4
Дәбораһ вә Барақ
1 Әнди Әһуд вапат болғандин кейин Исраиллар Пәрвәрдигарниң нәзиридә йәнә рәзил болғанни қилғили турди. 2 Шуниң билән Пәрвәрдигар уларни Ⱪананийларниң падишаси Ябинниң қолиға ташлап бәрди. Ябин Һазор шәһиридә сәлтәнәт қилатти; униң қошун сәрдариниң исми Сисера болуп, у Һарошәт-Гойим дегән шәһәрдә туратти. □ «Ⱪананийларниң падишаси Ябин...» — «Ябин» Һазор падишасиниң исми әмәс, бәлки униң унвани болуши мүмкин. «... Ябинниң қолиға ташлап бәрди» — ибраний тилида «Ябинниң қолиға сетип бәрди». «Һарошәт-Гойим дегән шәһәр...» — яки «Таипиләрниң орманлиқ шәһири». ■ 1Сам. 12:9 3 Исраиллар Пәрвәрдигарға налә-пәряд көтәрди, чүнки Ябинниң тоққуз йүз төмүр җәң һарвуси болуп, Исраилларға жигирмә жилдин буян толиму зулум қилип кәлгән еди.
4 У вақитта Лапидотниң хотуни Дәбораһ дегән аял пәйғәмбәр Исраилға һаким еди. 5 У Әфраим тағлиғидики Рамаһ билән Бәйт-Әлниң оттурисидики «Дәбораһниң хорма дәриғи»ниң түвидә олтиратти; барлиқ Исраиллар дәвалири тоғрисида һөкүм сориғили униң қешиға келәтти.
6 У адәм әвәтип Нафтали жутидики Кәдәштин Абиноамниң оғли Барақни чақиртип келип, униңға: — Мана, Исраилниң Худаси Пәрвәрдигар мундақ әмир қилған әмәсму?! У: — Сән берип Нафталилар қәбилиси һәм Зәбулун қәбилисидин он миң адәмни өзүң билән биллә елип Табор теғиға чиққин; □ «... Пәрвәрдигар мундақ әмир қилған әмәсму?!» — яки «... Пәрвәрдигар саңа әмир қилған әмәсму?». ■ Ибр. 11:32 7 шуниң билән Мән Ябинниң қошун сәрдари Сисерани җәң һарвулири вә қошунлири билән қошуп Кишон еқининиң бойиға, сениң қешиңға барғуси нийәткә селип, уни қолуңға тапшуримән дегән, — деди.■ Зәб. 82:10-11
8 Барақ униңға: — Әгәр сән мән билән биллә барсаң, мәнму баримән. Сән мән билән бармисаң, мәнму бармаймән! — деди.
9 Дәбораһ җававән: — Мақул, мән сән билән барсам барай; һалбуки, сәпириң саңа һеч шан-шәрәп кәлтүрмәйду; чүнки Пәрвәрдигар Сисерани бир аял кишиниң қолиға тапшуриду, — деди. Шуниң билән Дәбораһ қопуп Барақ билән биллә Кәдәшкә маңди.□ «... Пәрвәрдигар Сисерани бир аял кишиниң қолиға тапшуриду» — ибраний тилида «Пәрвәрдигар Сисерани бир аял кишиниң қолиға сетип бериду».
10 Барақ Зәбулунлар вә Нафталиларни Кәдәшкә чақиртти; шуниң билән он миң адәм униңға әгәшти; Дәбораһму униң билән чиқти 11 (шу чағда кенийләрдин болған Һәбәр өзини Мусаниң қейинатиси Һобабниң нәслидин болған кенийләрдин айрип чиқип, Кәдәшниң йенидики Заанаимниң дуб дәриғиниң йенида чедир тиккән еди).■ Чөл. 10:29
Табор теғиниң мәнзириси (Йизрә'әл түзләңликидин қарайдиған)
Табор теғиниң мәнзириси (Йизрә'әл түзләңликидин қарайдиған)
12 Әнди Сисераға: — Абиноамниң оғли Барақ Табор теғиға чиқипту, дегән хәвәр йәткүзүлди. 13 Шуни аңлап Сисера барлиқ җәң һарвулирини, йәни тоққуз йүз төмүр җәң һарвусини вә барлиқ әскәрлирини жиғип, Һарошәт-Гойимдин чиқип, Кишон еқининиң йенида топлиди.
14 Дәбораһ Бараққа: — Қопқин; бүгүн Пәрвәрдигар Сисерани сениң қолуңға тапшуридиған күндүр. Мана, Пәрвәрдигар алдиңда йол башлиғили чиқти әмәсму?! — деди. Шуни девиди, Барақ вә он миң адәм униңға әгишип Табор теғидин чүшти. 15 Пәрвәрдигар Сисерани, униң һәммә җәң һарвулири вә барлиқ қошунини қошуп Барақниң қиличи алдида тирипирән қилди; Сисера өзи җәң һарвусидин чүшүп, пиядә қечип кәтти.■ Зәб. 82:10-11
16 Барақ җәң һарвулирини вә қошунни Һарошәт-Гойимгичә қоғлап барди; Сисераниң барлиқ қошуни қилич астида жиқилди, бириму қалмиди. 17 Лекин Сисера пиядә қечип, Кенийләрдин болған Һәбәрниң аяли Яәлниң чедириға барди; чүнки Һазорниң падишаси Ябин билән Кенийләрдин болған Һәбәрниң җәмәти оттурисида достлуқ алақиси бар еди.
18 Яәл Сисерани қарши елишқа чиқип униңға: — Әй ғоҗам, киргинә! Қорқма, мениңкигә киргин, деди.
Шуниң билән Сисера униң чедириға кирди, у униң үстигә йотқан йепип қойди.
19 У униңға: — Мән уссап кәттим, маңа бир отлам су бәргинә, девиди, аял берип сүт тулумини ечип, униңға ичкүзүп, андин йәнә уни йепип қойди.■ Һак. 5:25
20 Андин Сисера униңға: — Сән чедирниң ишигидә сақлап турғин. Бирким келип сәндин: — Бу йәрдә бирәрси барму, дәп сориса, йоқ дәп җавап бәргин, — деди.
21 Әнди Һәбәрниң аяли Яәл қопуп, бир чедир қозуғини елип, қолида болқини тутқиничә шәпә чиқармай униң қешиға барди; у һерип кәткәчкә, қаттиқ ухлап кәткән еди. Яәл униң чекисигә қозуқни шундақ қақтики, қозуқ чекисидин өтүп йәргә кирип кәтти. Буниң билән у өлди.
22 Шу чағда, Барақ Сисерани қоғлап кәлди, Яәл алдиға чиқип униңға: — Кәлгин, сән издәп кәлгән адәмни саңа көрситәй, — деди. У униң чедириға кирип қаривиди, мана Сисера өлүк ятатти, қозуқ техичә чекисигә қеқиқлиқ туратти.
23 Шундақ қилип, Худа шу күни Қанаан падишаси Ябинни Исраилларниң алдида төвән қилди. 24 Шу вақиттин тартип Исраиллар барғансери күчийип, Қанаан падишаси Ябиндин үстүнлүкни егилиди; ахирда улар Қанаан падишаси Ябинни йоқатти.
□4:2 «Ⱪананийларниң падишаси Ябин...» — «Ябин» Һазор падишасиниң исми әмәс, бәлки униң унвани болуши мүмкин. «... Ябинниң қолиға ташлап бәрди» — ибраний тилида «Ябинниң қолиға сетип бәрди». «Һарошәт-Гойим дегән шәһәр...» — яки «Таипиләрниң орманлиқ шәһири».
□4:6 «... Пәрвәрдигар мундақ әмир қилған әмәсму?!» — яки «... Пәрвәрдигар саңа әмир қилған әмәсму?».
□4:9 «... Пәрвәрдигар Сисерани бир аял кишиниң қолиға тапшуриду» — ибраний тилида «Пәрвәрдигар Сисерани бир аял кишиниң қолиға сетип бериду».
■4:19 Һак. 5:25