25
Билдад йәнә сөзләйду — Худаниң улуқлуғи
Шухалиқ Билдад җававән мундақ деди: —
«Униңда һөкүмранлиқ һәм һәйвәт бардур;
У асманларниң қәридики ишларниму тәртипкә салиду. «У асманларниң қәридики ишларниму тәртипкә салиду» — Билдадниң бу сөзлири бәлким Шәйтанниң әслидә Худаға қаршилиқ қилип әрштә исян көтәргәнлигини, андин Худаниң Шәйтанни әрштин һайдиветип, әрштики ишларни қайтидин тәртипкә кәлтүргәнлигини көрситиду.
Униң қошунлирини санап түгәткили боламду?
Униң нури кимниң үстигә чүшмәй қалар?
Әнди инсан балиси қандақму Тәңриниң алдида һәққаний болалисун?
Аял затидин туғулғанлар қандақму пак болалисун? Аюп 4:17, 18, 19; 15:14, 15, 16
Мана, Униң нәзиридә һәтта айму йоруқ болмиған йәрдә,
Юлтузларму пак болмиған йәрдә, Аюп 15:15
Қурут болған инсан,
Сазаң болған адәм балиси униң алдида қандақ болар?». «Сазаң болған адәм балиси униң алдида қандақ болар?» — достлириниң Аюпқа әң ахири бәргән җавави Билдадниң бу сөзлиридур. Униң баяни бәк қисқа болуп, «яманларниң ақивити» тоғрисида гәп қилмайду, пәқәтла Худаниң улуқлуғини сөзләйду. Қариғанда улар йәнила Аюпниң реаллиққа йүзлинидиған сөзлиригә җавап тапалмайду.   Аюп 4:19; Зәб. 21:7
 
 

25:2 «У асманларниң қәридики ишларниму тәртипкә салиду» — Билдадниң бу сөзлири бәлким Шәйтанниң әслидә Худаға қаршилиқ қилип әрштә исян көтәргәнлигини, андин Худаниң Шәйтанни әрштин һайдиветип, әрштики ишларни қайтидин тәртипкә кәлтүргәнлигини көрситиду.

25:4 Аюп 4:17, 18, 19; 15:14, 15, 16

25:5 Аюп 15:15

25:6 «Сазаң болған адәм балиси униң алдида қандақ болар?» — достлириниң Аюпқа әң ахири бәргән җавави Билдадниң бу сөзлиридур. Униң баяни бәк қисқа болуп, «яманларниң ақивити» тоғрисида гәп қилмайду, пәқәтла Худаниң улуқлуғини сөзләйду. Қариғанда улар йәнила Аюпниң реаллиққа йүзлинидиған сөзлиригә җавап тапалмайду.

25:6 Аюп 4:19; Зәб. 21:7