□17:2 «...тәңгиләрни қарғидиң...» — қарғашниң мәзмуни бәлким «Бу пул бәрикәтлик болмисун, алғучи кишигә палакәт чүшүрсун» дегәндәк болса керәк. «...вә буни маңа дәп бәрдиң» — ибраний тилида: «...вә мениң қулақлиримға сөзлидиң».
□17:4 «...аниси униңдин икки йүз күмүч тәңгини елип бир зәргәргә берип, бир ойма бут билән бир қуйма бут ясатти...» — мошу сөздин қариғанда, аписи нийитидин йенип, пулниң бир қисмини өзидә қалдурған еди.
□17:5 «әфод» — «әфод» тоғрилиқ 8:27 вә изаһатини көрүң. «Әфод» әслидә баш каһин кийидиған алаһидә бир хил кийим еди. У тоғрилиқ «Мис.» 28:5-30 вә изаһатлирини көрүң. «тәрафим» — ибраний тилидики сөз болуп, «өй бутлири» дегәнни билдүриду. Бу бутлар қолда көтәргидәк кичик болуп, адәттә күмүчтин ясилатти. Қедимки вақитлардики бәзи бутпәрәс җәмийәтләрдә «тәрафим»ға егә болған адәм өйниң барлиқ тәәллуқатиниң егиси, ғоҗайини дәп һесаплинатти. «... өз оғуллиридин бирини каһинлиққа мәхсус тайинлап, уни өзигә каһин қилди» — пәқәт Һарунниң әвлатлирила каһин болушқа һоқуқлуқ еди.
□17:6 «Шу күнләрдә Исраилда һеч падиша болмиди; һәр ким өз нәзиридә яхши көрүнгәнни қилатти» — мошу сөзләр, шүбһисизки, Худаниң вақти кәлгәндә Исраилға Өзи падиша тайинлаш мәхситидә болғанлиғини көрситиду.
■17:6 Һак. 18:1; 21:25
□17:7 «Йәһуда җәмәтиниң тәвәсидики Бәйт-Ләһәм» — Бәйт-Ләһәм Лавийларға бекитилгән шәһәрләрдин әмәс еди. Бу кишиниң шу йәргә немигә барғини ениқ әмәс.
□17:12 «Микаһ бу Лавий кишини каһинлиққа мәхсус тайинлиди» — ибраний тилида: «Микаһ бу Лавий кишиниң қолини толдурди». Бу сөз мошу йәрдә икки бислиқтур — (1) у Микаһниң қолини мәхсус каһинлиқ вәзиписи билән «толдурди» вә (2) (һәҗвий җәһәттин) пул билән толдурди. «Шуниң билән Лавий жигит униңға каһин болуп, Микаһниң өйидә туруп қалди» — пәқәт Һарунниң әвлатлирила каһин болушқа һоқуқлуқ еди; башқа Лавийларниң каһин болуш һоқуқи йоқтур, әлвәттә.
□17:13 «Бир Лавий киши маңа каһин болғини үчүн, Пәрвәрдигарниң маңа яхшилиқ қилидиғинини билимән» — демисәкму, бу сөзләр пүтүнләй хурапий бир көзқараш, әлвәттә. 18-бапта сөзләрниң хаталиғи чиқип туриду.