30
Агурниң пәнд-несиһәтлири
Төвәндикиләр Якәһниң оғли Агурға вәһий билән кәлгән сөзләрдур:
Бу адәм Итийәлгә, йәни Итийәл билән Укалға мундақ сөзләрни дегән: — «вәһий билән кәлгән сөзләр» — ибраний тилида «жүкләнгән сөзләр» дәп ипадилиниду. Демәк, Пәрвәрдигарниң Агурниң дил-роһиға жүклигән сөзлири. «Бу адәм» — Якәһниң оғли Агур.
Мән дәрвәқә инсанлар арисидики әң надини, һайванға охшаштурмән;
Мәндә инсан әқли йоқ.
Даналиқни һеч үгәнмидим;
Әң Пак-Муқәддәс Болғучи һәққидиму саватим йоқтур.
Ким әршкә көтирилгән, яки әрштин чүшкән?
Ким шамални қоллирида тутқан?
Ким суларни Өз тониға йөгәп қойған?
Ким йәр-зиминниң чегаралирини бәлгүлигән?
Униң исми немә? Униң Оғлиниң исми немә? Биләмсән-йоқ? Аюп 38:4; Зәб. 103:3; Йәш. 40:12
Тәңриниң һәр бир сөзи синилип испатлинип кәлгәндур;
У Өзигә таянғанларниң һәммисини қоғдайдиған қалқандур. Зәб. 11:7-8; 17:31-32; 19:8-9; 118:140, 2Тим. 2:16
Униң сөзлиригә һеч нәрсә қошма;
Ундақ қилсаң, У сени әйипләйду,
Сениң ялғанчилиғиң ашкарилиниду. Қан. 4:2; 12:32; Вәһ. 22:18
 
И Худайим, Сәндин икки нәрсини тиләймән;
Мән өлгичә буларни мәндин айимиғайсән: —
Сахтилиқ вә ялғанчилиқни мәндин жирақ қилғайсән;
Мени гадайму қилмай, байму қилмай, бәлки еһтияҗимға лайиқла рисқ бәргәйсән.
Чүнки зиядә тоюп кәтсәм, Сәндин йенип: «Пәрвәрдигар дегән ким?» — дәп қелишим мүмкин.
Яки гадай болуп қалсам, оғрилиқ қилип, Сән Худайимниң намиға дағ кәлтүрүшим мүмкин.
 
10 Ғоҗайининиң алдида униң қули үстидин шикайәт қилма,
Болмиса у сени қарғап ләнәт қилиду, әйипкар болисән.
 
11 Өз атисини қарғайдиған,
Өз анисиға бәхит тилимәйдиған бир дәвир бар,
12 Өзини пак чағлайдиған, әмәлийәттә мәйнәтчилигидин һеч жуюлмиған бир дәвир бар,
13 Бир дәвир бар — аһ, кибирлигидин нәзири немидегән үстүн,
Һакавурлуғидин һали немидегән чоң! «Һакавурлуғидин һали немидегән чоң!» — ибраний тилида «Уларниң қапақлири неманчә көтирилгән!».   Пәнд. 6:17
14 Униң аҗизлар вә йоқсулларни ялмап жутуветидиған чишлири қиличтәк,
Езиқ чишлири пичақтәк болған бир дәвир бар! Пәнд. 12:18
 
15 Зүлүкниң икки қизи бар, улар һәрдайим: «Бәргин, бәргин» дәп товлишар.
Һәргиз тоюнмайдиған үч нәрсә бар, һәргиз қанаәтләнмәйдиған төрт нәрсә бар, улар болсиму: — «зүлүк» — су ичидә яшайдиған қанхор бир хил паразиттур.
16 Гөр, туғмас хотунниң қарни,
Суға тоюнмиған қурғақ Йәр.
Вә һәргиз «болди, тойдум» демәйдиған оттин ибарәт. «Гөр» — мошу йәрдә «гөр» ибраний тилида «шеол», йәни «тәһтисара», өлүкләрниң роһлири қиямәт күнини күтидиған йәрни көрситиду.
 
17 Атисини мәсқирә қилидиған,
Анисини кәмситидиған көзни болса,
Қарға-қузғунлар чоқулар,
Бүркүтниң балилириму уни йәр.
 
18 Мән үчүн интайин тилсимат үч нәрсә бар;
Шундақ, мән чүшинәлмәйдиған төрт иш бар: —
19 Бүркүтниң асмандики учуш йоли,
Иланниң ташта беғирлап маңидиған йоли,
Кеминиң деңиздики йоли вә жигитниң қизға ашиқ болуштики йолидур.
 
20 Зинахор хотунниң йолиму шундақтур;
У бир немини йәп болуп ағзини сүртивәткән кишидәк: «Мән һеч қандақ яманлиқни қилмидим!» — дәйду. «Мән һеч қандақ яманлиқни қилмидим!» — зинахор хотунниң йолиниң әҗайиплиғи болса өзиниң опочуқ гунайини һеч тонумайдиғанлиғидин ибарәт.
 
21 Йәр-зимин үч нәрсә астида беарам болар;
У көтирәлмәйдиған төрт иш бар: —
22 Падиша болған қул,
Тамаққа тойған һамақәт,
23 Нәпрәткә патқан, әргә тәккән хотун,
Өз ханиминиң орнини басқан дедәк. «Нәпрәткә патқан» — яки «нәпрәтлик», «нәпрәтләнгән».
 
24 Йәр йүзидә тени кичик, лекин интайин әқиллиқ төрт хил җанивар бар: —
25 Чөмүлиләр күчлүк хәлиқ болмисиму, бирақ язда озуқ тәйярливелишни билиду; Пәнд. 6:8
26 Суғурлар өзи аҗиз бир қовм болсиму, хада ташларниң арисиға уга салиду;
27 Чекәткиләрниң падишаси болмисиму, лекин қатар тизилип рәтлик маңиду;
28 Кәсләнчүкни қол билән тутувалғили болиду,
Лекин хан ордилирида яшайду.
 
29 Қәдәмлири һәйвәтлик үч җанивар бар,
Кишигә зоқ берип маңидиған төрт нәрсә бар: —
30 Һайванатлар ичидә әң күчлүк, һеч немидин қорқмас шир,
31 Зилва бәйгә ити,
Текә,
Вә пухралири қоллайдиған падишадур. «зилва бәйгә ити» — яки «бәйгә ети» — ибраний тилида бу сөз бәк аз учрайду. «пухралири қоллайдиған падишадур» — башқа икки хил тәрҗимиси: «Ағдурулмас вә өрүлмәс падишадур» яки «Өз қошунини башлиған падишадур».   Аюп 39:19-28
 
32 Әгәр сән ахмақлиқ қилип өзүңни бәк жуқури орунға қоювалған болсаң,
Вә яки тәлвә бир ойда болған болсаң,
Қолуң билән ағзиңни юм! «Қолуң билән ағзиңни юм!» — бәлким ибраний тилида «болди, бәс!» дегән мәнини бериш мүмкин.   Аюп 21:5
33 Кала сүти қочулса сериқ май чиқар;
Бириниң бурни миҗилса, қан чиқар;
Адавәт қозғап интиқам ойлиса җедәл-маҗира чиқар. «Кала сүти қочулса ... бириниң бурни миҗилса.... адавәт қозғап интиқам ойлиса ...» — бу җүмлидики «қочулса» «миҗилса» вә «қозғап ... ойлиса» ибраний тилида охшаш бир пеил билән ипадиләнгән.
 
 

30:1 «вәһий билән кәлгән сөзләр» — ибраний тилида «жүкләнгән сөзләр» дәп ипадилиниду. Демәк, Пәрвәрдигарниң Агурниң дил-роһиға жүклигән сөзлири. «Бу адәм» — Якәһниң оғли Агур.

30:4 Аюп 38:4; Зәб. 103:3; Йәш. 40:12

30:5 Зәб. 11:7-8; 17:31-32; 19:8-9; 118:140, 2Тим. 2:16

30:6 Қан. 4:2; 12:32; Вәһ. 22:18

30:13 «Һакавурлуғидин һали немидегән чоң!» — ибраний тилида «Уларниң қапақлири неманчә көтирилгән!».

30:13 Пәнд. 6:17

30:14 Пәнд. 12:18

30:15 «зүлүк» — су ичидә яшайдиған қанхор бир хил паразиттур.

30:16 «Гөр» — мошу йәрдә «гөр» ибраний тилида «шеол», йәни «тәһтисара», өлүкләрниң роһлири қиямәт күнини күтидиған йәрни көрситиду.

30:20 «Мән һеч қандақ яманлиқни қилмидим!» — зинахор хотунниң йолиниң әҗайиплиғи болса өзиниң опочуқ гунайини һеч тонумайдиғанлиғидин ибарәт.

30:23 «Нәпрәткә патқан» — яки «нәпрәтлик», «нәпрәтләнгән».

30:25 Пәнд. 6:8

30:31 «зилва бәйгә ити» — яки «бәйгә ети» — ибраний тилида бу сөз бәк аз учрайду. «пухралири қоллайдиған падишадур» — башқа икки хил тәрҗимиси: «Ағдурулмас вә өрүлмәс падишадур» яки «Өз қошунини башлиған падишадур».

30:31 Аюп 39:19-28

30:32 «Қолуң билән ағзиңни юм!» — бәлким ибраний тилида «болди, бәс!» дегән мәнини бериш мүмкин.

30:32 Аюп 21:5

30:33 «Кала сүти қочулса ... бириниң бурни миҗилса.... адавәт қозғап интиқам ойлиса ...» — бу җүмлидики «қочулса» «миҗилса» вә «қозғап ... ойлиса» ибраний тилида охшаш бир пеил билән ипадиләнгән.