Бу айәттә дейилгән «Офирдики алтун» наһайити есил бир хил алтунни көрситиду.
□22:3 «... Йоллириң әйипсиз болған тәғдирдиму, сән униңға немә ғәниймәтләрни елип келәләйсән?» — 1-бап, 8-айәттә, Худаниң Аюптин алған разилиғи, хурсәнлиги наһайити рошән баян қилиниду. Йәнә келип, Тәвратниң «Яритилиш» дегән қисмида биз Худаниң инсанларниң гуналлири түпәйлидин болған интайин азаплинидиғанлиғи тоғрисида хәвәрдар болимиз. Шуңа Елифазниң 2-айәт вә 3-айәттики бу сөзлириниң толиму хата екәнлигини билишимиз лазим.
■22:6 Мис. 22:26, 27; Қан. 24:6, 10-13
□22:9 «Сән ... житим-йесирларниң қолиниму янҗитивәткәнсән» — шуни чоңқур чүшинишимиз керәкки, Елифазниң бу шикайәтлири пүтүнләй асассиздур.
□22:16 «Улар вақти тошмай турупла ..., уларниң һуллири кәлкүн тәрипидин еқитилип кетилгән» — бу йәрдә Нуһ пәйғәмбәрниң дәвридә топан еқитип кәткән рәзил адәмләр көрстилгән болуши мүмкин.
□22:18 «Уларниң өйлирини есил нәрсиләр билән толдурған дәл униң өзидур» — Елифаз мошу йәрдә Аюпниң «Яманлар бәзидә бейип аватлишиду» дегән пикриниң тоғрилиғини азрақ қобул қилғандәк қилғини билән йәнила: «Яманлар тез бәрбат болиду» дәйду.
□22:22 « Худаниң ағзидин кәлгән несиһәтниму қобул қил,...» — Елифаз өзиниң бая дегән гәплирини «Худаниң ағзидин кәлгән несиһәт» дәп қариса керәк.
□22:24 «Әгәр сән ... Офирдики алтунуңни шиддәтлик еқинниң ташлириға қошувәтсәң» — Елифаз бәлким Аюпни алтунларға интайин ач көз адәм дәп қарайду. Униң бу сөзлириниң нурғун адәмләргә пайда йәткүзәләйдиғини билән, Аюп ач көз адәм болмиғачқа, униңға һеч ярдәм бәрмәйду. Бу айәттә дейилгән «Офирдики алтун» наһайити есил бир хил алтунни көрситиду.
□22:30 «У һәтта гунайи бар адәмниму қутқузиду, у қолуңдики һалаллиқтин қутқузулиду» — қизиқ иш шуки, Елифазниң өзи ахирда Аюпниң дуаси арқилиқ қутқузулиду (42-бап).