41
Әнди йәттинчи айда шундақ болдики, шаһзадә, шундақла падишаниң баш әмәлдарлиридин бири болған Әлишаманиң нәвриси, Нәтанияниң оғли Ишмаил он адәм елип Мизпаһға, Аһикамниң оғли Гәдалияниң йениға кәлди; улар шу йәрдә, йәни Мизпаһда нан уштуп ғизаланғанда, «падишаниң баш әмәлдарлири...» — «падиша» чоқум Зәдәкияни көрситиду.   2Пад. 25:25 Нәтанияниң оғли Ишмаил һәм у епкәлгән он адәм орнидин туруп, Аһикамниң оғли Гәдалияға қилич чапти; уларниң шундақ қилиши Бабил падишаси Йәһуда зимини үстигә һөкүмранлиққа бәлгүлигәнни өлтүрүштин ибарәт еди. Ишмаил Мизпаһда Гәдалияға һәмраһ болған барлиқ Йәһудийлар вә шу йәрдә туруватқан барлиқ Калдий җәңгивар ләшкәрләрни өлтүрүвәтти.
Шундақ болдики, Гәдалияни өлтүрүвәткәндин кейин, иккинчи күнигичә һеч ким техи униңдин хәвәр тапмиған еди, мана Шәқәм, Шилоһ һәм Самарийәдин сәксән адәм йетип кәлди. Улар сақилини чүшүргән, кийимлирини житқан, әтлирини тилған, Пәрвәрдигарниң өйигә сунушқа қолида һәдийәләрни һәм хушбуйни тутқан һалда кәлгән еди. «Улар сақилини чүшүргән, кийимлирини житқан, әтлирини тилған...» — демисәкму, хәлиқ бундақ һәрикәтләр арқилиқ қаттиқ қайғуни билдүрәтти. Шүбһисизки, мошу йәрдә уларниң қайғуси Худаниң Йәһуда вә Исраил үстигә җаза чүшүргәнлиги түпәйлидин болған. Әмәлийәттә қайғуни билдүрүшкә «әтлирини тилиш» Тәвратта қәтъий мәнъий қилинған. Нәтанияниң оғли Ишмаил уларни қарши елишқа маңғиничә жиғлиғанға селип Мизпаһдин чиқти; уларға: «Мәрһәмәт, Аһикамниң оғли Гәдалия билән көрүшүшкә апиримән» — деди.
Шундақ болдики, улар шәһәр оттурисиға йәткәндә, Нәтанияниң оғли Ишмаил вә униң билән биллә болған адәмләр уларни өлтүрүп җәсәтлирини су азгилиға ташливәтти. Һалбуки, улар арисидин он адәм Ишмаилға: «Бизни өлтүрүвәтмә, чүнки далада бизниң йошуруп қойған буғдай, арпа, зәйтун мейи вә һәсәл қатарлиқ озуқ-түлүгимиз бар» — деди. Шуңа у қолини жиғип, бурадәрлири арисидин уларни өлтүрмиди. Ишмаил өлтүргән адәмләрниң җәсәтлирини ташливәткән бу азгал болса, интайин чоң еди; уни әсли падиша Аса Исраил падишаси Баашадин қорқуп колап ясиған еди. Нәтанияниң оғли Ишмаил бу азгални җәсәтләр билән толдурди. «Ишмаил өлтүргән адәмләрниң җәсәтлирини ташливәткән бу азгал болса, интайин чоң еди; уни әсли...» — башқа хил тәрҗимиси: «Шу азгал Ишмаил Гәдалия билән биллә өлтүргән адәмләрниң җәсәтлирини ташлиған йәр болуп, уни әсли...» — әйни ибраний тилидики текстни чүшиниш тәс. «Баашадин қорқуп...» — Аса падиша бәлким азгални Мизпаһ муһасиригә елинғанда су сақлаш үчүн колиған еди. 10 Ишмаил Мизпаһта турған хәлиқниң қалдисиниң һәммисини, җүмлидин қаравул беги Небузар-Адан Аһикамниң оғли Гәдалияға тапшурған падишаниң қизлири вә Мизпаһда қалған барлиқ кишиләрни әсиргә елип кәтти; Нәтанияниң оғли Ишмаил уларни әсиргә елип Аммонийларниң қешиға өтүшкә йол алди.
 
Йоһанан хәлиқни Ишмаилниң чаңгилидин қутулдуриду
11 Кареаһниң оғли Йоһанан вә униң қешидики һәммә ләшкәр башлиқлири Нәтанияниң оғли Ишмаил садир қилған барлиқ рәзилликтин хәвәр тапти; 12 шуниң билән улар барлиқ адәмлирини елип Нәтанияниң оғли Ишмаилға җәң қилишқа чиқти; улар Гибеондики чоң көл бойида униң билән учрашти. 13 Ишмаилниң қолида турған барлиқ хәлиқ Кареаһниң оғли Йоһанан һәм униң һәмраһлири болған барлиқ ләшкәр башлиқлирини көргәндә хошал болди. 14 Ишмаил Мизпаһдин елип кәткән барлиқ хәлиқ йолдин йенип, Кареаһниң оғли Йоһананниң йениға кәлди. 15 Лекин Нәтанияниң оғли Ишмаил сәккиз адими билән Йоһанандин қечип, Аммонийлар тәрипигә өтүп кәтти. 16 Андин Кареаһниң оғли Йоһанан һәм униң һәмраһлири болған барлиқ ләшкәр башлиқлири Нәтанияниң оғли Ишмаил Аһикамниң оғли Гәдалияни өлтүргәндин кейин Мизпаһдин елип кәткән хәлиқниң қалдисиниң һәммисини өз қешиға алди; у уларни, йәни җәңгивар ләшкәрләр, қиз-аяллар, балилар вә орда әмәлдарлирини Гибеондин елип кәтти. 17 Улар Калдийиләрдин өзлирини қачуруш үчүн Мисирға қарап йол елип Бәйт-Ләһәмгә йеқин болған Герут-Қимхамда тохтап турди. 18 Сәвәви болса, улар Калдийләрдин қорқатти; чүнки Бабил падишаси зимин үстигә һөкүмранлиққа бәлгүлигән Аһикамниң оғли Гәдалияни Нәтанияниң оғли Ишмаил өлтүрүвәткән еди.
 
 

41:1 «падишаниң баш әмәлдарлири...» — «падиша» чоқум Зәдәкияни көрситиду.

41:1 2Пад. 25:25

41:5 «Улар сақилини чүшүргән, кийимлирини житқан, әтлирини тилған...» — демисәкму, хәлиқ бундақ һәрикәтләр арқилиқ қаттиқ қайғуни билдүрәтти. Шүбһисизки, мошу йәрдә уларниң қайғуси Худаниң Йәһуда вә Исраил үстигә җаза чүшүргәнлиги түпәйлидин болған. Әмәлийәттә қайғуни билдүрүшкә «әтлирини тилиш» Тәвратта қәтъий мәнъий қилинған.

41:9 «Ишмаил өлтүргән адәмләрниң җәсәтлирини ташливәткән бу азгал болса, интайин чоң еди; уни әсли...» — башқа хил тәрҗимиси: «Шу азгал Ишмаил Гәдалия билән биллә өлтүргән адәмләрниң җәсәтлирини ташлиған йәр болуп, уни әсли...» — әйни ибраний тилидики текстни чүшиниш тәс. «Баашадин қорқуп...» — Аса падиша бәлким азгални Мизпаһ муһасиригә елинғанда су сақлаш үчүн колиған еди.