«Мәсиһ қилиш» кона бир өрп-адәткә қаритилған. Тәвраттики бәлгүлимидә, йеңи падиша тиклиниш мурасимида бешиға пурақлиқ яғ қуюлатти. Бу «мәсиһ қилиш» (яки «мәсиһләш») дәп аталған. Кейин падиша «мәсиһ қилинған» яки «Пәрвәрдигарниң мәсиһ қилғини» («Пәрвәрдигарниң мәсиһлигини») дәп аталған. «Мәсиһ қилиш» мурасими Худаниң һоқуқи вә алаһидә ярдими униңға тапшурулғанлиғини көрситиду.
Әйса «Мәсиһ»ниң үстигә болса яғ әмәс, бәлки Муқәддәс Роһ қуюлған.
□4:1 «Муқәддәс өйдики ташлар...» — муқәддәс ибадәтханиниң тәркиби болған йоған оюлған ташларни көрситиду. Бәзи алимлар «ташлар» муқәддәс ибадәтханидики «гөһәр, яқутлар»ни көрситиду, дәп қарайду; лекин бу гөһәрләрни Небоқаднәсар миладийәдин илгәрки 605-жили Бабилға елип кәткән еди.
□4:3 «...мениң хәлқим чөлдики төгиқушларға охшаш рәһимсиз болди» — төгиқушлар адәттә өз балилирини бақмайду; балилири өз-өзини бақиду.
□4:6 «Хәлқимниң қизиниң қәбиһлигигә чүшкән җаза Содомниң гунайиниң җазасидин еғирдур; чүнки Содом бирақла өрүветилгән еди, һеч адәмниң қоли уни қийнимиған еди» — оқурмәнләрниң есидә барки, Худа Содом шәһириниң үстигә от-гуңгут яғдуруп җазалиған. Шуниң билән униң тартқан җазаси интайин қисқа болған, Йерусалимниңкидәк узунғичә созулған әмәс, йәнә келип у «адәмниң қоли»ниң зораванлиғиға учриған әмәс.
□4:7 «Хәлқимниң «Назарий»лири болса қардин сап, сүттин ақ, ... тәқи-турқи көк яқуттәк еди» — «Назарий»лар болса мәлум мәзгилдә яки өмүрвайәт өзлирини Худаға алаһидә атап тапшурған кишиләрдур. Улар «Назарий» болған вақитта чачлирини чүшүрмәйтти, һеч қандақ һарақ-шарап ичмәйтти (Тәврат, «Чөл.» 6:1-21ни көрүң).
□4:8 «Бир терә-бир устихан болуп қалди» — ибраний тилида: «териси устиханлириға чаплишиду».
□4:13 «Пәйғәмбәрләрниң гуналири»ни әмәс, бәлки «пәйғәмбәрлириниң гуналири» — Исраилда турған бу «пәйғәмбәрләр» Худани әмәс, бәлки хәлиқни рази қилиш үчүн сөз қиливатқан сахта пәйғәмбәрләрни көрситиду.
□4:14 «Улар қанға булғанғанки, һеч ким кийимлиригә тәккүчи болмайду» — Муса пәйғәмбәргә тапиланған қанун бойичә, «өлүк»кә тәккән адәм «булғанған», «напак» һесаплинатти. Өлгән нәрсиләргә яки «напак» адәмләргиму тәккән кишиләр өзлири бир мәзгилгичә «напак» болиду. Мошу каһинлар вә пәйғәмбәрләр шунчә көп адәмләрни өлтүргәнки, кийим-кечәклири һәрдайим «булғанған» болуп, һеч ким уларға тегишкә петиналмайтти.
□4:16 «Пәрвәрдигар Өзи уларни тарқитивәтти» — ибраний тилида сөзмусөз: «Пәрвәрдигарниң йүзи уларни тарқитивәтти» дейилиду.
□4:17 «...бизни қутқузалмиған бир әл» — Исраил һәрдайим авал Мисир билән, андин Асурийә билән иттипақ түзимәкчи болуп, улардин ярдәм сорайтти (мәсилән, 5:6ни, «Йәр.» 2:18ни көрүң).
□4:20 «Пәрвәрдигарниң Мәсиһ қилғини» — Исраилниң падишасини көрситиду. «Мәсиһ қилиш» кона бир өрп-адәткә қаритилған. Тәвраттики бәлгүлимидә, йеңи падиша тиклиниш мурасимида бешиға пурақлиқ яғ қуюлатти. Бу «мәсиһ қилиш» (яки «мәсиһләш») дәп аталған. Кейин падиша «мәсиһ қилинған» яки «Пәрвәрдигарниң мәсиһ қилғини» («Пәрвәрдигарниң мәсиһлигини») дәп аталған. «Мәсиһ қилиш» мурасими Худаниң һоқуқи вә алаһидә ярдими униңға тапшурулғанлиғини көрситиду. Әйса «Мәсиһ»ниң үстигә болса яғ әмәс, бәлки Муқәддәс Роһ қуюлған.
□4:21 «И уз зиминида турғучи, Едомниң қизи, хошал-хурам яйриғин!» — Едом Исраилға өч болуп, һәрдайим Исраилниң бешиға күлпәт чүшкәндә хуш болиду. «Лекин бу җаза қәдәһи саңиму өтиду; сәнму мәс болисән, ялаңачлинисән!» — «қәдәһ» — Худаниң ғәзивигә толған «қәдәһ»ни көрситиду (мәсилән, «Йәр.» 25:15-17, 28ни көрүң). Едом уни ичкән күнидә «ялаңач» болуп, дүшмәнниң һуҗумиға муһапизәтсиз қалиду, шуниңдәк булаң-талаңға учрап хиҗаләткә қалдурулиду.