Батур Һакимлар
1
Исраилларниң Ⱪананийлар билән җәң қилип, зиминини қисмән егилиши
Вә Йәшуа вапат болғандин кейин шундақ болдики, Исраиллар Пәрвәрдигардин: — Биздин ким авал чиқип Ⱪананийлар билән соқушсун? — дәп сориди. «Вә Йәшуа вапат болғандин кейин шундақ болдики...» — мошу җүмлә «Вә» дегән сөз билән башлинип, «Батур Һакимлар» дегән китапниң «Йәшуа» дегән китап билән зич бағланғанлиғини көрситиду. «Йәшуа» 24:33-айәтни көрүң. Мәзкур китап «Йәшуа» дегән китапниң давамидур.   Һак. 20:18
Пәрвәрдигар сөз қилип: — Йәһуда чиқсун; мана, Мән зиминни униң қолиға тапшурдум, — деди. «Йәһуда» — мошу йәрдә Йәһуда қәбилисини көрситиду.
У вақитта Йәһуда акиси Шимеонға: — Сән мениң билән биллә Ⱪананийлар билән соқушушқа, маңа чәк ташлинип мирас қилинған зиминға чиқсаң, мәнму саңа чәк ташлинип мирас қилинған зиминға сән билән биллә чиқип соқушимән, девиди, Шимеон униң билән биллә чиқти. «Шимеон» — мошу йәрдә Шимеон қәбилисини көрситиду. «Сән мениң билән биллә Ⱪананийлар билән соқушушқа, маңа чәк ташлинип мирас қилинған зиминға чиқсаң,....» — мошу айәттики «сән», «мән», «маңа», «униң» дегәнләр қәбилидики көп адәмләрни көристиду.
Йәһуда у йәргә чиққанда, Пәрвәрдигар Ⱪананийлар вә Пәриззийләрни уларниң қолиға тапшурди. Шуниң билән улар Безәк дегән җайда уларни уруп қирип, он миң адимини өлтүрди. Улар Безәктә Адони-Безәк дегән падиша билән учришип қелип, униң билән соқушуп Ⱪананийлар билән Пәриззийләрни уруп қирди. «Адони-Безәк» — бәлким шу падишаниң исми әмәс, бәлким униң унвани болуши мүмкин; мәнаси «Безәкниң әмри». Адони-безәк қачти, улар қоғлап берип, уни тутувелип, қоллириниң чоң бармиғи билән путлириниң чоң бармиғини кесивәтти. Шуниң билән Адони-Безәк: — Әйни чағда қоллириниң чоң бармиғи билән путлириниң чоң бармиғи кесиветилгән йәтмиш падиша дәстихинимниң тегидики увақларни терип йегән еди. Мана әнди Худа мениң қилғанлиримни өзүмгә яндурди, деди.
Андин улар уни Йерусалимға елип барди, кейин у шу йәрдә өлди. «...Андин улар Адони-Безәкни Йерусалимға елип барди, кейин у шу йәрдә өлди» — Йәһуда вә Шимеонларниң Адони-Безәкни тирик қалдуруши Муса пәйғәмбәр вә Йәшуа пәйғәмбәрниң бу таипиләр тоғрисида тапилиғиниға хилап еди (мәсилән, «Қан.» 7:16, «Йә.» 10:40, 11:12).
 
Йәһудалар Йерусалимға һуҗум қилип шәһәрни ишғал қилди; улар у йәрдә олтарғучиларни қиличлап қирип, шәһәргә от қоювәтти.
Андин Йәһудалар чүшүп, тағлиқ район, җәнупдики Нәгәв вә Шәфәлаһ ойманлиғида туруватқан Ⱪананийлар билән соқушти. Йә. 10:36; 11:21; 15:13
10 Андин Йәһудалар Һеброндики Ⱪананийларға һуҗум қилип, Шешай, Аһиман вә Талмайларни уруп қирди (илгири Һеброн «Кириат-Арба» дәп атилатти). «Шешай, Аһиман вә Талмайлар» — бу үч адәм гигант еди («Йә.» 15:14).   Йә. 15:14 11 Андин улар у йәрдин чиқип, Дәбирдә туруватқанларға һуҗум қилди (илгири Дәбир «Кириат-Сәфәр» дәп атилатти). Йә. 15:15-19.
 
12 Каләб: — Кимки Кириат-Сәфәргә һуҗум қилип уни алса, униңға қизим Аксаһни хотунлуққа беримән, дегән еди.
13 Каләбниң укиси Кеназниң оғли Отнийәл уни ишғал қилди, Каләб униңға қизи Аксаһни хотунлуққа бәрди. 14 Вә шундақ болдики, қиз ятлиқ болуп униң қешиға барар чағда, ерини атисидин бир парчә йәр сорашқа үндиди. Аксаһ ешәктин чүшүшигә Каләб униңдин: — Сениң немә тәливиң бар? — дәп сориди. «Аксаһ ешәктин чүшүшигә Каләб униңдин ... сориди» — бу иш сәл сирлиқ туюлиду. Немишкә отнийәлниң өзи бу тәләпни қоймайду? Аксаһ тойға барғанда униң атисиму униңға һәмраһ болуп барған болса керәк; шуниң билән Отнийәлниңкигә барғанда Аксаһ өзи алдирап кетип беваситә атисиға шу тәләпни қойған болса керәк.
15 У җавап берип: — Мени алаһидә бир бәрикәтлигәйсән; сән маңа Нәгәвдин қағҗирақ йәр бәргән екәнсән, маңа бир нәччә булақниму бәргәйсән, деди. Шуни девиди, Каләб униңға үстүн булақлар билән астин булақларни бәрди. «сән маңа Нәгәвдин қағҗирақ йәр бәргән екәнсән» — ибраний тилида пәқәт «сән маңа Нәгәвдин йәр бәргән екәнсән...» дейилиду. Әмәлийәттә Дәбир дегән шәһәр Нәгәвдә әмәс (Нәгәв Йәһуданиң җәнубий тәрипидики чөллүк еди); бәлки тағлиқ районда еди. Лекин әтрапида су аз болғачқа, Аксаһ шу йәрни «Нәгәвдәк (демәк, қағҗирақ) бир йәр» дәп пуритиду.
 
16 Мусаниң қейинатисиниң әвлатлири болған Кенийләр Йәһудаға қошулуп «Һормилиқ Шәһәр»дин чиқип Арадниң җәнуп тәрипидики Йәһуда чөлигә берип, шу йәрдики хәлиқ билән биллә турған еди. «Һормилиқ Шәһәр» — Йерихониң башқа бир нами. Йәшуа Йерихо шәһирини харабә қилған еди («Йә.» 6:24); шуңа «Һормилиқ Шәһәр» мошу йәрдә Йерихониң әтраплирини көрсәтсә керәк. «Мусаниң қейинатисиниң әвлатлири болған Кенийләр Йәһудаға қошулуп ... шу йәрдики хәлиқ билән биллә турған еди» — бу хәвәрни беришниң сәвәви Кенийләрниң Йәһуда қәбилисидикиләргә болған амрақлиғини көрситиштин ибарәт болса керәк.
17 Йәһуда болса акиси Шимеон билән биллә берип, Зәфат шәһиридә туруватқан Ⱪананийларни уруп қирип, шәһәрни мутләқ вәйран қилди; шуниң билән шәһәрниң исми «Хормаһ» дәп аталған. «Һормаһ» — буниң мәнаси «вәйран қилиш».
18 Андин Йәһудалар Газа билән униң әтрапини, Ашкелон билән униң әтрапини, Әкрон билән униң әтрапини егилиди. 19 Пәрвәрдигар Йәһуда билән биллә болғач, улар тағлиқ жутни мәғлуп қилип алди; лекин җилғидикиләрни болса, уларниң төмүр җәң һарвулири болғачқа, уларни зиминидин қоғливетәлмиди. «...җилғидикиләр» — башқа бир хил тәрҗимиси: «... төвән жуттикиләр».
20 Улар Мусаниң буйруғинидәк Һебронни Каләбкә бәрди. Шуниң билән Каләб Анакниң үч оғлини у йәрдин қоғливәтти. Чөл. 14:24; Йә. 14:13
 
21 Лекин Биняминлар болса Йерусалимда олтириватқан Йәбусийларни қоғлап чиқириветәлмиди; шуңа та бүгүнгичә Йәбусийлар Биняминлар билән Йерусалимда биллә турмақта.
 
22 Йүсүпниң җәмәти Бәйт-Әлгә һуҗум қилди; Пәрвәрдигар улар билән биллә еди. 23 Йүсүпниң җәмәти Бәйт-Әлниң әһвалини билип келишкә чарлиғучиларни әвәтти (илгири шәһәрниң нами Луз еди). Яр. 28:19 24 Чарлиғучилар шәһәрдин бир кишиниң чиқип келиватқинини байқап униңға: — Шәһәргә киридиған йолни бизгә көрситип қойсаң, саңа шапаәт көрситимиз, — деди.
25 Шуниң билән шу киши шәһәргә киридиған йолни уларға көрситип қойди. Улар берип шәһәрдикиләрни уруп қиличлиди; лекин у адәм билән аилисидикиләрни аман қойди. «... шу киши шәһәргә киридиған йолни уларға көрситип қойди» — Йүсүпниң җәмәтидикиләр шәһәрни аллиқачан қоршивалған еди; бу киши шәһәргә киридиған мәхпий йолни көрситип қойған охшайду. 26 У адәм кейин Һиттийларниң зиминиға берип, шу йәрдә бир шәһәр бәрпа қилип, намини Луз дәп атиди. Та бүгүнгичә униң нами шундақ аталмақта.
27 Лекин Манассәһләр болса Бәйт-Шеанни вә униңға қарашлиқ кәнтләрни, Таанақни вә униңға қарашлиқ кәнтләрни ишғал қилмиди; улар Дор вә униңға қарашлиқ кәнтләрдики хәлиқни, Иблеам вә униңға қарашлиқ кәнтләрдики хәлиқни, Мегиддо вә униңға қарашлиқ кәнтләрдики хәлиқни қоғливәтмиди, зиминни алмиди; Ⱪананийлар шу зиминда туруверишкә бәл бағлиған еди. «Манассәһләр» — оқурмәнләрниң есидә барки, Йүсүп қәбилиси Манассәһ қәбилиси вә Әфраим қәбилиси дәп иккигә бөлүнәтти.   Йә. 17:11, 12 28 Исраил барғансери күчәйгәчкә Ⱪананийларни өзлиригә һашарчи қилип беқиндурди, лекин уларни өз йәрлиридин пүтүнләй қоғливәтмиди.
29 Әфраимларму Гәзәрдә туруватқан Ⱪананийларни қоғливәтмиди; шуниң билән Ⱪананийлар Гәзәрдә улар билән биллә туривәрди. «Әфраимларму...» — жуқуриқи 27-айәттики изаһатни көрүң. Йүсүп қәбилиси Манассәһ қәбилиси вә Әфраим қәбилиси дәп иккигә бөлүнәтти.   Йә. 16:10
 
30 Зәбулун нә Қитронда туруватқанларни нә Наһалолда туруватқанларни қоғливәтмиди; шуниң билән Ⱪананийлар уларниң арисида олтирақлишип, уларға һашарчи мәдикар болди. «Наһалол» — яки «Наһалал».
 
31 Ашир болса нә Аккода туруватқанларни нә Зидонда туруватқанларни қоғливәтмиди, шундақла Аһлаб, Ақзиб, Һәлбаһ, Афәк Рәһобларда туруватқанларниму қоғливәтмиди. «Афәк» — яки «Афик». 32 Шуниң билән Аширлар шу зиминда туруватқанларниң арисида, йәни Ⱪананийларниң арисида олтирақлишип қалди; улар Ⱪананийларни өз йеридин қоғливәтмиди.
33 Нафталилар нә Бәйт-Шәмәштә туруватқанларни нә Бәйт-Анатта туруватқанларни қоғливәтмиди; шуниң билән улар шу зиминда туруватқанларниң арисида, йәни Ⱪананийларниң арисида олтирақлишип қалди; Бәйт-Шәмәш вә Бәйт-Анаттики хәлиқ уларға һашарчи мәдикар болди.
34 Аморийлар Данларни тағлиқ районға мәҗбурий һайдап чиқириветип, уларни җилға-түзләңликкә чүшүшкә йол қоймиди. 35 Аморийлар Һәрәс теғи, Айҗалон вә Шаалбимда туруверишкә нийәт бағлиған еди; лекин Йүсүп җәмәтиниң қоли күчәйгәндә, Ⱪананийлар уларға һашарчи мәдикар болди. 36 Аморийларниң чегариси болса «Сериқ Ешәк давини»дин қорам тешиға өтүп жуқури тәрипигә баратти. «Сериқ Ешәк давини» — бәзидә (ибраний тилиға әгишип) «Акраббим давини» дәп атилиду. қорам теши» — яки «Села». «Аморийларниң чегариси ... «Сериқ Ешәк давини»дин қорам тешиға өтүп жуқури тәрипигә баратти» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Аморийларниң чегариси болса «Сериқ Ешәк давини»дики қорам тешидин тартип жуқури тәрипигә баратти».
 
 

1:1 «Вә Йәшуа вапат болғандин кейин шундақ болдики...» — мошу җүмлә «Вә» дегән сөз билән башлинип, «Батур Һакимлар» дегән китапниң «Йәшуа» дегән китап билән зич бағланғанлиғини көрситиду. «Йәшуа» 24:33-айәтни көрүң. Мәзкур китап «Йәшуа» дегән китапниң давамидур.

1:1 Һак. 20:18

1:2 «Йәһуда» — мошу йәрдә Йәһуда қәбилисини көрситиду.

1:3 «Шимеон» — мошу йәрдә Шимеон қәбилисини көрситиду. «Сән мениң билән биллә Ⱪананийлар билән соқушушқа, маңа чәк ташлинип мирас қилинған зиминға чиқсаң,....» — мошу айәттики «сән», «мән», «маңа», «униң» дегәнләр қәбилидики көп адәмләрни көристиду.

1:5 «Адони-Безәк» — бәлким шу падишаниң исми әмәс, бәлким униң унвани болуши мүмкин; мәнаси «Безәкниң әмри».

1:7 «...Андин улар Адони-Безәкни Йерусалимға елип барди, кейин у шу йәрдә өлди» — Йәһуда вә Шимеонларниң Адони-Безәкни тирик қалдуруши Муса пәйғәмбәр вә Йәшуа пәйғәмбәрниң бу таипиләр тоғрисида тапилиғиниға хилап еди (мәсилән, «Қан.» 7:16, «Йә.» 10:40, 11:12).

1:9 Йә. 10:36; 11:21; 15:13

1:10 «Шешай, Аһиман вә Талмайлар» — бу үч адәм гигант еди («Йә.» 15:14).

1:10 Йә. 15:14

1:11 Йә. 15:15-19.

1:14 «Аксаһ ешәктин чүшүшигә Каләб униңдин ... сориди» — бу иш сәл сирлиқ туюлиду. Немишкә отнийәлниң өзи бу тәләпни қоймайду? Аксаһ тойға барғанда униң атисиму униңға һәмраһ болуп барған болса керәк; шуниң билән Отнийәлниңкигә барғанда Аксаһ өзи алдирап кетип беваситә атисиға шу тәләпни қойған болса керәк.

1:15 «сән маңа Нәгәвдин қағҗирақ йәр бәргән екәнсән» — ибраний тилида пәқәт «сән маңа Нәгәвдин йәр бәргән екәнсән...» дейилиду. Әмәлийәттә Дәбир дегән шәһәр Нәгәвдә әмәс (Нәгәв Йәһуданиң җәнубий тәрипидики чөллүк еди); бәлки тағлиқ районда еди. Лекин әтрапида су аз болғачқа, Аксаһ шу йәрни «Нәгәвдәк (демәк, қағҗирақ) бир йәр» дәп пуритиду.

1:16 «Һормилиқ Шәһәр» — Йерихониң башқа бир нами. Йәшуа Йерихо шәһирини харабә қилған еди («Йә.» 6:24); шуңа «Һормилиқ Шәһәр» мошу йәрдә Йерихониң әтраплирини көрсәтсә керәк. «Мусаниң қейинатисиниң әвлатлири болған Кенийләр Йәһудаға қошулуп ... шу йәрдики хәлиқ билән биллә турған еди» — бу хәвәрни беришниң сәвәви Кенийләрниң Йәһуда қәбилисидикиләргә болған амрақлиғини көрситиштин ибарәт болса керәк.

1:17 «Һормаһ» — буниң мәнаси «вәйран қилиш».

1:19 «...җилғидикиләр» — башқа бир хил тәрҗимиси: «... төвән жуттикиләр».

1:20 Чөл. 14:24; Йә. 14:13

1:23 Яр. 28:19

1:25 «... шу киши шәһәргә киридиған йолни уларға көрситип қойди» — Йүсүпниң җәмәтидикиләр шәһәрни аллиқачан қоршивалған еди; бу киши шәһәргә киридиған мәхпий йолни көрситип қойған охшайду.

1:27 «Манассәһләр» — оқурмәнләрниң есидә барки, Йүсүп қәбилиси Манассәһ қәбилиси вә Әфраим қәбилиси дәп иккигә бөлүнәтти.

1:27 Йә. 17:11, 12

1:29 «Әфраимларму...» — жуқуриқи 27-айәттики изаһатни көрүң. Йүсүп қәбилиси Манассәһ қәбилиси вә Әфраим қәбилиси дәп иккигә бөлүнәтти.

1:29 Йә. 16:10

1:30 «Наһалол» — яки «Наһалал».

1:31 «Афәк» — яки «Афик».

1:36 «Сериқ Ешәк давини» — бәзидә (ибраний тилиға әгишип) «Акраббим давини» дәп атилиду. қорам теши» — яки «Села». «Аморийларниң чегариси ... «Сериқ Ешәк давини»дин қорам тешиға өтүп жуқури тәрипигә баратти» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Аморийларниң чегариси болса «Сериқ Ешәк давини»дики қорам тешидин тартип жуқури тәрипигә баратти».