8
Алтун чирақдан
Пәрвәрдигар Мусаға сөз қилип: —
Сән Һарунға: «Сән чирақлар яқидиған чағда йәттә чирақниң һәммиси чирақданниң алдини йорутидиған болсун» дәп ейтип қой, — деди. Мис. 25:37
Һарун шундақ қилди; у чирақдан үстидики чирақларниң һәммисини яндуруп, худди Пәрвәрдигарниң Мусаға ейтқинидәк, чирақ нурини чирақданниң алдини йорутидиған қилип қойди. Чирақданниң ясилиши мундақ: у алтундин болқа билән соқуп ясалған, путидин гүллиригичә болқа билән соқуп чиқирилған. Пәрвәрдигар Мусаға көрсәткән нусхидәк, у чирақданни шундақ ясатти. Мис. 25:31
 
Лавийларниң Худаниң хизмитигә атап паклинип айрилиши
Пәрвәрдигар Мусаға мундақ деди: —
Сән Исраилларниң ичидин Лавийларни таллап чиқип паклиғин. Уларни паклаш үчүн уларға мундақ қил: «кафарәт сүйи»ни уларниң бәдинигә чачқин; андин улар өзлири пүтүн бәдинини устура билән чүшүрсун, кийимлирини жуюп өзини пак қилсун. «кафарәт сүйи» — ибраний тилида «гуна сүйи» яки «гунадин паклаш сүйи». Бу су 19-бапта тәпсилий тәсвирлиниду. Андин кейин улар бир топақ билән шуниңға қошуп ашлиқ һәдийәсини, йәни зәйтун мейи иләштүрүлгән есил унни кәлтүрсун; сән гуна қурбанлиғи үчүн йәнә бир топақни кәлтүр. Сән Лавийларни җамаәт чедириниң алдиға кәлтүр вә пүтүн Исраил җамаитини жиғип кәл; 10 Лавийларни Пәрвәрдигарниң һозуриға һазир қилғин; андин Исраиллар келип қоллирини уларниң үстигә қойсун. 11 Һарун Лавийларни Исраилларниң «пулаңлатма қурбанлиқ»и сүпитидә Пәрвәрдигарниң хизмитини қилсун дәп, Пәрвәрдигарға һәдийә қилсун. «һәдийә қилсун» — ибраний тилида «ирғаңлатсун». 12 Лавийлар қоллирини һелиқи икки топақниң бешиға қойсун; сән бирини гуна қурбанлиғи болсун, бирини көйдүрмә қурбанлиқ болсун, Лавийлар үчүн кафарәт кәлтүрсун дәп Пәрвәрдигарға сунғин. «сән ... Пәрвәрдигарға сунғин» — Тәврат бойичә, бу Муса пәйғәмбәрниң өзи каһинниң орнида бирдин-бир қурбанлиқ қилған вақти еди. 13 Сән андин Лавийларни Һарун билән униң оғуллириниң алдида турғузуп, уларни пулаңлатма қурбанлиқ сүпитидә Пәрвәрдигарға һәдийә қил.
14 Лавийлар Мениңки болсун дәп, сән Лавийларни әнә шу тәриқидә Исраиллардин айрип чиқ. Чөл. 3:45 15 Андин Лавийлар кирип җамаәт чедириниң ишлирини қилса болиду; сән уларни пакландур, уларни пулаңлатма қурбанлиқ сүпитидә һәдийә қил. 16 Чүнки улар Исраиллар ичидә пүтүнләй Маңа аталған; Мениң уларни Мениңки болсун дәп таллишим уларни Исраилларниң арисида балиятқуниң тунҗа мевиси орнида қойғанлиғимдур. 17 Чүнки Исраилларниң тунҗиси, мәйли у инсан яки һайван болсун, пүтүнләй Маңа тәвәдур; Мән Мисир зиминида барлиқ тунҗиларни өлтүргән күни уларни Өзүмгә муқәддәс қилип еливалған едим. Мис. 13:2; 22:29; 34:19; Лав. 27:26; Чөл. 3:13; Луқа 2:23 18 Мениң Лавийларни у йол билән таллишим уларни Исраилларниң ичидики тунҗилириниң орнида қоюшум үчүндур. Чөл. 3:12 19 Вә җамаәт чедирида Исраилларниң хизмитидә болсун вә Исраилларниң гунайини тиләп кафарәт кәлтүрсун, шуниңдәк Исраиллар муқәддәс җайға йеқинлашқанда улар арисида бала-қаза чиқмисун дәп, Мән Исраиллар ичидин Лавийларни Һарун билән униң оғуллириға бәрдим. 20 Муса, Һарун вә пүткүл Исраил җамаити Лавийларни шундақ қилди; Пәрвәрдигарниң Лавийлар тоғрилиқ Мусаға буйруғинидәк Исраиллар һәммисини беҗа кәлтүрди. 21 Лавийлар шундақ қилип өзлирини гунадин паклап, кийим-кечәклирини жуюп пакизлиди; Һарун уларни пулаңлатма қурбанлиқ сүпитидә Пәрвәрдигарға һәдийә қилди; Һарун йәнә уларни паклашқа гунайини тиләп кафарәт қилди. 22 Андин кейин Лавийлар кирип Һарунниң алдида, шундақла униң оғуллириниң алдида, җамаәт чедири ичидики ишларни қилишқа киришти; Пәрвәрдигар Лавийлар тоғрилиқ Мусаға қандақ буйруған болса, Исраиллар уни шу бойичә беҗа кәлтүрди.
23 Пәрвәрдигар Мусаға сөз қилип мундақ деди: —
24 Лавийларниң вәзиписи мундақ болсун: — Жигирмә бәш яштин жуқурилири кирип җамаәт чедири ичидики ишларни қилишқа сәпкә кирсун; «сәпкә кирсун» — ибраний тилида «җәң үчүн қошунға кирсун» дегән сөзләр билән ипадилиниду. 4:23ни вә изаһатини көрүң. 25 әллик яшқа йәткәндин кейин сәптин чекинип шу хизмәтни қилмисун; 26 лекин улар җамаәт чедири ичидә қериндашлириға ярдәмлишип, уларниң һаҗәтлиридин чиқишқа болиду, амма чедирдики рәсмий вәзипидә болмисун. Лавийларниң вәзипилири һәққидә уларға әнә шундақ қил.
 
 

8:2 Мис. 25:37

8:4 Мис. 25:31

8:7 «кафарәт сүйи» — ибраний тилида «гуна сүйи» яки «гунадин паклаш сүйи». Бу су 19-бапта тәпсилий тәсвирлиниду.

8:11 «һәдийә қилсун» — ибраний тилида «ирғаңлатсун».

8:12 «сән ... Пәрвәрдигарға сунғин» — Тәврат бойичә, бу Муса пәйғәмбәрниң өзи каһинниң орнида бирдин-бир қурбанлиқ қилған вақти еди.

8:14 Чөл. 3:45

8:17 Мис. 13:2; 22:29; 34:19; Лав. 27:26; Чөл. 3:13; Луқа 2:23

8:18 Чөл. 3:12

8:24 «сәпкә кирсун» — ибраний тилида «җәң үчүн қошунға кирсун» дегән сөзләр билән ипадилиниду. 4:23ни вә изаһатини көрүң.