алмастәк чиң қилдим;
Хиҗиллиққа қалдурулмайдиғанлиғимни билимән. «Шуңа мән нийитимни қәтъий қилип йүзүмни алмастәк чиң қилдим» — «алмас» ибраний тилидики «чақмақ теши» дегән сөз билән охшаш мәнидә (әң қаттиқ таш).
Мени Ақлиғучи йенимдидур;
Ким маңа әрз-шикайәт қилалисун?
Бар болса бирликтә дәвалишайли;
Ким мениң үстүмдин әйиплимәкчи болса,
Алдимға кәлсун! «Мени Ақлиғучи йенимдидур; ким маңа әрз-шикайәт қилалисун? ... Ким мениң үстүмдин әйиплимәкчи болса, алдимға кәлсун!» — бу айәткә қариғанда, қул сот қилинип қаттиқ төһмәт-шикайәтләргә учрайду.   Рим. 8:32,33
Маңа ярдәмдә болғучи Пәрвәрдигардур;
Әнди мени әрз қилалайдиған кимкән?
Уларниң һәммиси бир тал кийимдәк әскирәп кетиду;
Пәрваниләр уларни жутуветиду».
10 — «Араңларда Пәрвәрдигардин қорқидиған,
Униң қулиниң сөзигә итаәт қилидиған ким бар?
Қараңғулуқта маңидиған, йоруқлуғи болмиған киши болса,
Пәрвәрдигарниң намиға ишинип хатирҗәмләнсун,
Худасиға йөләнсун! «Араңларда Пәрвәрдигардин қорқидиған, Униң қулиниң сөзигә итаәт қилидиған ким бар?» — бешарәт бойичә «Пәрвәрдигардин қорқуш» һәм «Униң қулиниң сөзигә итаәт қилиш»тин ибарәт икки иш әмәлийәттә охшаштур.
11 Мана, өзлири үчүн от яқидиған,
Әтрапиңларни мәшъәлләр билән орайдиған һәммиңлар!
Қени, өз отуңларниң нурида,
Өзүңлар яққан мәшъәлләр арисида меңиңлар;
Бирақ силәр шуни қолумдин алисиләрки: —
«Азап-һәсрәт ичидә ятисиләр!». «Мана, өзлири үчүн от яқидиған, әтрапиңларни мәшъәлләр билән орайдиған һәммиңлар!... «Азап-һәсрәт ичидә ятисиләр!»» — бу түркүм кишиләр: «Худадин һеч нур кәлмиди һәм кәлмәйду» дәп өз-өзигә йол көрситиш үчүн өзлириниң хиялидики «нур»ни яқиду. Әгәр «нур» Худаниң Өзидин кәлгән болмиса, сахта пәйғәмбәрләрдин, инсанлардики пәлсәпиләрдин яки хәлиқниң өзиниң хиял-тәпәккуридин кәлгәнлириниң һәммисиниң нәтиҗиси охшаш болуп, улар һаман: — «азап-һәсрәт ичидә ятиду».
 
 

50:1 «Мән қоювәткән анаңларниң талақ хети қени?... Силәрниң асийлиқлириңлар түпәйлидин анаңлар қоюветилгән еди» — Худа Исраилға «өз аялим»дәк қарайду. «Қоювәткән анаңларниң талақ хети қени?» — Муса пәйғәмбәр арқилиқ берилгән қанунға асасән, «талақ хәт» болмиса, «аҗрашқанлар» қайтидин әпләшсә болиду. Демәк, Исраилниң Худаниң йениға қайтиш йоли очуқ көрүниди. «Маңа қәриз бәргүчиләрниң қайсисиға силәрни сетивәткәнмән?» — Худаға қәриз бәргүчи йоқ, әлвәттә. Худа «Өз мәнпәити»ни көзлигән әмәс, бәлки уларниң гуналири түпәйлидин дүшмәнләрниң уларни аяқ асти қилип әсиргә чүшүрүшигә йол қойған (оқурмәнләрниң есидә болсунки, Йәшая асасән мошу бешарәтләрни өзидин кейинки бир дәвир үчүн сөзләйду).

50:2 «Мән кәлгинимдә, немишкә һеч адәм чиқмиди? Мән чақирғинимда, немишкә һеч ким «Мана мән» дәп җавап бәрмиди? Һөрлүккә чиқиришқа қолум қисқилиқ қиламду? Қутқузғидәк күчүм йоқмиду?» — мошу сөзләр бәлким жуқуриқи «Пәрвәрдигар мәндин ваз кәчти, Рәб мени унтуп кәтти!» дегән қақшашларға берилгән иккинчи бир җавап. Худа Зионни унтумиди; бирақ У улардин Өз хизмитини қилғидәк адәмни чақирса, Униң хизмитини қилишқа һеч ким чиқмайду. Бириси чиқсила, у арқилиқ қутқузидиған күч-қудритини көрситип берәтти.

50:2 Чөл. 11:23; Йәш. 59:1

50:3 «Асманларни қарилиқ билән кийдүримән, уларниң кийим-кечәклирини қара бөздин қилимән» — Исраилниң «Мисирдин чиқиш» дәвридә мошундақ ишлар көп йүз бәргән. «Мисирдин чиқиш»ни көрүң.

50:4 «...тәлим-тәрбийә алғучилар... тәрбийиләнгәнләр...» — ибраний тилида «тәлим-тәрбийә алғучилар» вә төвәндики «тәрбийиләнгәнләр» һәм «мухлислар» (8-бап, 16-айәт) бир сөз билән ипадилиниду. «Пәрвәрдигар мени һәр сәһәр ойғитип туриду, тәрбийиләнгәнләрниң қатарида мениң қулиқимни ойғитиду» — Худаниң сөзини аңлап, униң көңлигә пүккинини әмәлгә ашуруш үчүн Исраилдин һеч ким чиқмиди. Худаниң нийитидики ишни қилишқа чиқидиғини һәм шундақла шу ишини қилалиғучи пәқәтла Худаниң қули Мәсиһ еди. Пәқәт бир қетимла әмәс, у «һәр сәһәрдә» Худаниң сөзини аңлап тәрбийини қобул қилиду.

50:5 «Рәб Пәрвәрдигар қулиқимни ачти; мән болсам итаәтсизлик қилмидим, яки йолидин баш тартмидим» — қул болса һәр сәһәр Худаниң сөзини вуҗуди билән берилип аңлайду. Бир күни у Худаниң вәһийси билән, Худаниң көңүлдикилирини әмәлгә ашуруш үчүн көп җапа-мушәққәтләрни, адәмләрниң рәзил хорлашлирини тартиш керәк дәп билиду. Шу чағда у баш тартмайду, бәлки мошу ишларни қобул қилишқа қәтъий бәл бағлайду (6-7-айәт).

50:5 Юһ. 14:31; Фил. 2:8; Ибр. 10:5-10

50:7 «Шуңа мән нийитимни қәтъий қилип йүзүмни алмастәк чиң қилдим» — «алмас» ибраний тилидики «чақмақ теши» дегән сөз билән охшаш мәнидә (әң қаттиқ таш).

50:8 «Мени Ақлиғучи йенимдидур; ким маңа әрз-шикайәт қилалисун? ... Ким мениң үстүмдин әйиплимәкчи болса, алдимға кәлсун!» — бу айәткә қариғанда, қул сот қилинип қаттиқ төһмәт-шикайәтләргә учрайду.

50:8 Рим. 8:32,33

50:10 «Араңларда Пәрвәрдигардин қорқидиған, Униң қулиниң сөзигә итаәт қилидиған ким бар?» — бешарәт бойичә «Пәрвәрдигардин қорқуш» һәм «Униң қулиниң сөзигә итаәт қилиш»тин ибарәт икки иш әмәлийәттә охшаштур.

50:11 «Мана, өзлири үчүн от яқидиған, әтрапиңларни мәшъәлләр билән орайдиған һәммиңлар!... «Азап-һәсрәт ичидә ятисиләр!»» — бу түркүм кишиләр: «Худадин һеч нур кәлмиди һәм кәлмәйду» дәп өз-өзигә йол көрситиш үчүн өзлириниң хиялидики «нур»ни яқиду. Әгәр «нур» Худаниң Өзидин кәлгән болмиса, сахта пәйғәмбәрләрдин, инсанлардики пәлсәпиләрдин яки хәлиқниң өзиниң хиял-тәпәккуридин кәлгәнлириниң һәммисиниң нәтиҗиси охшаш болуп, улар һаман: — «азап-һәсрәт ичидә ятиду».